• Спорт
  • 17 Қазан, 2019

Өсмүрләрниң футболға қизиқиши өсүватиду

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Йеқинда Талғир наһийәсиниң Бесағаш йезисида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Спорт комитетиниң әзалири вә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән футболдин өсмүрләр арисида наһийәлик турнир болуп өтти. Турнирға Тәшкәнсаз, Гүлдала, Бесағаш, Белбулақ йезилириниң командилири қатнашти. “Яшлар жили” даирисидә өткүзүлгән турнир асасән өсмүрләрни сағлам һаят тәризигә үндәш мәхситидә уюштурулғанлиқтин, униң рәсмий қисмида тәшкилий комитет әзалири билән һамийлар һазир яшларға спорт билән шуғуллинишқа барлиқ шараитларниң моҗутлуғи вә спортниң өсмүрләрниң көплигән сәлбий илләтләрдин жирақ болушиға түрткә екәнлиги тоғрилиқ чүшәнчә бәрди. Шундақла натиқлар турнир қатнашқучилириға изгү- тиләклирини билдүрүп, уларға утуқ тилиди. Андин бәс-бәскә чүшкән командилар өз һүнәрлирини намайиш қилған һалда, имканқәдәр, рәқиплири үстидин ғалип чиқишқа тиришти. Кәскин оюнлар йәкүни бойичә, Бесағаш командиси – биринчи, тәшкәнсазлиқлар – иккинчи, гүлдалалиқлар – үчинчи орунға сазавәр болди. Бу күни турнир қатнашқучилирини қоллап-қувәтләп, уларға мәдәт бериш үчүн кәлгәнләр өсмүрләрниң футболға болған қизиқишиниң жуқури дәриҗидә екәнлигини көрүп, улардин келәчәктә кәспий футболчиларниң йетилип чиқидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.

156 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы