• Муштири топлаш — 2020
  • 10 Қазан, 2019

«Уйғур авази» — басмихана — почта — гезитхан: конструктив җәмийәтлик сөһбәт

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитини Панфилов наһийәсидә бу жили бари-йоқи 2467 оқурмән елип оқуватиду. Биз ана тилимизда чиқиватқан бирдин-бир рәсмий нәширниң оқурмәнлириниң наһийәдә жилдин-жилға кәскин азийип, кемип кетиватқининиң сәвәвини ениқлаш үчүн жутдашларға һәрқачан мураҗиәт қилип, униң сәвәплирини ениқлашқа тиришиватимиз. Һә, гезитханларниң көпчилиги наһийәлик почта бөлүмчисиниң хадимлириниң гезитни өз вақтида тарқатмай, муштириларниң айлап-айлап, һәтта жил бойи сөйүмлүк гезитимизниң бирәр санини алмайдиғанлиғиға шикайәт қилиду. Хош, шуниң билән биз буниң сәвәвини билиш үчүн һәр һәптиниң пәйшәнбә күни шәһәр вә униң әтрапида йезиларниң жигитбашлири, ақсақаллар, бир сөз билән ейтқанда, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири билән наһийәлик почта бөлүмигә келип, хиллаш бөлүмидики хадимлар билән бирликтә гезитимизниң қанчә данә кәлгәнлигини санаш үчүн рухсәт алдуқ. Һәқиқәтәнму, бу мәсилә биз күткәндинму җиддий болуп, «Уйғур авази» гезитиниң һәр саниниң бәзидә 100 даниси кам келидиғанлиғи ениқланди. Немишкиду, ахирқи икки жил бу әһвал қайтилинип, гезитниң һәр саниниң кам келиши давам қиливәрди. Ахири наһийәлик почтиға “Алмутида нәшир қилинған гезит басмиханидин кам әвәтилиду” дегән хуласә чиқирилди. Шуңлашқа биз басмиханиға мураҗиәт қилдуқ. Басмихана вәкиллири өзлириниң һөҗҗәтлиридә көрситилгинидәк, тәләп қаидилиригә мувапиқ, қобул қилиш, әвәтилидиған актлирида көрситилгән гезит данисинила әвитидиғанлиғини хәвәрлиди. Шундақ қилип, почта-басмиханиға, гезитханлар «Уйғур авази» тәһриратиға шикайәт қилиши тохтимиди. Униң сәвәвини ениқлаш үчүн Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини һәр жилларда башқурған Реһимҗан Тохтахунов, Дилшат Насиров вә униң орунбасари Абдусалам Әлиев, жигитбашлири, ханим-қизлар бирнәччә қетим “тәргәв” ишлириниму жүргүзгән еди. Мана бу күнләрдә наһийәдә қәрәллик нәширләргә муштири топлаш ишлири умумйүзлүк башланди. Йәнила жигитбашлири билән «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш штаби әзалири бирнәччә баш қошуш өткүзүп, йәнила мошу әһвалниң Чоң Чиған йезисида, Яркәнт шәһиридә қайтилинип, гезитханларниң гезит алалмайватқанлиғини, наһийә мәркизи һесапланған Яркәнт шәһиридики жуқарқи 1-3-бөлүмчиләрдә почтальонларниң үч, бәзидә төрт санини бир тарқитидиғанлиғини ейтип, шикайәт қилди. “Әнъәнивий” проблемидин ялиққан муштирилар билән гезитимизниң җанкөйәрлири бу қетим йәнә Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаевқа мураҗиәт қилди. Ризайдин Сейитоғли йеқинда «ҚазПочта» АҖ Панфилов наһийәлик бөлүмчисигә йолуқуп, әһвални чүшәндүрүп, почта бөлүмчисиниң иш-паалийити билән йеқиндин тонушти. У Алмутидики «Дәуір» басмиханиси рәһбәрлири билән алақилишип, мәсилини ениқлап беришни илтимас қилип, «Дәуір» басмиханисиниң, Панфилов наһийәлик почта бөлүминиң вәкиллирини Яркәнткә тәклип қилди. Баш қошушқа «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтовму қатнашти. Шундақ қилип, өткән җүмә күни Яркәнт шәһиридики наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң мәҗлисләр залиға өткән баш қошушқа басмихана, почта хадимлири билән баш муһәррир вә мәһәллиләрдики жигитбашлири, ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири жиғилди. Баш қошушқа риясәтчилик қилған Ризайдин Әйсаев дәсләп көпчиликкә Алмутидин қәдәм тәшрип қилған җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов билән «Дәуір» басмиханисиниң мастери Дина Күнбосыновани, Панфилов наһийәлик почта бөлүмчиси башлиғиниң орунбасари Әсийә Асылбековани тонуштурди. Шуниңдин кейин Ризайдин Сейитоғли наһийәдә «Уйғур авази» гезити мәлум вә намәлум сәвәпләргә бола оқурмәнгә өз вақтида йәтмигәчкә, уни тамамән алмай, гезитни төрт көзи билән күтүватқан гезитханниң тәливини йәткүзди. Дәсләпкиләрдин болуп сөзгә чиққан Чоң Чиған йезисидики мәдәнийиитимизниң җанкөйәри Оғләм Тайирова болди. – «Уйғур авази» гезити – бизниң авазимиз. Гезит бизниң роһий тәшналиғимизни қандуруп, һәрбиримизгә дөләт сәяситини ана тилимизда тәрғип қиливатиду. Мән гезитни йезимиздики почта бөлүмчисидә почта хадимлири билән һәр һәптидә санап алимән. Мени һечким мәҗбурлимиди. «Уйғур авази» һәр һәптидә 30 – 40 данә кам келиду. Мәсилән, гезитниң бийил 19-сентябрь күни чиққан 38-сани 100 данә кам кәлди. Әнди биз бу әһвални гезитханға қандақ чүшәндүримиз? – дәп жил бешидин гезитниң кам кәлгән санлириниң тизимини тапшурди. Яркәнт шәһиридики Дөңмәлә мәһәллисиниң жигитбеши Ғилаждин Бақиев почта хадимлириға наразилиғини мундақ билдүрди: – Мән истиқамәт қилидиған мәһәллә турғунлири намидин почта бөлүмчисиниң хадимлириға ейтаримиз бар. Чүнки гезит тошиғучи гезит-журналларни бир айда бир қетим елип келиду. Шу чағда биз миллий гезитимизниң бәш санини жиғип бирла алимиз дегән сөз. Һә, бизниң мәһәллидә яшанған, гезит оқумиса, көңли имин тапмайдиған жутдашлар бизгә налә қилишиду. Биз уларға немә дәп җавап беришимиз керәк? Алтөй йезисиниң баш жигитбеши Сәйдәхмәт Розахуновниңму ейтари аз болмиди: – Алтөй — тәвәдики әң қедимий жутлардин. Йезиниң турғунлирини асасән қазақлар билән уйғурлар тәшкил қилиду. Биз муштири топлаш башланғанда өйму-өй арилап, тәшвиқат қилимиз. Лекин һәптиниң пәйшәнбә күни чиқидиған гезитни биз дүшәнбидә, бәзидә сешәнбидә алимиз. Яшлар болса, вақтида кәлмәйдиған гезитқа муштири болғичә Интернет арқилиқ шу күнила оқувалимиз дегән банә билән йезилмайду. Баш қошуш мана мошундақ җиддий соал-сорақлар вә шикайәтләр билән қизғин, бәс-муназиридә давамлашти. Болупму йәнила шу миллитимиз җанкөйәрлири Қириққудуқ йезисидин Ғәйрәт Илахунов, яркәнтлик Мухпул Розашев, Ташмәһәмәт Мәмләков вә башқилар почта бөлүмчисиниң ишиға шикайәт қилди. Чүнки гезит-журналларни вақтида алмиғанни аз дегәндәк, посылка, бандерольниму он бәш күн дегәндә аран қолиға тапшурувалғанлиғини ейтти. Мана шуниңдин кейин сөз Панфилов наһийәлик почта бөлүмчиси башлиғиниң орунбасари Асийә Асылбековаға берилди. – Мән наһийәдики алақә саһасида ишләватқинимға 20 жилдин ошуқ вақит болди. Биз өз вақтида «Уйғур авази» гезитиниң наһийәмиз бойичә өз мухбири Абдукерим Тудияров билән биллә иш елип бардуқ. Шу чағда наһийәдә муштирилар саниниң 800 данидин 3800 данигә йәткәнлиги ядимда. Һәрбир гезитханни яхши тонуймән десәм ашуруп ейтқанлиқ болмас. Биз, почта бөлүми хадимлириниң, болупму муштири топлаш бойичә хадимниң әвәткән хаталиқлирини йошурмаймиз. Әнди ейтарим, силәр гезитқа йезилдиңларму, уни өз вақтида йәткүзүп бериш – бизниң вәзипимиз. Келип чүшкән шикайәтләргә мунасивәтлик тәкшүрүш жүргүздуқ. Бу ишта басмиханиниң һеч әйиви йоқ екәнлиги толуқ ениқланди. Хаталиққа йол қойған бизниң хадим иштин бошитилди. Бу пәқәт почта бөлүми хадимлириниң гунаси екәнлигини иқрар қилимиз. Немила демәйли, өткән ишқа салавәт дәймиз. Болған иш болди. Әнди келәр жилға муштири топлаш ишлирини башлавәттуқ. Мән бөлүм башлиғиниң орунбасари сүпитидә һәрбириңлардин әпу сорап, бу ишқа келәр жили өзәм җавап беришкә вәдә қилимән. Чүнки бу проблема пәқәт «Уйғур авази» гезитиғила тәәллуқ әмәс. Бүгүнки күнгә қәдәр башқа гезит-журналларниңму йетишмәйдиғанлиғи очуқ сезиливатиду. Шуңа биз бир-биримизгә кәчүрүмчан болуп, буниңдин кейин һәмкарлиқта иш елип беришқа чақиримән, – деди Асийә Асылбекова. Алмутидин қәдәм тәшрип қилған «Дәуір» басмиханисиниң мастери Дина Арқасқызы мундақ деди: – Мән бүгүнки учришиштин интайин разимән. Биз көптин бери гезитханлар, почта хадимлири билән мошундақ баш қошушларни уюштурмиған едуқ. Пурсити кәлгәчкә ейтип өтәй, силәрму бизниң иш-паалийитимиздин хәвәрдар болуп қелиңлар. Дәсләпкидә 300 адәмдин ошуқ хадим ишләйдиған 85 жиллиқ тарихи бар басмиханида бүгүн 27 адәм ишләватиду. «Егемен Қазақстан» гезити билән бир басмиханида чиқиватқан «Уйғур авази» җумһурийәтлик қәрәллик нәширләр арисида муштирилар сани бойичә иккинчи орунда туридиған гезит. Гезит һәптисигә бир қетим йоруқ көрүватиду. Нәширләр кечиси саат 12дин әтигәнлик 6гичә бесилип чиқиду. Тәһрират гезитни өз кәштисигә мувапиқ вақтида әвәтиду. Биз уни бесип почтиларға таритимиз. Биздә гезит чиқмай қелиши яки бесилип чиққан гезитларниң цехта бесилип қелиши мүмкин әмәс. Цехта бирму гезитни тапалмайсиз. Һәрким өз ишиға чоң җавапкәрчилик билән қарайду. Шундиму бизгә силәрдин “гезит йәтмиди” дегән әризиләр келип чүшиду. Биз буйрутмиға мувапиқ ишләймиз, – дәп басмихана паалийитидин хәвәрдәр қилди. Шуниңдин кейин сөзни «Уйғур авази» гезитниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов алди. – Бүгүн мошу залда гезитимизниң җанкөйәрлири жиғилип, наһайити мурәккәп мәсилә һәққидә музакирилишиватимиз. Залда олтарғанлар миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири. Қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликниң үлгисини өз иши арқилиқ әмәлдә көрситиватқан, өсүп келиватқан әвлатни шуниңға тәрбийиләватқанлар. Шуниң үчүнму мән уларға миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Елимиздә маарип, мәтбуат, ана тилимизни сақлап, тәрәққий әткүзүшкә кәң мүмкинчиликләр яритилған һәм яритиливатиду. Мән өткән һәптидә елимизниң пайтәхти Нур-Султан шәһиридә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисидә Қазақстан хәлқи Ассамблеясидин сайланған депутатлар топиниң уюштуруши билән өткән баш қошушқа қатнишип, «Қазақ газеттері» ЖЧЙ тәркивидә чиқиватқан «Уйғур авази» гезити һәққидә ейттим. Гезитниң дөләтниң ички вә ташқи сәяситини, Елбасы вә Президент тапшурмилирини тәрғип қилишқа, көпмилләтлик Қазақстан Җумһурийитидики хәлиқләр достлуғи билән милләтләрара разимәнликни мустәһкәмләштә, миллий қәдрийәтлиримизни сақлап, риваҗландурушқа қошуватқан төһписи һәққидә ейтип өттүм. Бүгүнки баш қошушни мән елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Конструктив җәмийәтлик диалог: Қазақстанниң турақлиқлиғи вә гүллинишиниң асаси» намлиқ Мәктүбидики көрситилгән вәзипиләрниң бир испати дәп ейтқан болар едим. Мәктүптә һәрбир этносниң тилини, мәдәнийитини тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ ениқ ейтилди. Мана мошундақ имканийәтләр яритиливатқанда биз дөләт сәяситини тәрғип қиливатқан гезит-журналларни һәр сәвәпләр билән өз вақтида алалмисақ, немә дейиш керәк? Бу уттур почта хадимлириниң әйиви дәп билимиз. Һәм бу ишқа уларниң жуқури җавапкәрлик билән қаришини тәләп қилимиз. Шундақ екән, бүгүнки баш қошушни уюштуруп, басмихана, почта, гезитханниң бешини қошқан наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә, барлиқ жигитбашлири билән җанкөйәрлиримизгә йәнә бир қетим миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз. 2020-жилға муштири топлаш ишлирида йәниму паалийәтчанлиқ көрситип, тәвәдә гезитханлиримизниң саниниң көп болушиға биркишилик үлүшиңларни қошушиңларни сораймиз. Баш қошушта хуласә сөзгә чиққан Ризайдин Әйсаев басмихана вә почта хадимлири билән бирликтә иш елип баридиғанлиғини вә келәр жили «Уйғур авази» гезити муштирилири санини ашуруш йолида күч-ғәйритини сәрип қилидиғанлиғини тәкитлиди. Панфилов наһийәси. Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәтләр.

230 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы