• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 19 Қыркүйек, 2019

Аялларниң қаш териши

Уйғур аяллири әзәлдин өзини пәдәзләшкә, чирайлиқ кийинишкә алаһидә әһмийәт берип кәлгән. Болупму меһмандарчилиқта, той-төкүн, һейт мәйрими вә башқа мәрикилик күнләрдә ясинишқа алаһидә көңүл бөлгән. Қаш териш адити шуниң бир ипадисидур. Аялларниң үзигә устира тәккүзүшкә болмиғачқа, улар артуқ түклиридин қутулушниң башқа амаллирини тапқан. Мәсилән, қаш териш үчүн оттураһал жиңнә чоңлиғидики, узунлуғи 50 — 60 сантиметр жиптин пайдиланған. Йәни униң ярдими билән әпчил қол һәрикити арқилиқ ғәйри өсүп қалған қашларни йөгәп жулувелишни билгән. Нәтиҗидә улар жуқури маһарәт билән қашлирини рәңги-рухсариға мувапиқ кәлгидәк том, инчикә, узунчақ яки әгмә шәкилгә кәлтүрүп, һөснигә һөсүн қошқан. Қаш териш адити уйғурларда асасән җуганларға, йеши чоң аялларға хас болған. У өз заманисида наһайити аммибап болған болсиму, тәрәққиятқа әгишип пәйдин-пәй пайдилиништин қалмақта. Униң орнини заманивий қаш териш усуллири егилимәктә.

181 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы