• Шеирлар
  • 10 Қазан, 2019

Әссалам, уйғурум

Әссалам, уйғурум Әссалам, әй мениң, әзиз уйғурум, Сән мениң егилмәс муқәддәс туғум. Сән мениң ишәнчим, таянчим бәхтим, Әссалам, әй мениң, тағдәк ғурурум. Тарихиң тилларда дастан, уйғурум, Қучиғиң бепаян җәннәт, уйғурум. Бәхтиңни меһнәттин жүрисән издәп, Әҗдадиң бүйүкқу, қутлуқ уйғурум. Булбуллар кәтмигәй беғиң бостандин, Шәниңни улуқлап өтәй мән зинһар. Һөснүңгә болай мән бир өмүр шәйда, Ишқимни нахшамда әйлигәч изһар. Болсунчу пәрвазиң йүксәк, қанатлиқ, Көрәймән көзүңдин күлкини шатлиқ. Зариқип күтмәктә шуни һис-туйғум, Аман бол, әй мениң тәхтим – уйғурум. Ана тилидин айрилсам Мәйли мүлкүм, шөһритимдин айрилай, Мәйли барар мәнзилимдин айрилай, Мәйли түндә мәшъилимдин айрилай. Мән өләрмән ана тилидин айрилсам. Разимәнки кечишкә өз бәхтимдин, Мәнсәп, аброй, һәтта таҗу-тәхтимдин. Өртинип күл боп кетәрмән һаятта, Анам бәргән ана тилидин айрилсам. Ана тилсиз бу дунияму беганә, Мән бир житим, мән мусапир йеганә. Қамқақ кәби адишармән чөл кезип, Амәтсизмән – ана тилидин айрилсам. Кәчсәм әгәр ана тилидин бир мәһәл, Пак виҗданим чақар шуан чаяндәк. Моҗутлуққа шу чағ қәрәл йәткәндәк, Өмрүм түгәр – ана тилидин айрилсам. Кәч тилиңдин десә бири әгәрдә, Алтун, ямбу берип кәчтә, сәһәрдә, Айланмамду анам сүти зәһәргә, Қәбир жутар ана тилидин айрилсам. Ана тилим – байлиғим һәм байриғим, Әткәнчайда ләйләп турған қаймиғим. Тилим барки йоқалмайду миллитим, Әй, Яратқан, ана тилидин армиғин. Қериндашлиқ Уйғур билән өзбәк тили тәғдирдаш, Иккисигә лазим әмәстур тилмаш. Бири көктә янған толун ай болса, Уйғур, өзбәк әзәлдинла қериндаш. Қәшқәрий һәм Наваийлар сөзлигән, Илим-пәндә бир мәхсәтни көзлигән, Җими дуния мәптун болған, таң қалған. Өзбәк тили қан-қериндаш тилимиздур, Уйғур тили тенимдики Җенимдур. Бир-бирини инкар әтмәс һечқачан, Бир-биригә ишқи билән атар җан. Мәшрәп, Фурқәт, Муқумийға яр болған, Өзбәк тили гөзәлликниң висали, Уйғур тили нәписликниң тимсали. Әркин Вахид, Абдуллани лал әткән, Фарабиниң, Шәйдаийни тәвәткән, Шу тилларда зор һекмәтләр әвәткән. Өзбәк тили зибалиқта беқияс, Уйғур тили қозғар дилда еһтирас. Уйғур билән өзбәк тили қош гезәк, Бу сөзүмгә кәлтүрәлмәс һечким шәк, Бир-биригә бәргән илһам һәм безәк, Ғази Әмәт, Лекимләр зоқ әйлигән, Туранларниң тиллири бу әң зерәк. Бу икки тил түркийләрниң қашқиси, Икки тилда яңрар жүрәк нахшиси. Иккисигә тәңдур меһрим чашқиси, Бу иккиси қериндаштур шуни бил, Туран әһлин мәғрур әткән таҗу-тил. Пидаийлиқ Немигә яшаймиз бу йоруқ дунияда, Әл-жутниң қәдрини, затән, билмисәк. Вәтәнниң топриғин көзгә сүртмисәк, Гияси тотия сәҗдигаһ демисәк. Немигә адәм боп кәлдуқ дунияға, Житимниң һалини сорай демисәк. Қобаһәт бармекин мундин зиядә, Хәлқиңниң дәрдини көрүп көрмисәк. Әлбеши, саңа меһир қуйди мәһәлләм, Дайим сөләт төкүп турар мәһәлләм. Вәтәнниң ишқи вә келәчиги сәндә, Улуғвар юртабад ават мәһәлләм. Муравәт канидур бу жутум көркәм, Яшайду еләтләр бир җану, бир тән. Нахшамда, ахшамда болиду у җәм, Меһри дәрия, қойни ават мениң мәһәлләм. Арзулар бәләнтту, диллар һаяҗан, Кочилар көңүл кәби түз вә чирақдан. Әлбешим нийити болғач пак бүйүк, Елимгә таянч сән ават мәһәлләм. Мәнпийәт Адаләтни отқа атқан мәнпийәт, Пак номусни пулға сатқан мәнпийәт. Зораванға берип алий мукапат, Яхшиларни сотқа тартқан мәнпийәт. Һәқни ейтқан киши аңа яқмиған, Тар көңүлгә адил нийәт сиғмиған. Қатиллиқтин қолин зинһар тармиған, Виҗдани йоқ, вәсли һайван мәнпийәт. Хошамәтниң отин яқар жүрәккә, Бир инсанни бөләр нәччә бөләккә. Жиғдурмайду бар күчүңни биләккә Аримизға питнә салған мәнпийәт. Адимийлик, һар-номусни йоқатқан, Әҗдатларниң роһиға у оқ атқан. Бабурниму мусапир қип қахшатқан, Имани йоқ, сатқун, мәхлуқ мәнпийәт. Виҗдан болса у хәлқини сатарму? Даналарға төһмәт тешин атарму? Ахмақ төрдә, босуғида зияли, Дили напак, көзи қарғу мәнпийәт. Нәпси шәйтан һәр балаға башлайду, Жиғалмисаң дәшти чөлгә ташлайду. Әқил виҗдан соримисаң Алладин, Нәпси бала дозақ отқа қахлайду. Меһир Һаятиңда мәзмун болмайду, Нәпсиң билән көңүл тоймайду, Ишлириңму оңға бармайду, Гәр қәлбиңдә меһир болмиса. Һасил болмас әҗриңдин бәрикәт, Арзуларға яғиду нәпрәт, Алладинму кәлмәйду рәһмәт, Гәр қәлбиңдә меһир болмиса. Сөйгән ярму кетиду ташлап, Жүригиңни азаплап, ғәшләп, Өтәр өмрүң көзүңни яшлап, Гәр қәлбиңдә меһир болмиса. Яратқандин сорисаң иман, Яшайсән хуш, күнлириң шадиман, Бәхтиң пүтүн, болғайсән аман, Гәр қәлбиңгә меһир қуюлса. Ниҗат Ниязов (әл-Ниҗат Бақий) Ташкәнт шәһири.

229 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы