• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 19 Қыркүйек, 2019

Қошақчилиқ

ХI әсирдә Қараханийлар ханданлиғиниң пәқәт ихтисади гүллинип, һәрбий күчи мустәһкәмлинипла қалмастин, бәлки у иҗтимаий-мәдәний җәһәттинму ронақ тапқан. Қәшқәрни мәркәз қилған бу зиминда мәддаһлиқ, ғәзәлханлиқ җиддий овҗ елип, хелила риваҗланған. Мәддаһлиқ – һекайә, җәңнамә, қиссә сөзләш, ғәзәлханлиқ — нахша ейтиш мәнасини билдүрүп, бу иккиси бирләшкән һалда умумлашқан бир әдәбият-сәнъәт паалийитини вуҗутқа кәлтүргән. Қисқа һәҗимлик қошақлар адәмләрниң қисқа вақит ичидики һис-туйғулирини ипадә қилса, хәлиқ дастанлири униңға сюжетлиқ һекайиләрни қошуп, мәзмунини бейитиду. Әң дәсләпки яралмиш қиссәлири билән әпсанивий дастанлар иптидаий җәмийәт адәмлириниң тәбиәт һәққидики көзқарашлиринила әкис әттүрүп қоймай, бәлки әйни дәвирдики мәлум милләтниң мәдәний тәрәққиятиниң тарихиниму баян қилиду. Мәсилән, бүйүк мутәпәккүр Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әсәридә берилгән «Қиш билән яз муназириси» дегән қошақта икки пәсилниң тили арқилиқ шу дәвирниң нәпәси ипадилиниду. Буни, биртәрәптин, бейит ейтишишниң өзигә хас бир үлгиси десәк, йәнә биртәрәптин мәсәлчиликниң дәсләпки шәкли дәп һесаплашқа болиду: Сәндин қачар сундилач, Мәндә тинар қарлиғач. Татлиғ өтәр сандувач, Әркәк-тиши учрашур. Йәшмиси: Сәндин қачар сүңгүлүгүч, Мәндә тинар қарлиғач. Нәғмә қилар булбул (қуш), Әркәк-чиши учришар.

464 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы