• Турнир
  • 03 Қазан, 2019

Иккинчи орунни егилиди

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Йеқинда Нур-Султан шәһиридә «Маэстро» шахмат клуби уюштурған Чемпионлар лигисиниң тез шахмат бойичә әнъәнивий мусабиқә өтти. Униңға кәспий һәм ишқиваз шахматчилар қатнашти. Мәзкүр мусабиқигә уйғур жигити, тонулған шахматчи Арслан Әлахуновму иштрак қилди. Кәскин күрәш шараитида өткән бу турнирда биринчи орунни Айбек Катенов, иккинчи орунни болса, Арслан Әлахунов егилиди. Тез шахматниң, йәни рапидниң алаһидиликлири көп, — дәйду Арслан Әлахунов. — Чәкләнгән вақит ичидә шахматчи бир мәзгилдә бирнәччә рәқип билән ойнайду. Шуңлашқа шахматчидин наһайити диққәтчанлиқ, еһтиятчанлиқ тәләп қилиниду. Мәзкүр мусабиқидә күчлүк рәқипләр көп болди. Шундиму иккинчи орунға еришкинимгә хошалмән. Мусабиқиниң йәкүни бойичә ғалип чиққан дәсләпки үчлүккә мәхсус диплом вә маддий соғилар тапшурулди.

342 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы