• Йеңилиқлар
  • 23 Қазан, 2019

12 жиллиқ билим беришкә қачан көчимиз?

Қазақстанда оттура мәктәпләр 2021-жилдин башлап 12 жиллиқ билим бериш системисиға көчидиған болди. Қазақстан Җумһурийити билим вә пән министри Асхат Аймағамбетовниң қәйт қилишичә, он иккижиллиқ билим бериш системиси 1–11-синиплар йеңиланған мәзмундики программа билән йеңи баһалаш системисиға толуғи билән көчкәндин кейинла киргүзүлиду. Әгәр алдираш қарар қобул қилип, ойланмастин һәрикәт қилсақ, әһвални җиддийлаштурувелишимиз мүмкин, – деди министр. – Сәвәви, 12 жиллиқ билим бериш системисиға көчүш мәктәпләрниң инфрақурулумиға зор тәсир йәткүзиду. Буниңдин ташқири, муәллимләрни тәйярлаш вә йеңи дәрисликләрни нәшир қилиш тәләп қилиниду. Униң үстигә елимиздә үчсменилиқ мәктәпләрму аз әмәс. Мәлумки, йеңиланған мәзмундики программилар 2015-жили тәстиқләнгән. Шуңлашқа һазир барлиқ синипларниң 95 пайизи йеңиланған мәзмунға көчти. Әндики жили он биринчи синипларни ушбу программиға көчириш планлиниватиду.

385 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы