• Йеңилиқлар
  • 21 Тамыз, 2019

Яр-йөләк болмақта

Мәлумки, 3 – 13-август күнлири Панфилов наһийәсиниң Талди йеза округиға қарашлиқ тағлиқ йәрдә 500 гектар мәйдан отниң ичидә қалди. Уни өчириш үчүн МИ-8 вертолети билән 15 һәрхил техника, 40тин ошуқ адәм җәлип қилинди. От өчириш вақтида 3 адәм қаза болуп, 7 адәм һәрхил җараһәт алди. Қаза болғанлар вапатидин кейин Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Пәрманиға бенаән “Ерлігі үшін” медали билән мукапатланған еди. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталов Панфилов наһийәсидә болуп, дәсләп қаза тапқанларниң аилилиригә тәзийә билдүрди. Андин вилайәт һакими от өчириш вақтида қаза болған Яркәнт орман егилигиниң ишчиси Еркінбек Оспановниң, Қанат Үсембековниң вә Айтқазы Немелтаевниң ата-анилири билән рәпиқилиригә “Ерлігі үшін” медалини тапшурди. Шуниңдин кейин Амандық Ғаббасоғли өрттин зәрдап чәккүчиләрниң бири, наһийәлик ағриқханиниң хирургия бөлүмидә давалиниватқан Ғәбит Мақсутовниң һалидин хәвәр алди. Чүштин кейин вилайәт һакими Панфилов наһийәлик һакимийәтниң Мәҗлисләр залида җамаәтчилик вәкиллири билән учрашти. Баш қошушта Амандық Баталов наһийәдә йүз бәргән пәвқуладдә әһвал һәққидә тәпсилий тохталди вә өрт өчириш вақтида зәрдап чәккән Яркәнт орман егилиги башлиғиниң орунбасари Бауыржан Түйебаев билән орманчилар Бақтыбай Рахымжановни, Ғәбит Мақсутовни, Бауыржан Торғаевни, Ленур Иманбаевни, Руслан Мейирманов һәм тәвә турғуни Сәкен Қайратовни «Өртте көрсеткен қайсарлығы үшін» медали билән мукапатлиди. Вилайәт һакими шундақла қаза тапқанларниң аилилирини өй билән тәминләш вә өй селиш үчүн йәр аҗритип, униң қурулуш ишлирини елип беришқа ярдәмлишидиғанлиғини ейтти. Баш қошушта Шәрипқан һаҗим Турғанов қаза тапқан жутдашларниң аилилиригә сәвир-тақәт, хатирҗәмлик тилигәч елимиз Президенти Қ.Тоқаевқа, вилайәт һакими А. Баталовқа яркәнтликләрниң қайғусиға ортақлишип, маддий вә мәнивий ярдәм көрситиватқанлиғи үчүн жут намидин миннәтдарлиғини билдүрди. Тәкитләш керәкки, наһийә рәһбәрлиги өрт өчириш вақтида зәрдап чәккән вә қаза болғанларниң аилилиридә болуп, ярдәм қолини сунди. Ярдәмгә муһтаҗларға йәниму яр-йөләк болуш давамлишиватиду. Панфилов наһийәси.

457 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы