• Әхбаратлар еқими
  • 23 Қазан, 2019

«Чевәр қизлар» мәхситигә йәтти

Өткән шәнбә күни Туздыбастав йезисидики «Нур» кафесида өзлиригә «Чевәр қизлар» дәп нам қойған яш қиз-келинлириниң уюштуруши билән гүлчай болуп өтти. Асасән миллий әнъәнилиримизни қайта тикләш, узунжиллиқ тарихимиздин яшларға имканқәдәр әтраплиқ учур беришни мәхсәт қилған саһипханлар гүлчайни миллий роһта өткүзүшкә тиришти. Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Меһманларниң һәммиси миллий кийимдә җараңлиқ яңраватқан саз-нәғмиләргә җор балған һалда кириши гүлчайни дәрһал қизитивәтти. Шуниң билән биллә меһманлар риясәтчи Бәхитҗан Савурҗановниң тәкливигә бенаән, бүгүнки чайда пәқәт ана тилимизда мунасивәт қилишқа келишти. Милләтпәрвәр, барлиқ миллий алаһидиликлиримизниң йоқилип кетишниң алдини елиш вә уни яш әвлат вәкиллиригә өз әйни бойичә тапшурушқа тиришқан «Чевәр қизлар» топиниң әзалири гүлчайниң башлинишида меһманларға өзлири тәйярлиған миллий таамлири билән уссуллирини тәклип қилди. Андин «Гүлчайниң» һөрмәтлик меһманлири вә қазилиридин Туздыбастав йезилиқ вә Талғир наһийәлик ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири Каминур Сопиева билән Банум Бавдинова сөзгә чиқип, мәзкүр чарә-тәдбирниң уюштурғучилириға иллиқ тиләклирини ейтқач, көпчиликкә уларниң тәдбирчанлиғини һәм мошу «Гүлчайни» өткүзүшкә алтә ай давамида җиддий тәйярлиқ көргәнлигини қәйт қилди. Жуқурида тәкитлигинимиздәк, саһипханлар «Гүлчайда» уйғур әдәбияти, миллий кийим-кечәкләр, нахша-саз вә таамлар мавзусида конкурслар уюштуруп, ғалип чиққанларни маддий вә мәнивий соғилар билән мукапатлиди. Әнди гүлчайда һәммә тәрәптин өзиниң миллийлигимиздин хәвәрдар екәнлигини испатлиған Қәлбинур Мәшүрова «Гүлчай гүли» аталди. Барчиға жуқури кәйпият беғишлиған гүлчайда «Ақ Жол М» туғулушидин нака балиларни давалаш мәркизиниң әзалири өз һүнәрлирини көрсәткәндә, көпчилик уларниң тәғдир тәқәзаси билән йеримҗан екәнлигигә қаримай, һаятқа тәшналиғи түпәйли төрт мүчиси сақлар қатарида яшашқа интилиши билән қабилийитигә қайил болушти. Әнди улар ясиған буюмлар қоюлған көргәзмидин бирәр нәрсә сетивалмиған адәм болмиғанлиғи һәқиқәтәнму аҗизлиримизниң, йәни аниларниң дуниядики әң меһриван инсанлардин екәнлигини йәнә бир қетим толуқ испатлиди. Гүлчай меһманлириниң көңлидин чиқиш үчүн көпчиликкә тонулған сәнъәткарларму өз үлүшини қошти. Болупму нахшичилар Артур Илахунов, Әхмәтҗан Тайиров, «Дияр» топи билән «Фиеста», «Долан» вә «Ататюрк» уссул ансамбльлири иҗрасидики миллий нахша-уссулларға һәркимниң зоқи кәлди. Һә, айрим шох нахшиларға җор болған ичи қизиқ меһманларму бу сорунда пуғани қанғичә һадуқ чиқиривалди. Туздыбаставлиқ яш қиз-келинләрниң бу чарә-тәдбири утуқлуқ өтти. Уюштурғучиларниң ейтишичә, уларға йеқиндин яр-йөләк болуп, йәтмигән йерини толтурған һамийлириму бар екән. Җүмлидин «Идеал Шоп» дукини, тиҗарәтчиләр Румиләм Ләтипова, Ришат Қурбанов, Айгерим Одаманова, Зульфира Кәримҗанова вә Эльмира Ғоҗамбәрдиева саһипханларниң изгү-нийитини әмәлгә ашурушқа қол учини сунупту. Ахирида шуниму ейтип өтүш керәкки, он үч қиздин ибарәт «Чевәр қизлар» топи ушбу гүлчайдин чүшкән мәбләғниң тәңдин-толисини хәйрихаһлиқ үчүн ианә қилди.

433 рет

көрсетілді

19

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы