• Муштири топлаш — 2020
  • 17 Қазан, 2019

Уйғурниң авази

Әмгәкчиқазақлиқ уйғурларниң тәңдин-толиси Челәк тәвәсидә истиқамәт қилиду. Шуңлашқиму Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң регионлуқ шөбиси миллий маарип, урпи-адәтлиримизгә риайә қилиш, гезит-журналларға муштири топлаш охшаш мәсилиләр әтрапида нурғунлиған реҗиләрни түзүп, уларни рояпқа чиқириш йолида иш елип бармақта. Нәтиҗидә анатиллиқ мәктәплиримиздә балилар сани бийил хелила өсти, той-төкүн, нәзир-чирақлиримизму мәлум дәриҗидә рәткә кәлтүрүлди. Тойниң селиғиға бәш «Уйғур авази» вә бәш «Азия бүгүн» гезитини киргүздуқ. Униңдин башқа гезит йенида қурулған штаб әзалири өйму-өй кирип, тәшвиқат ишлирини қизғин башлавәтти. Ишәнчим камилки, буниңдин кейинму «бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип», сөйүмлүк гезитимиз – «Уйғур авазиниң» оқуғучилириниң өсүшигә күч салимиз. Чүнки у – уйғурниң авази. Майдин АБДУЛЛАЕВ, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, «Уйғур авазиға» 2020-жилға муштири топлаш штабиниң Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Челәк региони бойичә уйғунлаштурғучиси.

148 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы