• Йеңилиқлар
  • 05 Қазан, 2012

Салаһийитиңларни сақлап қелиңлар

«Устазлиқ қилиш үчүн устаз болуп ярилиш керәк» дегән екән бир данишмән. Мән өзәмни устаз болуп яралғанмән, дәп ейтиштин әсла жирақмән. Лекин һаятимниң әң гөзәл, үмүтләргә толған 50 жилини мошу қийин вә шәрәплик кәсипкә беғишлидим. Бу жилларниң һалавитидин мәшәқити көп болди десәм, хаталашмаймән. Һәр һалда өзәмни бәхитлик һис қилимән. Чүнки йүзлигән, миңлиған шагиртларни чоң һаятқа учум қилип, уларниң җәмийәттин мунасип орнини егилишигә өз һәссәмни қоштум. Бирақ ейтмақчи болғиним бу әмәс. Бала қәлбигә билим чириғини йеқиш әң мурәккәп, әң шәрәплик иш екәнлиги һәммигә мәлум. Мениңчә, устаз тәләп қоюш билән биллә сәмимий болушниму билиши лазим. Һәргиз «2» дегән баһани қоюш арқилиқ балини җазалашқа болмайду. Муәллимләргә ейтарим, устазлиқ салаһийитиңларни һәрқандақ вәзийәттә сақлап қелиңлар. Үлгилик бала тәрбийиләш үчүн өзәңлар уларға үлгә болуңлар. Заман тәливигә бағлиқ иҗадий издинип, яш әвлатқа пәқәт билим бериш биләнла чәклинип қалмай, аңлиқ тәрбийә бериңлар.

Сәйдуллам ӘМИНОВ,

Қазақстан маарип әлачиси, пешқәдәм устаз.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.   

546 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы