• Яшлар жили
  • 23 Қазан, 2019

«Варис» коллекционер һозурида болди

Йеқинда биз, “Варис” әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири, атақлиқ коллекционер Азат Һекимбәгниң шәхсий салонида болуп, чоңқур тәсират илкидә болдуқ. Бу йәргә кәлгинимиздә, қандақту-бир әйминиш һәм һодуқуш туйғулирида болғинимиз раст. Бирақ Азат ака Һекимбәк алдимизға чиқип, бизни иллиқ қарши алған пәйттә байиқи әндишилиримиз бирдинла йоқап, өзимизни әркин һис қилдуқ. Азат ака учришишниң дәсләпки минутлиридила бизгә шәхсий галереядә меңиш-туруш қаидисини тонуштурди. Дит билән тизилған әсир-әтиқиләрниң тарихидин сир чекидиған салон қандақла адәмни өзигә бирдинла җәлип қилип, жирақ өтмүшләрни чарлитатти. Жигитләрниң диққити дәрһал кона қурал-ярақларға чүшсә, һә биз, қизлар, зәргар буюмлар билән тамға илинған сүрәтләргә қизиқтуқ. Азат ака буни сәзгәндәкла “қолуңлар билән тутуп көрсәңлар болиду” дәп, бизни техиму һаяҗанландурди. «Унван-атақлири йетип-ашидиған, аброй-инавити толиму үстүн инсан өзини башқичә тутидиғанду» дәп ойливедуқ. Яқ, у толиму кәмтар, тәпәккүри чоңқур, мәдәнийәтлик, яшлар билән яшчә, чоңлар билән чоңчә муамилә қилидиған шәхс екән. Униң сөзләп бәргән қизиқарлиқ вақиәлири, бизгә бәргән мәслиһәтлири яшларни дәрһал өзигә рам қиливалди. Қисқиси, биз у күни алаһидә роһий озуқ елип қайттуқ. Мәлумки, Азат ака “Варис” әдәбий-иҗадий бирләшмиси тәркивидики яшларни дәсләпки күндин тартип қоллап-қувәтләп, уларниң китаплирини нәшир қилишқа қол учини сунуп келиватиду. Бу қетим Азат Һекимбәгниң яшларға тәйярлиған йәнә бир йеңилиғи баркән. 2020-жили, “Яшлар жилиниң” йәкүни сүпитидә, әдәбият саһасида алаһидә мукапат тайинлашни нийәт қиливетипту. Биринчи мукапат үчүн 300 000 тәңгә, иккинчи мукапат үчүн 200 000 тәңгә вә үчинчи мукапат үчүн 100 000 тәңгә миқдарида соға бәлгүлигәнлигидин хәвәрдар қилди. Андин у һәрбиримизгә өзиниң йеқинда нәшир қилинған китаплирини соға қилди. — Мән атақлиқ мәдәнийәт әрбаби Азат ака Һекимбәгниң антик буюмлар салониға илгири иш баби биләнла кәлгиним болмиса, бу җайни узақ зиярәт қилиш пурситигә егә болмиған едим. Бу қетим «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмиси әзалири билән бирликтә қедимий буюмлар, рәсимләр, әсәр-әтиқиләр, китаплар вә башқиму өтмүш тарихқа аит нәрсиләрни көздин кәчүрүш имканийитигә егә болдум. Азат Һекимбәгниң салониға кирипла, униңдики қандақту-бир сирлиқ вә тилсим муһитниң әсиригә чүшүп қалғанлиғимиз түпәйли, учришишниң шәкил-қаидилириму әстин чиқип кетипту. Чүнки бизни жирақ тарихниң садалирини яңритип турған һәрхил буюмлар, болупму хәлқимиз тарихиниң парчилирини әкис әттүридиған кона әсәр-әтиқиләр һаяҗанға салғанлиғи раст. Бу йәрдики һәрбир буюмниң тарихи өзи бир тарих екән... Учришишниң бешидила, бизни иллиқ қарши алған Азат ака, баш қошушниң ахириғичә бизгә сәнъәт, иҗадийәт адәмлириниң вә өзиниң һаяти, иҗадий паалийити һәққидә қизиқарлиқ һекайиләрни сөзләп бәрди. Әдәбият, сәнъәт саһалиридики өзгичиликләр, иҗатниң қир-сирлири һәққидики пикир-мулаһизилири билән бөлүшүп, яшларға унтулмас дәқиқиләрни һәдийә қилди, — дәйду яш шаир Вильям Молотов. Шаирә Аида Әхмәтова «Уйғурниң тарихини бир бөлмигә қачилиған Азат ака Һекимбәккә миннәтдарлиғим чәксиз. Бизниң хәлқимиз қедимийдин тарихқа вә мәдәнийәткә бай хәлиқ. Бу йәрдики һәрбир буюмни қизиқиш билән қарап чиқтим. Учришишқа кәлгинимгә интайин хошал болдум. Азат ака билән болған сөһбәт жүригимдин чоңқур орун алди» десә, Дилфуза Розиева өз ойини мундақ изһар қилди: «Өз хәлқини чәксиз сөйгән Азат ака Һекимбәг пәқәт өзиниң аилисиниң тарихтики орнини билиш үчүн издинипла қоймай, бәлки уйғур хәлқиниң тәрәққиятиға вә шундақла өз заманисиниң алдинқи қатарлиқ инсанлиридин болған Веливай Йолдашев вә Һакимбәг ғоҗа қатарлиқ шәхсләрниң һаятини қетиқинип үгиниш үчүн тинмай издәнгини мени тәсирләндүрди». – Атақлиқ коллекционер-антиквар, рәссам, җәмийәт әрбаби, шаир, меценат Азат Мирзатоғли Һекимбәкниң һозурида меһманда болуп, чоңқур тәсиратлар илкидә қалдим. Ички дуниярим, ой-хияллирим әҗайип һиссиятқа бөләнди. Тонулған рәссамларниң әмгәклири, һәрхил милләт вәкиллириниң зебу-зенәтлири, қоча-қомучлар, пичақ-қиличларни, китапларни көрүп, өзәмни, худди чоң бир тарихий мирасгаһта жүргәндәк, бәхитлик һис қилдим. Азат Мирзатоғли антиквар буюмларниң қисқичә тарихини сөзләпла қоймай, биз, яшларға, өзиниң һаят тәҗрибиси, өмүргә болған көзқарашлири билән бөлүшти. Шундақла яш шаир-язғучиларға рәссам сүпитидә һәрқандақ безәш ишлирида рәңләрни вә нәқишләрни мувапиқлаштуруш тоғрисида бәргән бебаһа мәслиһәтлири шәхсән мән үчүн пайдилиқ болди, — дәйду Хуршидәм Һезимова. Умумән, Азат ака Һекимбәк уйғурлар арисида мошу саһада утуққа еришкән ялғуз шәхс. Униң әмгәклири хәлқимиз мәдәнийитигә қошулған зор төһпә екәнлиги талашсиз. Гүлназ СӘЙДУЛЛАЕВА.

287 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы