• Йеңилиқлар
  • 26 Қыркүйек, 2019

Латин алфавитиға көчүш мәсилиси муһакимә қилинди

“Рухани жаңғыру” программисини әмәлгә ашуруш мәхситидә Алмута шәһири Тилларни тәрәққий әткүзүш вә латин алфавитиға көчүш мәркизиниң рәһбәрлиги билән қазақ тили алфавитини латин графикисиға 2025-жилғичә пәйдин-пәй көчириш бойичә чарә-тәдбирләрниң планиға мувапиқ, Қазақ миллий қизлар педагогикилиқ университетида “Йеңи латин һәрипини киргүзүшниң илмий вә тәшкилий мәсилилири” мавзусида өткән семинар-кеңәшмидә алий оқуш орунлирида, дөләт органлирида тилни тәрәққий әткүзүш мәркәзлириниң мутәхәссислири өзлириниң пикир-тәклиплири билән бөлүшти. Һазир хәлиқниң диққәт нәзәри латин алфавитиға көчүш мәсилисигә қаритилған. Семинар-кеңәшмидә сөз алған Алмута шәһири Тилларни тәрәққий әткүзүш вә латин графикисиға көчүш мәркизиниң баш инспектори Бақыт Қалымбет бүгүнки күнгичә латин алфавитини үгитишкә мунасивәтлик елимиздә, шундақла “Тіл қазына” мәркизидә, Абай намидики Қазақ миллий педагогикика университети вә башқиму мәркәзләрдә өткән семинар-тренингларда саһа мутәхәссислириниң тәклип-пикирлириниң тиңшалғанлиғини ейтти. Семинар-кеңәшмидә сөз алған Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң Тәрбийә вә иҗтимаий ишлар бойичә проректори Ж.Султанова, “Тіл қазына” миллий илмий-әмәлий мәркизиниң мәслиһәтчиси Ш.Шаяхметов, “Үш байлық” җәмийәтлик бирләшмисиниң баш мудири О.Асанғазы вә башқилар мошу мәсилигә мунасивәтлик өзлириниң ениқ пикир-тәклиплирини тәвсийә қилди.

440 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы