• Соваплиқ иш
  • 10 Қазан, 2019

Роһий тазилиқ йәкшәнбилиги

Йеқинда Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңиши йенидики «Қутадғу билик» яшлар әдәбий бирләшмиси билән «Варис» иҗаткарлар өмигиниң әзалири һәмкарлиқта, соваплиқ ишни әмәлгә ашурди. Униң утуқлуқ өтүшигә Тәшкәнсаз йезисиниң баш жигитбеши Әнвәр Баратов вә униң рәһбәрлигидики жут активистлири, ханим-қизлар сәвәпчи болди. Қисқиси, йол бойидики язғучи Һезмәт Абдуллин билән алим вә шаир Махмут Абдурахмановниң ядикарлиғи әтрапиға қәләм саһиблири он икки қейин көчитини тикти вә мошу соваплиқ иши үчүн жут турғунлириға миннәтдарлиқ билдүрди. Тәкитләш керәкки, шу күни Ғени батур ядикарлиғини аватлаштурушқа қатнишип қайтқан туздыбаставлиқ Җамалдин Насиров рәһбәрлигидики жигитләр тохтап, һал сориғач, мәрһумларға қуръан беғишлап өтти. Улар мошу изгү нийити арқилиқ көпчилигимизниң дилида иллиқ һиссиятларни пәйда қилип, мәрһумларға болған һөрмәтниң нәқәдәр үстүн екәнлигини дәлиллиди. «Тәбиәт, роһий тазилиқ йәкшәнбилиги» шиари астида уюштурулған мәрасим утуқлуқ өтүши билән йәниму көплигән қәдрийәтләргә – роһий тазилиққа мунасивәтлик ойларни пәйда қилди. Бизни бүгүнки күндә қәләм җиддий тәвритиватқан иҗаткарларниң азлиғиму тәшвишләндүрмәй қоймиди. Шундақла мундақ баш қошушларни иҗаткарлар арисида пат-пат уюштуруп турушниң қолға елиш муһимлиғиғиму көз йәткүздуқ. Һәрбир йезидики тупрақлиқлардики елимиз, хәлқимиз тәрәққиятиға үлүшини қошқан тонулған шәхслиримизниң қәбирлирини рәткә кәлтүрүш, уларға җавапкәр шәхсләрни бәлгүләш, мәктәп оқуғучилирини мундақ соваплиқ ишқа җәлип қилишни қолға елишму бүгүнки күнниң муһим вәзипилириниң биридур. Авут МӘСИМОВ. Әмгәкчиқазақ наһийәси. СҮРӘТТӘ: йәкшәнбиликкә қатнашқан өмәк әзалириниң бир топи.

345 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы