• Йеңилиқлар
  • 21 Тамыз, 2019

30 пайиз – чәк әмәс

Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә мәмликәттә аммивий спорт түрлирини тәрәққий әткүзүш мәсилилири муһакимә қилинди. Мошу мәсилигә беғишланған мәтбуат конференциясигә мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Райымқулова, шундақла мошу идариниң Спорт вә тәнтәрбийә ишлири комитетиниң рәиси Серик Сәпиев қатнашти. Министрниң сөзичә, идарә алдиға қоюлған вәзипиләрни әмәлгә ашуруш даирисидә 2018-жилниң йәкүни бойичә мәмликәттә аһалиниң 30% тәнтәрбийә вә спорт билән шуғуллинишқа җәлип қилинди, бу тәхминән 5,5 млн. адәмниң җумһурийәтниң тәнтәрбийә спорт һәрикитигә қатнашқанлиғини көрситиду. – 2019-жилниң биринчи йеримида җумһурийәт бойичә 27 миңдин ошуқ аммивий спорт чарә-тәдбирлири өткүзүлүп, уларға 2,7 миллиондин ошуқ адәм җәлип қилинди, җүмлидин йеза йәрлиридә өткүзүлгән 16 миңдин ошуқ чарә-тәдбиргә 1,1 миллиондин ошуқ адәм қатнашти. Мәктәп оқуғучилири арисида 1,8 млн. бала тәнтәрбийә вә спорт билән шуғуллинишқа җәлип қилинди, бу тәнтәрбийә вә спорт билән мунтәзим рәвиштә мәшғул болуватқанларниң умумий саниниң 33% тәшкил қилиду, – дәп тәкитлиди Ақтоты Райымқулова. Мәтбуат конференциясидә шундақла 2018-жили мәктәпләрниң спорт заллири билән 85,7% (2017-жили – 84,5%) спорт мәйданлири билән – 93% (2017-жили – 91%) тәминләнгәнлиги тәкитләнди. Буниңда Алмута шәһири (99%), Нур-Султан шәһири (96,5%), Маңғыстав вилайити (93,7%), Чимкәнт шәһири (93,3%), Қизилорда вилайити (92,8 %), Павлодар вилайити (92,3 %), Атырав вилайити (90,2%) вә Қарағанда вилайити (90,2%) әң жуқури көрсәткүчни намайиш қилди. Шуниң билән бир вақитта мәмликәтниң үч региониниң – Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң (75%), Ақтөбә вилайитиниң (77,2%), Түркстан вилайитиниң (79,1%) көрсәткүчлири оттура җумһурийәтлик дәриҗидин төвән болди. – Мәлумки, бу жил җумһурийәт тарихиға Яшлар жили дәп кирди. Шуңлашқа аммивий спорт вә тәнтәрбийини тәрәққий әткүзүш, яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшни күчәйтиш, яшлар арисида сағлам һаят тәризини тәрғип қилиш мәхситидә үч шәһәрдә (Нур-Султан, Алмута вә Атырав) бийил 30-августта Qazaqstan Zhastar FEST надир лайиһиси башлинип, мәмликәтниң барлиқ регионлирида әмәлгә ашурулиду. Уни әмәлгә ашурушқа пүткүл Қазақстан бойичә 15 миңдин ошуқ жигит-қизни җәлип қилиш көздә тутулмақта, – дәп қошумчә қилди министр. Аммивий спорт түрлирини тәрәққий әктүзүштә һал-оқити төвән аилиләрниң балилириға, житим балиларға вә алаһидә тәләпкә егә болуватқан балиларға чоң диққәт бөлүниду. Мәтбуат конференциясидә шундақла мәмликәттә 38,6 миң спорт объектиниң ишләватқанлиғи, бирақ униң мәмликәт аһалисиниң тәнтәрбийә вә спорт билән шуғуллиниш тәливини қанаәтләндүрүш үчүн йетәрлик болмайватқанлиғи тәкитләнди. Шуңлашқа Елбасыниң тапшурмисиға бенаән 100 тәнтәрбийә вә сағламлаштуруш комплексини селиш қисмида Мәдәнийәт вә спорт министрлиги тәһлил жүргүзди. Тәһлилгә мувапиқ 2019-жили 22, 2020-жили – 34 вә 2021-жили – 44 тәнтәрбийә-сағламлаштуруш комплексини селиш планлиниватиду. Ақтоты Райымқулованиң сөзичә, мошу барлиқ чариләр идаригә спортни турақлиқ тәрәққий әткүзүш вә хәлиқара мәйданда Қазақстан спортиниң риқабәткә тақабиллиғини ашуруш вәзипилирини утуқлуқ һәл қилишқа ярдәм қилиду.

432 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы