• Йеңилиқлар
  • 28 Тамыз, 2019

Президент Қарағанда вилайитидә болди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қарағанда вилайитидә иш бабидики сәпәрдә болуп, мәмликәтни техиму индустрияләштүрүш вә туристик саһани тәрәққий әткүзүш бойичә бирқатар вәзипиләрни бәлгүлиди. “Сарыарка” мәхсус ихтисадий зониси Президентниң Қарағанда вилайитигә қилған икки күнлүк иш бабидики сәпириниң программисидики биринчи пункт болди. Дөләт рәһбири мәхсус ихтисадий зона территориясигә җайлашқан бирқатар индустриялик карханиларни, җүмлидин “Бемер Арматура” ҖЧЙниң заводини, “Recycling Company” ҖЧЙниң кона автомобильларни қайта ишләш заводини зиярәт қилип, мәзкүр карханилардики иш җәрияни билән тонушти. Андин кейин Дөләт рәһбири “Альфарух” дүң сетиш-тәхсим қилиш мәркизидә болди. Мәзкүр объект қурулушиға он миллиард тәңгидин ошуқ мәбләғ бөлүнди. Аграр-санаәт комплексиниң көктат, мевә вә башқа мәһсулати бу йәрдә дәллалларсиз сетилиду, бу болса, тәбиийки, баһаларни төвәнлитиду. Президент “Альфарух” мәркизиниң транспорт-логистикилиқ имканийәтлирини кәңәйтишниң вә қарағандилиқларниң тәҗрибисини мәмликәтниң башқа регионлирида пайдилинишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Бу йәрдә Дөләт рәһбиригә Қарағанда шәһиридә жүргүзүлидиған қурулушларниң лайиһиси тонуштурулди. Вилайәт һакими Ерлан Қошанов макетта кәлгүси беналарни – турушлуқ өй комплекслирини, иҗтимаий объектларни вә спорт иншаәтлирини, җүмлидин концерт залини, стадионни, Геннадий Головкин намидики спорт комплексини, шундақла Балилар вә өсмүрләр сарийини көрсәтти. Һазир йеңи мәркәзниң қурулуши сүръәтлик жүргүзүлүватиду. Чүнки Елбасы Нурсултан Назарбаевниң өткән жили сентябрьдә тәкитлишичә, Қарағанда миллион турғун яшайдиған новәттики шәһәр болуши керәк. Дөләт рәһбири униңдин ташқири вилайәт мәркизидики чәт районларниң биридә – Пришахтинскида ечилған йеңи балилар шипаханисини зиярәт қилди. Шипахана күнигә 300 бемарни қобул қилишқа молҗаланған. Қасым-Жомарт Тоқаев давалаш кабинетлирини, заманивий медицина җабдуқлирини көздин кәчүрди, врачлар билән сөһбәтләшти. Президентқа шундақла вилайәттә мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүшни җарий қилишқа тәйяр екәнлиги тоғрилиқ әхбарат берилди. Қасым-Жомарт Тоқаев Қарағанда вилайитигә қилған иш бабидики сәпириниң биринчи күни мәмликәтни индустриал-инновациялик тәрәққий әткүзүш мәсилисигә беғишланған кеңәшмә өткүзди. Қазақстан Президенти иш бабидики сәпириниң иккинчи қисмини Жезқазғанда өткүзди. Дөләт рәһбири бу йәрдә “Kazakhmys Smelting” ҖЧЙниң мис еритиш заводини зиярәт қилип, дунияда кәң тәләп қилинидиған мәһсулат чиқириватқан мәзкүр карханиниң ишләпчиқириш цехлириниң иши билән тонушти. Президент әтиси, 24-август күни, “Улытау-2019” хәлиқара туристик форумиға қатнашти. Қасым-Жомарт Тоқаев пүткүл Қазақстандин, шундақла Германиядин, Монғолстандин, Түркиядин вә Қирғизстандин кәлгән форум қатнашқучилири алдида сөзгә чиқип, қазақ хәлқи үчүн Улытауниң алаһидә тарихий әһмийәткә егә вә хасийәтлик җай болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. Президент Улуқ тағлар өлкисиниң туризмни тәрәққий әтүзүш үчүн иқтидарға егә екәнлигини қәйт қилди. Дөләт рәһбири Улытауниң муқәддәс объектлириниң қазақстанлиқ вә чәтәллик туристларни җәлип қилиш җайиға айлинидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. – Улытау туристик мәркәз, дәм елиш зониси вә улуқ әҗдатларға тазим қилиш җайи болуши керәк, – дәп тәкитлиди Президент. – Бу йәрдә Қазақстан тарихиниң рәмзи сүпитидә ядикарлиқ-ансамбль орнитиш лазим. Улытау тарихий мирасини яш әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш үчүн пайдилиниш муһим. Қазақстан Президенти вә форум қатнашқучилири ахирида “Рухани жаңғыру” программиси даирисидә уюштурулған Jezkiik Хәлиқара музыка фестивалиниң концерт программисини тамашә қилди вә этноавулни зиярәт қилип, қазақ миллий кийим-кечәклирини көздин кәчүрди, ат оюнида болди.

441 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы