• "Рухани жаңғыру"
  • 03 Қазан, 2019

Улуқ алимға тазим

Қараханийлар дәвридә яшиған улуқ алим, мутәпәккүр шаир Йүсүп Хас Һаҗип түркий әдәбиятниң тәрәққиятини йеңи басқучқа көтәргән мәшһур сөз зәргаридур. Униң Қараханий-Уйғур дөлитиниң иккинчи пайтәхти Баласағун шәһиридә туғулғанлиғи һәм оқумушлуқ зиялий аилисидин йетилип чиққанлиғи шүбһисиз. Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Раст, әдипниң һаяти бирла шәһәр билән чәклинип қалмиған. Мутәпәккүр шаирниң әдәбий мирасиниң көпчилик қисми бизниң дәвримизгичә йетип кәлмигән. Шаирниң он үч миң мисрадин ошуқ «Қутадғу билик» дастаниниң үч қолязма нусхиси бизниң заманимизға йетип кәлгән. Мәзкүр әсәр XI әсир поэзиясиниң мәшһур үлгисидур вә дастанниң қедимий уйғур йезиғида пүтүлгини Вена шәһириниң китапханисида сақланмақта. Ушбу шаһанә әсәрни илмий җәһәттин тәтқиқ қилиш ишлири XIX әсирниң биринчи йеримидин башланған болса, XX әсир «Қутадғу билик» әсири болди вә әсәрни үгиниш кәң қанат яйди. У җаһан әдәбиятиниң бүйүк бәдиий ядикарлиғи сүпитидә мәктәп вә алий оқуш дәргаһлириниң программа һәм дәрисликлиригә киргүзүлди. Бу дастан үстидә В.Радлов башлиған, кейин С.Малов йетәкчилик қилған илмий тәкшүрүш ишлирини һазирқи таңда көплигән алимлар чоң муваппәқийәт билән давамлаштурмақта. «Қутадғу билик» түрк, рус, өзбәк, хитай, қазақ, қирғиз, уйғур тиллирида нәшир қилинди. Қисқиси, шу дәвирдики түрк дуниясини бирләштүрүш, униң әдәбият-сәнъитини, мәдәнийитини җаһанға тонутуш вә тәрәққий әттүрүш йолида улуқ сима, шаир, мутәпәккүр, дөләт әрбаби Йүсүп Хас Һаҗип зор һәссә қошти. Өткән шәнбә күни ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси вә Алимлар кеңишиниң уюштуруши билән Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» болуп өткән улуқ мутәпәккүр, алим вә шаир Йүсүп Хас Һаҗип Баласағуниниң 1000 жиллиғиға беғишланған «Йүсүп Хас Һаҗип Баласағуний иҗадийитиниң дуния түрк мәдәнийитигә қошқан төһписи» мавзусидики хәлиқара илмий-әмәлий әнҗуманда әйнә шу бүйүк мутәпәккүр алими вә у яшиған дәвир һәм униң бизгә қалдуруп кәткән бебаһа мираси — шаһанә әсәри «Қутадғу билик» дастаниниң йезилиши вә униң тепилиш тарихи һәққидә тәпсилий сөз болуп, әдип роһиға тазим қилинди. Мәзкүр чарә-тәдбиргә тонулған қазақ, өзбәк, татар, башқурт, әзәрбәйҗан алимлири, җәмийәт әрбаплири, муәллимләр, сәнъәткарлар, шундақла Алмута шәһиридә паалийәт елип бериватқан бирқанчә этномәдәнийәт мәркәзлириниң рәһбәрлири вә җамаәтчилик ишлириниң активистлири, жигитбашлири, ханим-қизлар, биртүркүм уйғур алимлири билән журналистлар қатнашти. Әнҗуман модератори, ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси, биология пәнлириниң доктори Мәсимҗан Веләмовниң киришмә сөзидин кейин, сөз новити Қазақстан Жумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, шәриқшунас Шаһимәрдан Нурумовқа берилди. Натиқ авал әнҗуманға қатнишиш үчүн жирақ-йеқиндин кәлгән көрнәклик алимларға, зиялиларға, этномәдәнийәт мәркәзлириниң рәһбәрлиригә миннәтдарлиғини билдүрди. Андин кейин Мәҗлис депутати Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари – Қазақстан Жумһурийити Президенти Мәмурийити Кативатиниң башлиғи Жансейит Түймебаевниң, ҚХА әзалири вә бир топ Парламент депутатлириниң әнҗуман иштракчилириға йоллиған иллиқ салимини йәткүзди вә әнҗуманниң тарихий әһмийитигә тохтилип, өз оюни төвәндикичә изһар қилди: – Бүгүн биз дунияға тонулған, инсанийәт тарихиға өзиниң чоң изини қалдурған ярқин юлтузларниң бири, улуқ мутәпәккүр, алим вә шаир, Йүсүп Хас Һаҗипниң 1000 жиллиқ тойини атап өтүватимиз. Өзәңлар яхши билисиләр, буниң алдида йәнә бир ярқин юлтузимиз Махмут Қәшқәрийниң шанлиқ сәнәсини нишанлап өткән едуқ. Қош юлтузимиз демәкчи, биздә миңлиған ярқин юлтузлиримиз бар, бирақ уларни үгинип, тәтқиқ қилишни техи башлиғинимиз йоқ. Уни, ойлаймәнки, нәврә-чәврилиримиз әмәлгә ашуридиған болиду. Биз – әйнә шундақ миңлиған ярқин намайәндиләрни дунияға әкәлгән улуқ хәлиқ. Бүгүн мана мошу бүйүк алимниң миң жиллиқ тәвәллуди мунасивити билән уюштурулуватқан хәлиқара илмий-әмәлий әнҗуманниң иштракчилириға йәнә бир қетим миннәтдарлиғимни изһар қилип, мәзкүр чарә-тәдбирниң утуқлуқ өтүшигә тиләкдашлиқ билдүримән. Әнҗуманда сөз новитини алған Қазақстан Журналистика Академиясиниң президенти, тарих пәнлириниң доктори Сағымбай Қозыбаев «Бүгүн уйғурниң роһи вә Қараханийлар дөлитиниң роһи қайтидин тирилгәндәк күн болди. Әнди шу дәвирниң мутәпәккүр алимлириниң бири болған Йүсүп Хас Һаҗип билән Махмут Қәшқәрий әйнә шу қедимий мәдәнийәтниң егиси болған уйғур миллитиниң ярқин вәкиллиридур. Бүгүн бүйүк алимниң бебаһа әсәри «Қутадғу билик» дастаниниң нәсрий йәшмисини уйғур қериндашларниң нәширдин чиқирип, оқурмәнләрниң диққитигә һавалә қиливатқиниму, әлвәттә, диққәткә сазавәр чоң изгү иштур», дәп өзиниң сәмимий ойини билдүрсә, «Агидел» башқурт этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, пән доктори, профессор Азамат Рыскилдин өз пикрини төвәндикичә йәткүзди: – Кеңәш дәвридә биз, түркий хәлиқләрдин сәл ушшағирақ милләтләр, умумий түркий классиклиридин сәл жирақлишип, руслишиш тәрипигә өтүватқанда, болупму уйғур хәлқи әйнә шу классикларниң вариси екәнлигини билдүргән һалда, уларниң избасари сүпитидә тәрғип қилип, әдәбиятлирида көрситип кәлгини, һазир биз үчүн һәм мәдәт, һәм чоң мәнбә болуватиду. ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медицина пәнлириниң намзити Әбәйдуллам Җаппаров әнҗуман иштракчилири билән жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға һәм шаһанә әсәр «Қутадғу билик» дастаниниң нәсрий йәшмисини компьютерда терип, нәширгә тәйярлиған миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Садиқҗан Юнусов билән мәзкүр әмгәкниң нәширдин чиқишиға һамийлиқ қилған сахавәтлик инсан Долқунтай Абдухелилға миннәтдарлиғини билдүрди. Андин кейин у «Қутадғу билик» дастанини Йүсүп Хас Һаҗипниң 18 айда, йәни әллик яштин алқиған чеғида йезип чиққанлиғини һәм мутәпәккүр алим буниңдин башқа «Сәясәтнамә», «Қабуснамә» әсәрлирини язғанлиғини тәкитлигәч, бүгүнки күндә алимлиримизға әйнә шу әсәрләрни вә чәт әл архивлирида чаң бесип ятқан талай намайәндилиримизниң надир әмгәклирини издәштүрүп, уларни қетиқинип тәтқиқ қилишниң зөрүрлүгини ейтип өтти. Әнҗуман җәриянида Алмута шәһәрлик ҚХА Кативатиниң рәһбири Назар Балғымбаев, Әзәрбәйҗанниң Қазақстандики әлчиханисиниң вәкили Рамил Раев, тарих пәнлириниң намзити Мунир Ерзин, Р.Сулейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти, Уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори Рисаләт Кәримова, Уйғур театриниң артисти Турдибүви Аблизова, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҚХА әзаси Ершат Әсмәтов, А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири, ҖУЭМ йенидики уйғур тилида билим беридиған мәктәпләр ассоциациясиниң рәиси, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Шавкәт Өмәров, М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң доценти, филология пәнлириниң намзити Қыдыр Төрәли, «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийәт фондиниң рәиси, Дуния түркий хәлиқләр Ассамблеясиниң әзаси Карлин Мәхпиров сөзгә чиқип, мәзкүр әнҗуманни уюштурушқа көп күч чиқарған шәхсләргә һәм бүгүн көпчиликкә тонуштурулуватқан бебаһа мираслиримиздин бири болған шаһанә әсәр «Қутадғу биликниң» нәсрий йәшмисини нәширгә тәйярлиған вә компьютерда тәргән, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Садиқҗан Юнусовқа вә баш һамий, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари Долқунтай Абдухелилға миннәтдарлиғини билдүргәч, уларниң паалийитигә утуқ тилиди вә күн тәртивидики мәсилә бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Әнҗуманда Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашири Қазақстанда бүйүк намайәндилиримиз Махмут Қәшқәрий билән Йүсүп Хас Һаҗипниң исимлирини әбәдийләштүрүш мәсилиси тоғрилиқ пикрини оттуриға қойди. Шаһимәрдан Үсәйиноғли депутат сүпитидә жуқурида сөз болған мәсилигә қисқичә ениқлима бәргәч , мундақ деди: – Мевилик дәрәққә дайим таш етилиду әмәсму. Шуңлашқа яхши адәмни, сөзсиз, һәммимиз бизниң дәймиз. У тәбиий җәриян. Бирақ шу нәрсә һәммидин муһимки, алимлиримиз әйнә шу дәвирдики түрк дуниясини бирләштүрүш, униң әдәбият-сәнъитини, мәдәнийитини дунияға тонутуш йолида зор һәссә қошқан Махмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һаҗип охшаш бүйүк сималиримизниң бебаһа әсәрлирини тәтқиқ қилишни, шундақла йәнә башқиму көплигән намайәндилиримизниң чәт әл архивлирида бесилип ятқан надир әсәрлирини издәп тепип, қетиқинип үгинишни қолға елишимиз вә уларни кәлгүси әвлатлиримизға беҗирим һаләттә тапшуруп беришимиз лазим. Әнди бүйүк намайәндиләрниң исимлирини әбәдийләштүрүш мәсилисигә кәлсәк, шәхсән мән, депутат сүпитидә, тәләп-хәт йоллап, Тараз шәһиридики кочиларниң биригә чоң алим Ибрагим Сулейменовниң наминиң берилишигә, шундақла Қарағанда вә Нур-Султан шәһәрлиридики кочиларниң бириниң Бердиғожа батурниң нами билән атилишиға йеқиндин арилаштим. Әнди инсанийәт тарихиға өзлириниң чоң изини қалдурған қош юлтуз, бүйүк намайәндилиримиз Махмут Қәшқәрий билән Йүсүп Хас Һаҗипниң исмини Қазақстанда әбәдийләштүрүш мәсилиси бойичиму тегишлик орунларға депутатлиқ тәләп-хәт йоллидим. Алла буйриса, бу мәсилиму иҗабий йешимини тепип қалар дәп ойлаймән. Әнҗуман давамида Алмута шәһири А.Розибақиев намидики 153- мәктәп-гимназияниң оқуғучилири Йүсүп Хас Һаҗип һәққидә сәһнә көрүнүшини көрсәтсә, Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң «Нава» ансамбли уйғур муқамлиридин чачқа чечип, әнҗуманниң техиму тәсирлик һәм әһмийәтлик өтүшигә зәмин яратти. Хулләс, улуқ мутәпәккүр Йүсүп Хас Һаҗипниң миң жиллиғиға беғишланған хәлиқара илмий-әмәлий әнҗуман әйнә шундақ көтирәңгү кәйпият вә миллий роһта аяқлашти. Мәшүр САСИҚОВ чүшәргән сүрәтләр. Мәшүр САСИҚОВ чүшәргән сүрәтләр.

292 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы