• Йеңилиқлар
  • 03 Қазан, 2019

Миллий мәтбуат мәсилиси муһакимә қилинди

Шуни алаһидә мәмнунийәт билән тилға алғумиз келидуки, мустәқил Қазақстан Җумһурийитидә истиқамәт қиливатқан һәрбир милләтниң өз мәдәнийитини, тилини һәм урпи-адәт вә әнъәнилирини тәрәққий әткүзүшигә кәң мүмкинчилик яритилған. Мәсилән, қазақстанлиқ уйғурлар ана тилида билим елиш һәм театр қоюлумлирини көрүш имканийитигә егә. Миллий нәширлири арқилиқ мәмликәт нәпәсидин һәм хәлқимиз һаятиға мунасивәтлик муһим йеңилиқлардин хәвәр тапалайду. Кейинкисигә мисал сүпитидә ана тилимизда чиқидиған, узун тарихқа егә җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий “Уйғур авази” гезитини кәлтүрүшкә болиду. Дүшәнбә күни елимиз пайтәхти Нур-Султан шәһиридики Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисидә Қазақстан хәлқи Ассамблеясидин сайланған депутатлар топиниң уюштуруши билән “Қазақстан Җумһурийити Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлигиниң умуммиллий бирликни һәм этносларара разимәнликни мустәһкәмләш мәхситидә этникилиқ аммивий әхбарат васитилирини қоллап-қувәтләш вә риваҗландуруш бойичә паалийити һәққидә” мавзусида баш қошуш болуп өтти. Униңға ҚҖ Парламенти Мәҗлисидики ҚХА депутатлар топиниң әзалири, миллий аммивий әхбарат васитилириниң рәһбәрлири, дөләт органлириниң вәкиллири иштрак қилди. Жиғинға Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисидики ҚХА депутатлири топиниң рәһбири, иҗтимаий-мәдәний тәрәққият комитетиниң әзаси Сауытбек Абдрахманов риясәтчилик қилди. Сауытбек Абдрахманоғли жиғилғанларға баш қошушниң мәзмун-маһийитини чүшәндүрүп, күн тәртивини бәкиткәндин кейин, сөз қатнашқучиларға берилди. Дәсләп нутуқ сөзлигән Қазақстан Җумһурийити Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги Әхбарат комитетиниң рәиси Ләззат Сүйиндик министрлик паалийити һәққидә умумий әхбарат бәрди. Шуниңдин кейин “QAZAQSTAN” Миллий телевизияси башқарма рәисиниң орунбасари Илхан Ибрагим телеканал тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан ишларға тохталди. “Қазақстан рус мәдәнийәт мәркизи” җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Всеволод Лукашев елимиздики этножурналистикиниң бүгүнки нәпәси һәм вәзипилири һәққидә ейтип өтти. Сөз новитини алған җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий “Уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Ершат Әсмәтов мәзкүр баш қошуш уюштурғучилириға сәмимий миннәтдарлиғини билдүргәч, “Қазақ газеттері” ҖЧЙ қаримиғида чиқиватқан өзиниң рәһбәрлигидики нәширниң өтмүши һәм бүгүни һәққидә әтраплиқ баян қилди. Җүмлидин гезитниң елимизниң ички вә ташқи сәяситини, Елбасы вә Президент тапшурмилирини тәрғип қилишқа, көпмилләтлик Қазақстан Җумһурийитидики хәлиқләр достлуғи билән милләтләрара разимәнликни мустәһкәмләшкә, миллий қәдрийәтлиримизни сақлап, риваҗландурушқа қошуватқан төһписини алаһидә тәкитлиди. Ершат Моллахуноғли шундақла гезитниң һәм униң хадимлириниң қол йәткүзгән утуқлириға, җәмийәтлик һаяттики паалийәтчанлиғиға тохталди. Шуниңдин кейин сөз депутатларға берилди. Хәлиқ вәкиллиридин Шаһимәрдан Нурумов, Роман Ким, Альберт Рау, Фахриддин Қаратаев, Ахмет Мурадов вә башқилар этножурналистикиниң мәмликитимиздики турақлиқни, хәлиқләр достлуғини, җәмийәтлик разимәнликни мустәһкәмләштики роли, униң бүгүнки таңдики проблемилири һәм уларни һәл қилиш йоллири һәққидә өз пикир-тәклиплирини изһар қилди. Уларниң ичидә Шаһимәрдан Нурумов өз ойини төвәндикигә баян қилди. Бүгүнки баш қошуш наһайити муһим һәм тарихий әһмийәткә егә, – дәп сөзини башлиди Шаһимәрдан Үсәйиноғли. – Чүнки миллий мәтбуат мәсилиси мунчилик чоң минбәрдә, йәни Парламент дәриҗисидә дәсләпки қетим көтириливатиду. Шәхсән өзәм “Уйғур авазиниң” журналистрлириниң паалийити арқилиқ бу кәсипниң нәқәдәр җавапкәр һәм мурәккәп екәнлигини яхши чүшинимән. “Уйғур авази” өзиниң сәһипилиридә бериливатқан материаллири билән 7 яштин 100 яшқичә болған оқурмәнлириниң көңлидин чиқип келиватиду. Балиларға, яшларға, қәләм саһиблириға беғишланған мәхсус бәтләр турақлиқ берилиду. Умумән, у гезитханларни җәмийитимизниң барлиқ саһалиридики йеңилиқ өзгиришләрдин хәвәрдар қилип туриду. Гезит хадимлириниң кечә-күндүз, шәнбә-йәкшәнбә, мәйрәм демәй, өй көрмәй тиришип ишләватқанлиғиниң гувачиси болуп жүримән. Шуңлашқиму уларниң қәдир-қиммитини баһалап, қолумиздин келишичә ярдәм қолумизни сунушимиз керәк. Шаһимәрдан Үсәйиноғли өз нутқида гезит журналистлириниң мәртивисини һәм иҗтимаий-ихтисадий әһваллирини көтириш һәққидә бирқатар баһалиқ тәклипләрни бәрди. Миллий мәтбуат васитилиригә бөлүнидиған дөләт буйрутмиси бойичә мәбләғни өстүрүш, вилайәт һәм шәһәр һакимлириниң миллий нәширләр билән қоюқ мунасивәт орнитиши, журналистларниң мааши билән қәләмһәққини көтириш, уларни дөләт мукапатлириға тәвсийә қилиш, дөләтлик алий оқуш орунлириниң биридә пәқәт муәллимләрнила әмәс, журналистларни, тәтқиқатчиларни вә башқиму саһаларға һаҗәтлик тил вә әдәбият хадимлирини тәйярлайдиған уйғур бөлүмини ечиш зөрүрлүги шулар җүмлисидиндур. Мәзкүр баш қошушта депутатлар, шундақла аммивий әхбарат васитилиридә хәлиқләр достлуғи билән милләтләрара мунасивәтләр мавзусиға көпирәк көңүл бөлүш, елимиздики һәрхил милләтләр вәкиллириниң нәпәси, мәмликәт тәрәққиятиға мунасип төһпә қошқан шәхслири вә башқиму йеқимлиқ хәвәрләрниң орун елишини халайдиғанлиғини, миллий мәтбуат васитилири хадимлириниң дөләт программиси бойичә турушлуқ өй билән тәминлиниш имканийитидин пайдилиниши лазимлиғини тәкитлиди. Баш қошушни Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси рәисиниң орунбасари Владимир Божко йәкүнләп, көтирилгән мәсилиләрниң әмәлиятта йешимини тепишиға депутатларниң күч салидиғанлиғини ейтти.

470 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы