• "Рухани жаңғыру"
  • 03 Қазан, 2019

Маарип, мәтбуат, мәдәнийәт...

Буниңдин бираз вақит илгири наһийә йезилирида “Уйғур авази” гезитиға муштири топлаш бойичә штаблар қурулған еди. Йеқинда Nur Otan партиясиниң Уйғур наһийәлик шөбисиниң Мәҗлисләр залида мәзкүр штаб әзалири, жигитбашлири вә гезитимиз җанкөйәрлириниң қатнишиши билән муштири топлашқа мунасивәтлик семинар болуп өтти. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Уни «Уйғур авази» гезити баш муһәрририниң орунбасари Бәхтишат Сопиев ечип, «Уйғур авазиға» муштири топлаш штаби» хизмитиниң әһмийити вә вәзипилиригә тохталди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кибиров «Җәмийәт вә жигитбеши» мавзуси әтрапида гәп қилди. Пәқәт уйғур хәлқигила хас «жигитбеши» дегән уқумниң шәкиллиниш тарихи, жигитбашлириниң җәмийәттики ролиға тәпсилий тохталған Ярмәһәмәт Кибиров уларниң миллитимизниң келәчиги, дөлитимизниң тәрәққияти үчүн сиңириватқан әмгигини жуқури баһалиди. Болупму, ана тилимизни, миллийлигимиз вә бирлигимизни сақлап қелиш йолида жигитбашлириниң қошуватқан төһписи зор екәнлигини қәйт қилди. Шундақла көзүмизниң қаричуғиға айланған «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш ишлиридики жигитбашлириниң иқбалини алаһидә атап ейтти. Һәрбир уйғурниң һойлисидин атлап, ишигини қеқип, хәлиқниң миллий роһини ойғитиватқан жут тәшәббускарлириниң 2020-жилға муштири топлаш ишлириғиму паал қатнишидиғанлиғиға камил ишинидиғанлиғини йәткүзди. Қисқиси, жигитбашлириниң мәсъулийити һәққидә сөз қозғиған Ярмәһәмәт Кибиров узун жиллар мабайнида Чонҗа йезисиниң жигитбеши болған Әркин Ташмәтовқа ҖУЭМ тәсис қилған «Сахавәт» медалини тапшурди. Һә, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Уйғун Арзиев болса, Әркин Ташмәтовқа Алмута вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Закирҗан Кузиевниң тәшәккүрнамисини һәдийә қилди. Әмгиги мунасип баһаланған Әркин Ташмәтов өзигә көрситилгән һөрмәт үчүн чәксиз миннәтдарлиғини йәткүзүп, жигитбеши вәзиписини тохтатсиму, хәлиққә хизмәт қилиштин ваз кәчмәйдиғанлиғини ейтти. Новәттики сөз әдлийә пәнлириниң доктори Шаймәрдан Шариповқа берилди. У гражданлиқ җәмийәтни тәрәққий әткүзүш мавзусиға тохталди. Натиқ өз сөзини Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Конструктив җәмийәтлик диалог – Қазақстанниң турақлиқлиғи вә гүллинишиниң асаси» намлиқ Мәктүби билән бағлаштурди. – Мәктүптә Дөләт рәһбири җәмийәтлик келишим һәққидә, йәни көпмилләтлик Қазақстанда яшаватқан барчә хәлиқләрниң мәдәнийитиниң риваҗлинишиға давамлиқ зәмин яритилидиғанлиғи тәкитләнди, – деди алим. Натиқ өз сөзидә Қазақстанда яшаватқан уйғурлар «Қолда бар алтунниң қәдригә йәтмәйватқанлиғимизға» ечинидиғанлиғини йошурмиди вә миллитимизниң намини көтирип жүргән гезитимизға муштири болуш – ғурури үстүн, виждани қайнақ һәрбир уйғурниң борчи, дәп билидиғанлиғини очуқ ейтти. Жиғинға иштрак қилған һөрмәтлик меһманларниң қатарида тарих пәнлириниң доктори Абләһәт Камаловму болди. У «Рухани жаңғыру: миллий код вә әнъәнивий иҗтимаий институтлар» мавзуси бойичә өз пикрини изһар қилди. Натиқ өз сөзини Тунҗа Президентимиз — Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида ейтилған «Миллий код» чүшәнчисидин башлиди. Йәни, “миллий код” дегинимиз – ана тилимиз, тарихимиз, мәдәнийитимиз десәк, ушбу дурданилиримизниң сақлинишида «Уйғур авази» гезитиниң муһим орунда турғанлиғини чүшәндүрди. Өз новитидә сөз алған «Уйғур авази» гезитиниң бөлүм башлиғи, филология пәнлириниң намзити Шәмшидин Аюпов «Маарип, мәтбуат вә мәдәнийәт» мавзусида пикир қозғиди. – Маарип, мәтбуат вә мәдәнийәт – бу бизниң үч әңгүштәримиз. Маарип – моҗутлуғимизниң асаси. Бүгүнки күндә Уйғур наһийәсидә 17 арилаш, 5 таза уйғур мәктиви моҗут. Уларда өткән жили 4290 оқуғучи ана тилида билим алған болса, бийил бу көрсәткүч 456гә азайған. Йәни, бүгүнки күндә наһийәдә җәми 3834 оқуғучи уйғур синиплирида оқумақта. Дәрһәқиқәт, 456 оқуғучи – йеза үчүн бир оттура мәктәптики бала сани билән баравәр. Жилдин-жилға ана тилида билим алидиған яш әвлатниң азийип кетип барғанлиғи интайин ечинишлиқ әһвал, – деди натиқ. Йәкүн сөз «Уйғур авазиға» муштири топлаш штабиниң җумһурийәт бойичә рәиси, «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң рәиси Карлин Мәхпировқа берилди. «Җәмийәтниң муқумлиғи – дөләтниң тәрәққияти» мавзуси әтрапида сөз қилған Карлин Мәхпиров тил вә дил бир болса, ишниңму бир болидиғанлиғини, муһими, дөләтниң тәрәққияти җәмийәтниң муқумлиғиға бағлиқ екәнлигини, йәни һәрқандақ ишниң ронақ тепиши бирликкә келип тирилидиғанлиғини йәткүзди. Шуниң билән қатар, қериндаш қазақ хәлқиниң яритип бәргән имканийәтлирини, униң хәлқимизгә болған һөрмити дәп билишимиз керәк. Мошуниңдин пайдилинип, анатиллиқ мәктәплиримизни, миллий нәширлиримизни, сәнъитимизни тәрәққий әткүзүшкә бар күчимизни сәрип қилишимиз керәк. Бу иш бизниң қолумиздин келиду. Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Шамахун Нурумов милләт тәғдиригә бағлиқ муһим мәсилиләр муһакимә қилинған семинарниң жуқури дәриҗидә өткәнлигини ейтип, узақ йолдин кәлгән зиялиларға наһийә хәлқи намидин миннәтдарлиғини изһар қилди. – Наһийәмиздә мундақ баш қошушниң болмиғанлиғиға 20 жилдин ашса керәк, – деди у. – Абләһәт Камалов вә Шаймәрдан Шариповтәк көпчиликкә тонулған алимлар алдимизға кәпту. Бу әһмийәтлик баш қошуш болди. Әнди семинарниң мәхситигә тохталсақ, «гезитқа йезил, балаңни мәктәпкә бәр!» дәп дәрваза чекиш бу пәқәт бизниң милләттила бар. Шуңлашқа жигитбашлири билән ханим-қизлар кеңәшлири вә башқиму жут активистлири мошу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүп, тәшвиқат ишлирини җиддий жүргүзәйли. Жиғин ахирида Бәхтишат Сопиев Уйғур наһийәсиниң һәр йезисидин сайланған штаб рәислиригә рәсмий һөҗҗәтләрни тапшурди. Уйғур наһийәлик штабниң уйғунлаштурғучиси болуп Уйғун Арзиев, штаб рәһбири болуп Гүлминәм Тохтаева сайланди. «Ағриқни йошурсаң, өлүм ашкарә» демәкчи, бүгүнки күндә хәлқимиз үчүн муһим мәсилә – ана тилимизни сақлап қелиш. Әнди, ана тилимизниң сақлиниши – миллий маарипимиз вә мәтбуатимизсиз әсла мүмкин әмәс. Шундақ екән, муштири топлаш мәсилисини – гезитқа оқурмән жиғиш дәп әмәс, миллийлигимизни йоқатмай, баримизни сақлап қелишниң амили, дәп чүшәнгинимиз дурус. Һә, өз тилимиздин ваз кечип, анатиллиқ мәктәплиримизниң ишигини япқинимиз һәм анатиллиқ гезит-журналлиримизни чәткә тәпкинимиз — өзимизни өз қолумиз билән набут қилғанлиғимиз!

284 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы