• Әхбаратлар еқими
  • 19 Қыркүйек, 2019

«Тамғалы таста» болди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Мәлумки, бираз вақиттин бери Лондон шәһиридики Шәриқшунаслиқ вә Африка институтиниң тәтқиқатчиси Әзиз Әйса исимлиқ қериндишимиз Қазақстанға келип, бу йәрдики миллитимизниң мәдәнийити, урпи-адәт вә сәнъити билән тонушуп, бирқатар ишларни әмәлгә ашуруватиду. У асасән елимиздә уйғур мәшривини тәтқиқ қиливатсиму, қазақстанлиқ уйғурларни башқиларға тонуштуруш мәхситидә Алмутида шаир-язғучилар, алимлар, сәнъәткарлар һәм рәссамлар билән учришип, хәлқимизниң тарихиға аит материалларни топлаш билән бәнт болмақта. Бу қетим Әзиз Әйса тонулған рәссам Әхмәт Әһәтниң иҗадийитини йорутуш нийитидә униң әсәрлири билән йеқиндин тонушқач, рәссамниң һәмра болушида җәнубий пайтәхттин 180 чақирим жирақлиқтики «Тамғалы тасқа» берип қайтти. Буниңдин он үч әсир илгири яшиған адәмләр тәрипидин қияташларға чекилгән рәсимләрни көрүш җәриянида Әхмәт Әһәт өзиниң йеқинқи он жил мабайнида сизған рәсимлириниң нәқ мошу қияташлардики сүрәтләр билән беваситә мунасивити бар екәнлигини ейтип бәрди. Мәсилән, ташларда көпирәк учришидиған Күн худаси, һайванларниң сүрәтлиригә диққәт билән қарисақ, төгиләр – чидамлиқни, ат һарвулар – ақ йол, тумар – сақлиниш, архар – таҗу-тәхт, йәни һөкүмдарлиқни ипадиләйду. Демәк, шу замандики сәнъәтниңму өзигә хас алаһидиликлири моҗут болған. Шуңлашқа у меһманға «Тамғалы тастики» сүрәтләрниң шәклини елип, уларға өзиниң философиялик ички дуниясини графика, гобелен, керамика, май бояқ жанрлири арқилиқ рәң бәргәнлигини вә мошу йөнилиштә 1000дин ошуқ рәсим сизғанлиғини ейтип вә өзиниң әсәрлирини қияташтики рәсимләр билән селиштуруп көрди. Чәтәллик меһманниң ейтишичә, һәқиқәтәнму нәччә йүз жиллар илгири ташқа чекилгән сүрәтләр билән заманивий әсәрләр арисида аҗралмас мунасивәт бар. ЮНЕСКОниң һимайисигә өткән «Тамғалы тастики» сөһбәт давамида рәссам меһманға өз иҗадийитиниң башқиму қир-сирлиридин учур бәргәч, асасән уни кейинки вақитларда «Уйғурниң кона кочилири» толиму тәсирләндүрүп, илһамиға илһам қошуп, әсәрлириниң утуқлуқ чиқишиға түрткә болуватқанлиғиниң испати дәп чүшәндүрди. Шундақла у өз әсәрлири арқилиқ келәчәк әвлатларға ата-бовилиримиз яшиған кона кочиларниң ташқи қияпитини йәткүзүш арзусиниң пәйдин-пәй әмәлгә ешиватқанлиғиниму йошурмиди. Сәпәр ахирида Әзиз Әйса тәтқиқат ишлириға қол учини сунған Әхмәт Әһәткә миннәтдарлиғини изһар қилип, иҗадийитигә утуқ тилиди.

480 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы