• Йеңилиқлар
  • 26 Қыркүйек, 2019

Мәхсус җәмийәтлик экспертлар топи қурулди

Насирахун РОЗАХУНОВ, “Уйғур авази” Қазақстан Җумһурийитиниң Рәқәмлик тәрәққият, инновацияләр вә аэрокосмос санаити министрлиги йенида “Рәқәмлик Қазақстан” дөләт программисиниң орунлиниши үстидин назарәт орнитишқа молҗаланған рәқәмлик комиссарларниң мәхсус җәмийәтлик топи қурулди. “Рәқәм” комиссарлири дөләт органлири “Рәқәмлик Қазақстан” программиси даирисидә әмәлгә ашурулидиған лайиһиләр вә тәшәббусларни җәмийәтлик асаста мониторинг қилидиған мустәқил байқиғучилар болуп, җәмийәтлик тармақларда өзлириниң әскәртиш вә тәклиплирини елан қилиду. Асаслиқ тәңқит – тәрәққият мәнбәси. Һәрбир хәвәр вә изаһ – бу өз ишиға сирттин нәзәр ағдуруш вә уни илгәркисидин яхшилаш имканийитидур, – дәп тәкитлиди топни қуруш тәшәббускари – җумһурийитимизниң рәқәмлик тәрәққият, инновацияләр вә аэрокосмос санаити министри Асқар Жумағалиев рәқәмлик комиссарлар топиниң дәсләпки баш қошушида. Учришишқа қатнашқучилар мәмликәтни рәқәмләштүрүш лайиһилири бойичә өзлириниң байқашлири билән ортақлашти вә һөкүмәтниң, шундақла хәлиққә хизмәт көрситиш мәркәзлириниң иши бойичә бирқатар хизмәт түрлирини аддийлаштуруш бойичә тәклиплирини оттуриға қойди. Рәқәмлик комиссарлар билән өткән баш қошушта “Миллий әхбарат технологиялири” Акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Асет Турысов дөләт хизмәтлирини елиш җәриянини түп-асасидин аддийлаштуридиған һөкүмәтниң йеңиланған мобильлиқ қошумчисини тонуштурди. “Келәр һәптидә биз һөкүмәтниң йеңиланған dete-тәхмин қошумчисини ишқа қошимиз. Униң ярдими арқилиқ дөләт хизмәтлирини әмәлиятта бир кликта елишқа болиду. Бизгә силәрниң изаһлириңлар вә байқашлириңлар муһим”, – деди министр рәқәмлик комиссарларға мураҗиәт қилип. Асқар Жумағалиев җәмийәтлик рәқәмлик экспертлар билән өткән дәсләпки учришишни йәкүнләп, топ әзалириға уларниң актив гражданлиқ мәвқәси үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди вә муһим мәсилиләрни вә тәклипләрни муһакимә қилиш үчүн бу хилдики чарә-тәдбирләрниң турақлиқ өткүзүлүп туридиғанлиғиға ишәндүрди. Дәсләпки рәқәмлик комиссарлар топиға Айгуль Соловьева, Ляйля Султанқизи, Ринат Балғабаев, Өркен Кенжебек, Евгений Кочетов, Ренат Ташкинбаев, Олжас Сатиев, Диана Окремова, Яков Федоров, Жанна Мухамади, Ерлан Сакенов, Махаббат Есен, Тимур Бектурлар кирди.

427 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы