• Редакция почтисидин
  • 28 Тамыз, 2019

Һезимниң утуғидин пәхирләндим

Шәхсән өзәм спортниң һечқандақ түри билән шуғулланмисамму, униңда бирәр утуқ қазиниватқан уйғур яшлири тоғрилиқ учур тапсам, мәғрурлинип кетимән. Әнди уларниң арисида хәлиқара дәриҗидики мусабиқиләрдә ғалип чиқса, техиму һөрмәт билән қараймән. Һәммимизгә мәлумки, спортта айримлири ойлиғандәк, утуққа йетиш унчивала асан әмәс. Униң үчүн күндүз-түни демәй шуғуллинип, оюн-күлкәңни бир яққа қайрип қойғандила ғәлибә қазанғили болиду. Бу йәрдә мениң ейтқанлиримниң һәқиқәт екәнлигини көпчилик спортчилиримиз яхши чүшиниду. Бәзи спортчилиримизниң паалийитини назарәт қилиш җәриянида шуниңға көз йәткүздүмки, бәзән спортниң саңа беридиған сәлбий тәрәплириму болидекән. Мәсилән, бәзиләр бир-икки мусабиқә-чемпионатта бир-икки қетим алдиңқи орунлардин көрүнүши биләнла, өзлирини алла кимләр чағлап, натоғра йолларға кирип кәткәнлигидин хәвиримиз бар. Уларға спорт дәсләп хошаллиқ һәдийә қилған болса, кейинирәк башни ташқа урсиму орниға кәлмәйдиған, бәзи вақитларда һәтта әркинлигидин мәһрум болғанлиғини аңлап жүримиз. Бирақ алдиға қойған мәхситигә йетиш үчүн барлиқ қийинчилиқларға бәрдашлиқ берип, хәлиқара чемпионатларда җумһурийитимизниң көк байриғини егиз көтирип, униң шәнини қоғдап, бешимизни көккә йәткүзүватса, улардин қандақ пәхирләнмәймиз. Йеқинда телевизордин йеңилиқларни көрүветип еғир салмақ дәриҗисидики боксчи Һезим Һезбақиевниң Америкиниң Брокен – Эрроу шәһиридә (Оклахома штати) америкилиқ Армонте Саммерсон билән учришип ғәлибә қазанғанлиғини аңлап, йәнә бир уйғур жигитиниң спорт дуниясида янғанлиғидин пәхирләндим. Мениң билишимчә, у бирнәччә рәт мәғлубийәткә учрисиму, өзиниң тиришчанлиғи вә мәшиқләндүргүчиси, исми көпчиликкә яхши мәлум спортчи Һемит Тохтахуновниң әмгиги түпәйли ахири дегән арминиға йәтти. Һезим Һезбақиевни бу утуғи билән уни аңлиғанларниң һәммиси тәбрикләшти. Бу неминиң аламити? Демәк, хәлқимиз өз оғланлириниң ғәлибисидин дайим пәхирлиниду. Уларға өзлириниң иллиқ тиләклирини ейтишқа алдирайду. Мәнму сөйүмлүк гезитимиз арқилиқ муһитниң у тәрипидикиләргә уйғур миллитиниң арисидинму маһир спортчиларниң бар екәнлигини испатлап бәргән Һезимни сәмимий тәбрикләп, кәлгүсидә униңдинму егиз чоққиларға йетишигә тиләкдашлиғимни билдүрүшни мувапиқ көрдүм. Мурадил ҚАДИРОВ. Алмута шәһири.

225 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы