• Йеңилиқлар
  • 23 Қазан, 2019

Хәлиқни тәврәткән комзәк

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Өткән һәптидә иҗтимаий торларда Уйғур наһийәсиниң Ғалҗат йезисида тепилған комзәк тоғрилиқ әхбарат чақмақ тезлигидә тарашқа башлиди. Әйнә шу хәвәрләрдә дәсләп йезидики бир өйдә қурулуш ишлирини жүргүзүватқанларниң тепилған комзәкни көрситиватқан видеоси тарқиди. Көп өтмәйла әйнә шу тепилған комзәк ичидин чиққан «алтунларниң» сүрәтлири, барлиқ вақиәни «өз көзлири» билән көргән «гувачиларниң» җанлиқ аваздики учурлири келишкә башлиди. Шуларға асаслансақ, гәп болуватқан комзәктин 40 килограммдин ошуқ алтун чиққанмиш, комзәктин әпийүн тепилғанмиш, комзәктә «1630-жил, Ғоҗәмбәрди» дегән йезиқ баркәнмиш, йеза төвинидә полиция хадимлири турувелип, өзгиләрни Ғалҗатқа киргүзмәйветиптәкмиш, ғалҗатлиқлар аммивий рәвиштә ғәзнә издәшкә киришип кетиптумиш вә һаказилар. Әтиси комзәктә һечнемә болмай, пәқәт кичик бала җәсәдиниң сүйәклири бар екән дегән хәвәр кәлди. Тәкитләш лазимки, бу хәвәрләрниң һәммиси миш-мишлардин ибарәт болди. Шуңлашқа биз әйнә шу “комзәкни тепивалған”, истипадики полковник Султанмурат Кебировқа телефон арқилиқ мураҗиәт қилдуқ. — Өйүмизгә су киргүзүш үчүн коча тәрәпни колиған едуқ. Бираз колиғандин кейин йоған комзәкни тепивалдуқ, — деди Султанмурат.— Жутдишим һәзил сүпитидә уни видеоға чүширип, тонушларға әвәтиветипту. Шуниңдин кейин һәрхил миш-мишлар тарқилишқа башлиди. Буниңға өзимизму һәйран қалдуқ. Әйнә шу комзәкни тепивалған шәхс сүпитидә дәйдиғиним, тарқиливатқан хәвәрләрниң һәммиси ялған. Биз тепивалған комзәктин топа вә һазирқи алдин-ала тәхмин бойичә, кичик балиниң сүйәклири чиқти. Башқа һечнемә йоқ. Мана икки күн илгири Ишиктә дөләтлик мәдәний-тарихий қоруқ-мирасгаһиниң хадими А.Амарғазиев келип, тепилған комзәкни тәтқиқ қилиш үчүн елип кәтти. Әнди алимлар уни үгиниду. Комзәкниң “сирини” шулардин сораш керәк. Мана болған вақиә мошу. Шундақ қилип, бир һәптә давамида хәлиқни һәләйкүмгә салған “комзәк вақиәсиниң” һәқиқити мошундақ. Әнди алимларниң тәтқиқат нәтиҗилирини күтимиз.

459 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы