• Яшлар жили
  • 28 Тамыз, 2019

Йеқимлиқ йеңилиқ!

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Яшлар жилида яшлиримизға яхшилиқлар көп болмақта. Хулләс, йәнә бир йеқимлиқ йеңилиқ! Йеқинда Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисида йәнә бир футбол мәйданчисиниң ечилиш мәрасими болуп өтти. Мәзкүр мәйданчини тәдбирчан тиҗарәтчиләр Бекзат Ақылбеков, Жасулан Қиялов пайдилинишқа бәрди вә униң рәмизлик лентиси қийилған күни футбол мухлислириға һәқсиз оюн ойнаш имканийити берилди. Мәзкүр мәрасимға қатнашқан наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан вә наһийәлик футбол федерациясиниң рәиси Ғәйрәт Әхмәтов бу изгү башланмини әмәлгә ашурған тиҗарәтчи жигитләргә миннәтдарлиғини изһар қилип, ишлириға утуқ тилиди. Тәнтәниниң ахири концертлиқ программиға улашти.

166 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы