• Йеңилиқлар
  • 21 Тамыз, 2019

Ишәнчә, бирлик вә разимәнлик

Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевниң рәислигидә Nur Otan партияси Сәясий кеңиши Бюросиниң мәҗлиси болуп өтти. Мәҗлистә партия программилирини әмәлгә ашурушниң кетип бериши вә алдики вақитқа бәлгүләнгән ишниң асасий йөнилишлири қаралди. Елбасы кеңәшмини ечип, Nur Otan партиясиниң өткән 20 жилда мәмликәтниң қудрәтлик сәясий күчигә айланғанлиғини тәкитлиди. – Әң қийин жилларда бизниң партия бир еқимда ишләш үчүн адәмләр билән сәясәтчиләрни җипсилаштурди. Биз течлиқ вә милләтләрара разимәнликни, сәясий турақлиқни сақлап қалдуқ. Әйнә шу түпәйли нурғунлиған утуқларға йәттуқ. Бу мәмликитимизгә “боһран чаңгилидин” жулунуп чиқишқа, инвестицияләрни җәлип қилишқа, миңлиған йеңи карханиларни ечишқа, иш орунлири билән тәминләшкә имканийәт яратти. Әң муһими, мустәқиллигимизни сақлап қелип мустәһкәмлиди, – деди Тунҗа Президент. Нурсултан Назарбаев аләмшумул өзгиришләр шараитида партия алдида йеңи вә техиму мурәккәп вәзипиләрниң туруватқанлиғини тәкитлиди. Елбасы синақларға вә гражданларниң өсүватқан тәләплиригә өз вақтида инкас қилишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. – Қийинчилиқларға қаримай, 2050-жилғичә бәлгүләнгән Стратегияниң асасий мәхситини – тәрәққий әткән оттуз дөләтниң қатариға кириш мәхситини, башқичә ейтқанда, қазақстанлиқларниң турмуш сүпитини тәрәққий әткән дөләтләрниң дәриҗисигә йәткүзүшни унтумаслиқ керәк. Буни қолға кәлтүрүш үчүн, биринчи новәттә, турақлиқ, бирлик вә әң муһими – барлиқ қазақстанлиқларниң әмгәксөйгүчлүги лазим. Буни һәрбиримиз чүшинишимиз шәрт. Оттузлуқниң барлиқ мәмликәтлири мошу йолни бесип өтти, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Тунҗа Президент 2050-жилғичә бәлгүләнгән стратегиялик тәрәққият йолиниң мәхсәтлирини қолиға кәлтүрүш бойичә партия ишиниң муһим йөнилишлиригә тохталди. – Буниң үчүн бизниң партия, биринчидин, җәмийәтни җипсилаштуруши, мәмликәт сәясий рәһбәрлигиниң бирлигини мустәһкәмлиши шәрт. Ички бирлик вә разимәнлик болса, тәрәққиятму болиду. Иккинчидин, ениқ партиявий бирлик вә қәтъий интизам, иҗраий һакимийәтниң җавапкәрлиги керәк, – деди партия Рәиси. Елбасы Мәҗлискә вә мәслиһәтләргә кәлгүсидә өткүзүлидиған сайламға сүпәтлик тәйярлиқ көрүшниң муһим екәнлигини тәкитлиди. – Бизни Мәҗлискә өткүзүлидиған муһим сайлам күтүп туриду, у конституциялик қәрәлдә өтиду. Өткән жили қанунға киргүзүлгән түзитишләргә мувапиқ мәслиһәтләрниң новәттики сайлими дәсләпки қетим Мәҗлис сайлимиға охшаш партиявий тизимлар бойичә өткүзүлиду. Биз ғалибийәтни вә узақ муддәтлик сәясий лидерлиқни көзләватимиз. Шуңлашқа һазирниң өзидә алдимиздики электорал кампаниягә тәйярлиқ көрүшни башлаш керәк, – деди Тунҗа Президент. Партия рәиси шундақла барлиқ бепәрва әмәс гражданларни дөләтниң кәскин иҗтимаий-ихтисадий проблемилирини һәл қилиш үчүн Nur Otanға қошулушқа чақирди. – Биз өз тәклиплирини оттуриға қоюватқан паалийәтчан гражданлиримизни, блогерларни көрүп аңлаватимиз. Әгәр улар һәқиқәтәнму мәмликитимиз үчүн көйүнүватса, тәклип қилған идеяләрни әмәлгә ашуруш үчүн һәммисини партия билән биллә ишләшкә тәклип қилимиз, – дәп тәкитлиди Елбасы. Нурсултан Назарбаев Nur Otan партиясиниң мәмликәт регионлирида гражданларниң проблемилирини һәл қилиш бойичә ишини җанландурушниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Nur Otanниң вәзиписи – нәтиҗидарлиқ җәмийәтлик вә партиявий назарәт, биз хәлиққә бәргән барлиқ вәдиләрни – Бәш институционал ислаһатни, партияниң 2021-жилғичә бәлгүләнгән Сайлам алдидики программисини, сайланған Президент Қасым-Жомарт Кемелоғли Тоқаевниң программисини әмәлгә ашуруш бойичә вәдиләрни орунлаш. Уларниң һәммиси қазақстанлиқларниң турмушини яхшилашқа қаритилған, – дәп атап көрсәтти Елбасы. Nur Otan партиясиниң рәиси шундақла җәмийәтниң партиягә болған ишәнчисини ашуруш мәхситидә әхбарат-идеологиялик стратегияни қобул қилишниң муһим екәнлигигә диққәт ағдурди. – Проблемилар тоғрилиқ очуқ ейтиш вә уларни ениқ җайларда һәл қилишни қолға кәлтүрүш зөрүр. Бизниң вәзипимиз – җәмийәттә ишәнчә кәйпиятини пәйда қилиш. Буниң үчүн барлиқ җәмийәтлик, сәясий күчләрниң, бизнесниң, зиялиларниң, экспертларниң вә гражданларниң диалоги керәк. Моҗут барлиқ мәйданлардин пайдилиниш лазим. Ениқ проблемиларни һәл қилиш үчүн мәхсәтчанлиқ ишниң болуши шәрт. Биз гражданлиримизда келәчәккә болған ишәнчини пәйда қилишимиз керәк, – дәп тәкитлиди Тунҗа Президент. Сәясий кеңәш Бюросиниң мәҗлисидә Гүлшара Әбдиқалықова, Нурлан Әлимжанов, Нуржан Әшимбетов вә Жулдыз Омарбековаға Nur Otan партиясиниң партиявий тизими бойичә Парламент Мәҗлиси депутатиниң мандатлирини тапшуруш тоғрилиқ қарар қобул қилинди.

440 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы