• Йеңилиқлар
  • 03 Қазан, 2019

Премьер-министрни вә Сенат рәисини қобул қилди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Асқар Маминни вә Парламент Сенатиниң Рәиси Дариға Назарбаевани қобул қилди, дәп хәвәрлиди Президентниң мәтбуат хизмити. Премьер-министр Асқар Мамин Президент Қасым-Жомарт Тоқаевқа иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятниң муһим мәсилилири, чәтәллик инвестицияләрни җәлип қилиш җәрияни, дөләт-шәхсий һәмкарлиқ лайиһилирини әмәлгә ашуруш, регионларни тәрәққий әткүзүш бойичә қобул қилиниватқан чарә-тәдбирләр тоғрилиқ һесават бәрди. Шундақла Асқар Мамин Президентқа 2019-жилға беғишланған җумһурийәтлик бюджетни тәстиқләш лайиһисидин хәвәрдар қилди. Дөләт рәһбири Премьер-министрға октябрь ейиниң оттурисида өтидиған ихтисадий тәрәққият мәсилилиригә беғишланған Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисигә тәйярлиқ ишлирини башлашни тапшурди. Сенат Рәиси Президентқа Парламентниң жуқури палатисиниң иши вә қанун чиқириш паалийити плани тоғрилиқ ейтип бәрди. Президент Мәктүбиниң асасий йөнилишлирини сүпәтлик қанунлар билән тәминләшниң муһимлиғини тәкитлиди.

444 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы