• Бизниң сөһбәт
  • 23 Қазан, 2019

Руслан ТОХТАХУНОВ: «Театр – пәқәт артист биләнла театр...»

Аз күнләрдин кейин Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри өзиниң новәттики 86-мәвсүмини башлайду. Шу мунасивәт билән Уйғур театриниң мудири, Қазақстан Жумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Руслан ТОХТАХУНОВни сөһбәткә җәлип қилдуқ. – Руслан Абдушүкүроғли, 1934-жили 25-сентябрь күни өз паалийитини Җалал Асимов вә Абдулһәй Садировниң «Анархан» музыкилиқ драмиси билән башлиған Уйғур театри бу күнләрдә 85-даванға көтирилди. Әшундақ шанлиқ тарихи бар миллий театримизға ахирқи төрт жилда сиз рәһбәрлик қилип келиватисиз. “Хәлқимизниң дуниядики ялғуз миллий театри” дегәндә сизниң көз алдиңизға немиләр келиду? – Уйғур театри өзиниң дәсләпки қәдимидинла хәлқимизниң өлмәс тарихини, мәдәнийитини, тили билән әньәнилирини тәрғип қилип, миллитимизниң иптихар мәнбәси сүпитидә қудрәтлик тәрбийә васитиси ролини атқурмақта. Һечким үчүн сир әмәски, Уйғур театриниң тәрәққияти интайин мурәккәп тарихий вәзийәтләр қайнимиға дуч кәлди. Өткән әсирниң оттузинчи жиллиридики аммивий тәқипләшләрдә, Улуқ Вәтән уруши жиллирида уйғур сәньәткарлири ирадилик билән өзлиригә жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин утуқлуқ чиқти. Театр сәһнисидә миллий намайәндилиримиз Садир палван, Маһмут Ғоҗамияров, Билал Назим, Абдулла Розибақиев, Әхмәтҗан Қасимий, Барчуқ Арттекин, Баянчур, Ипархан, Аманнисахан, Абдурешитхан, Лутпулла, Назугум, Маһмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һаҗип, Абдуқадир Дамоллам кәби ярқин образлар тамашибин билән үз көрүшти. Театрниң тарих сәһипилирини варақлиғанда, сәксән бәш жил ичидә кәспий уйғур театр сәньитиниң тәрәққиятиға аләмчә үлүш қошқан барлиқ иҗаткарларниң меһнити көз алдимға келиду. Қазақ язғучиси Сәбит Муқанов: «Он икки муқам – уйғур хәлқиниң «а» дин тартип, «я» һәрипигичә болған һәммә нахша-музыка байлиғини өз ичигә алған қамус», дәп тәриплигән екән. ЮНЕСКО тәрипидин дуния миқиясидики мәдәнийәт ядикарлиқлири тизимидин орун алған «Он икки муқамни» үгиниш вә тәрғип қилишта «Нава» фольклор вә «Рухсарә» уссул ансамбльлири җиддий паалийәт жүргүзүватиду. Театр – алаһидә мурәккәп бир организм. Бу күнләрдә мән мудир сүпитидә жавапкәрлиги бәк үстүн, җиддий җәриянни өз бешимдин өткүзүватимән, десәмму болиду. Һәммигә мәлум, булту театримиз бенаси қайта қурулуш ишлири үчүн йепилған еди. Һазир ремонт ишлири қизғин кетип бариду. Барлиқ инженерлиқ вә коммуникация системилири алмаштурулуватиду. Сәһниму йеңилиниду. Йеңи йоруқлуқ вә аваз үскүнилири орнитилиду. Театрниң ичиму пүтүнләй өзгириду. Бена толуқ ремонтлинип болғандин кейин коллектив йеңи сәһнидә, бенада иҗадийитини давамлаштуриду. – Сиз бүгүн театрдики хизмитиңизгә қанаәтлинәмсиз? – Һазирчә қилған ишимдин қанаәтлиниватимәнму яки йоқму ениқ җавап берәлмәймән. Театрда мудирниң вәзиписини атқуруш, умумән, театрда ишләш интайин қизиқ екән. Коллективта икки йүзгә йеқин хадим болса, уларниң өзигә хас икки йүз түрлүк мүҗәзи бар. Һәр күни кабинетқа түрлүк- түмән проблемилар билән хадимлар новәт күтүшиду. Айлиқ мааш, мукапат пуллири, турушлуқ өй мәсилиси, иш җәриянидики бәзибир келишмәсликләр, муәллипләрниң қәләмһәққи, шәхсий турмуштики проблемилар. Уларниң һәрбирини диққәт билән тиңшаймән, андин мәсилини нәтиҗидарлиқ қилип йешишкә тиришимән, қолумдин келишичә ярдәм қилимән. – Һәмминиң ядида болса керәк, буниңдин топ-тоғра жигирмә бәш жил илгири, йәни 1994-жили театримиз вақитлиқ йепилди. Шу пәйттә биз, театр коллективи, кочида қалдуқ. Пәқәт елимизниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевниң тапшурмиси, Мәдәнийәт министрлиги, Алмута шәһәрлик һакимийәт, хәлқимиз ичидин йетилип чиққан бир түркүм санаәтчи, тиҗарәтчиләр, җай-җайлардики хәлиқ аммисиниң йеқиндин қоллап-қувәтлиши билән йәттә жилға созулған қурулуш реконструкция ишлири утуқлуқ аяқлашти. 2002-жили 1-октябрь күни йеңи бенаниң ечилиш мәрасимиға Нурсултан Назарбаев қатнашти. Театримизниң бу қетимқи қайта қурулуш ишлириниң асасий сәвәвини чүшәндүрүп өтсиңиз? – Бу соалға җавап бериш үчүн театримиз бенасиниң интайин узун тарихини әсләп өтүшкә тоғра келиватиду. 1935-жили НКВДниң 480 орунлуқ Мәдәнийәт өйи болған бу бенани, биринчи дуния урушидин кейин мошу йәрдә қалған япон мәһбуслири наһайити пухта ясиған екән. Пәқәт 1969-жилдин тартип мәзкүр бена Уйғур театриға берилгән. Бенада һечбир техникилиқ мүмкинчиликләр йоқ. Мәсилән, сәһнә айланмайду, төвән чүшмәйду яки жуқуриға көтирилмәйду. Оркестр ямисиму шу әһвалда. Сәһнигә йоруқлуқ вә аваз беридиған техникилиқ җабдуқлар 1934-жилдин бери мошу кәмгичә бир қетимму толуқ җөндәштин өтмигән, мутлақ йеңиланмиған. Униң үстигә кона чедирдин ямғур тамчилавәргәчкә, сәһниниң өп-чөриси пүтүнләй чирип, кардин чиққан. 1994 — 2002-жиллардики реконструкциядә бена бирқәдәр йеңиланған болсиму, театр үчүн әң муһим болған сәһнини җөндәш ишлири кейингә қалдурулған екән. Сәвәви, cәһнини қайтидин заман тәләплиригә лайиқлап ясап чиқиш үчүн наһайити көп мәбләғ лазим болған. Демәк, елимиздики шу боһранчилиқ жиллирида һөкүмәт органлири бу пулни аҗритип берәлмиди. Шундиму бираз вақиттин кейин сәһнини толуқ җөндәш үчүн һөкүмәт мәбләғ бөлидиған болуп келишилгән екән. Бу қетимқи қурулуш ишиниң қолға елинишида Қазақстанниң хәлиқ артисти, театримизниң бәдиий рәһбири Мурат Абдримоғли Әхмәдиев көп күч чиқарди. Парламент Мәҗлисиниң Бюджет вә малийә комитетиниң рәиси Гульжан Қарагусова театримизға кәлди вә биз униңға театримизниң ишләш үчүн наһайити хәтәрлик болған сәһнисини, униң әтрапи, сәһниниң асти, бүгүнки заманивий театрларниң һечқайси ишләтмәйдиған кона техникисини көрсәттуқ. Мундақ әһвални көргән Гульжан Жанпеисқизи вә комитеттики он икки нәпәр депутат «Уйғур театрини қайта реконструкция қилиш мәсилисини кейинки жилниң бюджетиға киргүзүш керәк» дегән һөҗҗәткә қол қойди һәм үчжиллиқ бюджетқа киргүзди. 2018-жили июль ейида қурулуш ишлирини башлидуқ. Өткән вә бийилқи жилларға бөлүнгән мәбләғни толуғи билән өзләштүрдуқ. Шуниң нәтиҗисидә техи йеқинда артистлиримиз қайта ремонтланған репитиция заллирида өзлириниң мәшиқлирини башлиди. Новәттә сәһнә пүтүнләй йеңилинип, заманивий мурәккәп технологиялик җабдуқлар билән тәминлиниду. Шундақла тамашибин зали, вестибюль һәм фойему толуқ йеңилиниду. Қолайлиқ зал, икки қәвәтлик балкон, лоджа – буларниң һәммиси заманивий театр тәләплиригә җавап беридиған болиду. – Йеңиланған театримиз бенасиниң көрүнүши қандақ стильда болмақчи? Мемарчилиқ йеңилиқлири һәққидә ейтип өтсиңиз? – Татримизниң реконструкция ишлирини Қазақстандики йетәкчи мемарларниң бири Шөһрәт Йүсүпов әмәлгә ашурған екән. Бу қетимму өз һөддисигә алди. Шөһрәт ака асасән Турпандики «Миң өй» ядикарлиқлириниң үлгисини пайдиланмақчи. Мемарниң бу лайиһисини бизму қоллап-қувәтлидуқ. Мемар сеғизтопилиқ тамларға оюп ясалған рәсимләрни толуқ әкис әттүргән һалда, «Миң өйләрдики» рәсимләрниң әсли нусхилирини «тирилдүрүшкә» тиришиватиду. Театрниң бу қетимқи интерьериниң асасий материали – сеғиз топидин қуюлған хам кесәк болуп һесаплиниду. Бу арқилиқ йеңиланған миллий театримиз бенасиға қәдәм тәшрип қилған адәмләр, вестибюль, фойеда әҗдатлиримизниң Ислам жәмийитигичә, йәни будда дәвригә тәәллуқ қайта тикләнгән мәдәнийитимизниң есил дурданилири билән тонушиду. Хам кесәктин қопурулған тамашибин залиниң тамлири, балконниң асти тәрипидики вестибюль бөлүмидики безәкләр Кучадики «Қизил миң өй» тамлиридики толуқ сақланған безәкләрниң көчәрмисидур. Униң мәхсити – шу ядикарлиқларниң көчәрмиси билән «Миң өй» нәмунилирини бүгүнки әвлатларға тонуштуруш. Лайиһиниң иккинчи қисмида Ислам дунияси (X–XVІ әсирләр) мәдәнийитиниң нәмунилири орун алди. Бу йәрдә Бабурнамә әсәри нәмунилиридин пайдилинилиду. Улар шу дәвирдики һаят, мәдәнийәт, сәньәт архитектурисини тәсвирләйдиған миниатюрилардин ибарәт. Ушбу сюжетлар музыкилиқ әсәрләр, уссуллар вә башқиларни намайиш етиду. Буларниң һәммиси һазирчә пәқәт лайиһидә өз ипадисини тапқан. Уйғур театри бенасиниң йеңи интерьер үлгиси тамашибинларниң тәливигә җавап бериду, дәп үмүт қилимиз. — Руслан Абдушүкүроғли, сәһнимиз қандақ йеңи заманивий технологияләр билән тәминлиниду? – Бу күнләрдә сәһнә комплекси Россиядә толуқ жиғилип, ясилип болди. Аз күндә тәйяр сәһнини әкелип орнитимиз. Сәһнә үчүн керәк болған барлиқ технологиялик җабдуқлар Европа, Америкидин мәхсус буйрутма билән кәлтүрүлди. Тамашибин залидики, балкон, лоджидики орундуқларму алаһидә буйрутма билән тәйярлиниватиду. Мәрмәрдин ясалған плиткилар болса, Мисирдин кәлтүрүлмәктә. Йеңи технология бойичә сәһнә пеқирайду, оркестр олтиридиған җай төвән чүширилиду вә көтирилиду. Йеңиланған сәһнидә ямғур яки қар йеғиватқан, боран чиққан, от кәткән эффектларни толуқ көрситиш мүмкинчилиги болиду. Мундақ қураллар болупму заманивий технологияләргә иштияқ бағлиған яш әвлатқа наһайити йеқин вә чүшинишлик. Тавуш, йоруқлуқ, видеоинсталляция, сәһнә техникисиниң һәрикити билән виртуал үч өлчәмлик маканни яритип, тамашибинни көпәйтәләймиз вә бу, мениң оюмчә, һәрқандақ спектакльларни, концертларни сәһниләштүрүш үчүн яритилидиған әҗайип шараит. Бу хил автоматик рәвиштә ишләйдиған технологияни башқуридиған кәспий мутәхәссисләр: аваз режиссери, йоруқ бәргүчи, режиссерниң ярдәмчиси вә сәһнә машинистлирини оқутуп тәйярлаватимиз. Йеқинда Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов театримизниң иҗадий коллективи билән учришип, «дүгләк үстәл» әтрапида сөһбәтләшкәндин кейин, театр бенасидики қурулуш ишлириниң кетип бериши билән тонушти. Депутат қурулуш җәриянида пәйда болған һәрқандақ проблема билән мураҗиәт қилишимизни ейтти. – Театримиз ремонтқа йепилғиниға қаримай, бу күнләрдә театр коллективи өз иҗадийитини тохтатқини йоқ. Шу тоғрилиқ ейтип өтсиңиз? – Театримизда көп жиллардин бери ишләватқан абонемент системиси давамлишиватиду. Һазир һәммә нәрсә қиммәтләватиду, лекин бизниң 2019 – 2020-жилларға бәлгүләнгән абонементларниң баһаси бурунқи дәриҗисини сақлап қалди. Бир абонементта җәми бәш оюн болуп, униң иккиси спектакль, қалған үч қоюлум концертлардин ибарәт. Оюнлиримиз асасән Ғ.Мусрепов намидики Балилар вә өсмүрләр театри, Туздыбастав, Ават, Узуняғач, Қәйнәзәр мәһәллилиридики Мәдәнийәт өйлиридә болмақчи. Йеңижиллиқ «Тәбәссүм» һәзил-күлкә концертлиқ программимизни бу қетим 20-21-декабрь күнлири Җумһурийәт Сарийида өткүзимиз. Йеңи мәвсүмдә йеңилиқ көп. Мәсилән, тамашибинлиримиз Н.Аббосхонниң (режиссер Ялқунҗан Шәмиев) «Тәнһа юлтуз» җиддий комедияси, Шекспирниң «Ромео Джульетта» (режиссер Ялқунҗан Шәмиев) трагедия, Алимҗан Бавдиновниң «Қәшқәрдә мәшьәл» (режиссер Әзиз Искәндәров) тарихий драмиси, Ниязҗан Турсуновниң бәдиий рәһбәрлигидики «Нава» ансамблиниң «Муқамчилар» музыкилиқ әсәрини (муәллипи Әхмәтҗан Һашири, режиссер Мурат Әхмәдиев), Эльмира Сәйдуллаеваниң рәһбәрлигидики «Рухсарә» уссул ансамблиниң «Уссул сехири» намлиқ (режиссер Эльмира Сәйдуллаева) концертниң премьерисини көрүш имканийитигә егә болиду. Уларни шәһиримиздә қайси театр бош болса, шу сәһниләрдә тамашибинға көрситимиз, дегән ойимиз бар. Гастрольлуқ паалийитимизгә кәлсәк, «Нава» ансамблиниң репертуаридин «Он икки муқам» асасий орунни егиләйду. Ансамбльниң алдиға қойған мәхситиму бу қедимий классик әсәримизни келәчәк әвлатларға мирас қилип қалдуруштин ибарәт. Мошу жили «Нава» ансамбли, драматург Әхмәтжан Һашириниң қәлимигә мәнсүп «Муқамчилар» (режиссер Мурат Әхмәдиев) намлиқ сәһнә әсәрини Түркияниң Стамбул, Измир, Бурса шәһәрлиридә намайиш қилди. Театримизниң драма трупписи Дүрнәм Мәшүрованиң «Тәғдир қисмити» драмиси вә өзбәк драматурги Н.Аббосхонниң «Тәнһа юлтуз» комедияси билән Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ наһийәлиригә гастрольға утуқлуқ берип қайтти. Йеқинда Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт вә спорт министрлиги Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә Қостанай шәһири һакимийитиниң қоллап-қувәтлиши билән V Қазақстан этнотеатрлириниң җумһурийәтлик фестивали болуп өтти. Мәзкүр фестивальға Уйғур театри «Апәт» спектакли билән қатнашқан еди. Мәзкүр әсәр муәллипи вә режиссери – Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Ялкунҗан Шәмиев фестивальниң “Үздік режиссерлық жұмыс» номинацияси бойичә лауреат аталди. Бу күнләрдә драма артистлири Һакимҗан Гүлиевниң «Дәттикам» комедияси (режиссер Әзиз Искәндәров), «Нава» фольклор, «Рухсарә» уссул ансамбльлири болса, драматург Әхмәтжан Һашириниң қәлимигә мәнсүп новәттики «Чәпбаят» муқами үстидә ишләватиду. – Йеқинда елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған “Конструктив җәмийәтлик диалог – Қазақстанниң турақлиқлиғи вә гүллинишиниң асаси” намлиқ Мәктүбидә һөкүмәт тәрәптин мəдəнийəт саһасидики хизмәтчиләргә йетəрлик дəриҗидə көңүл бөлүнмəйватқанлиғиға алаһидә тохталди. «Уларниң мааши кейинки жиллири тамамəн өсмиди. Шуниң ақивитидин мəдəнийəт хадимлири, болупму яш мутəхəссислəр йеникчилиги бар турушлуқ өй программилириға қатнишалмайду. Келəр жилдин башлап Һөкүмəт мəдəнийəт хадимлириниң маашини көтириши лазим. Шундақла билим бериш вə саламəтликни сақлаш саһалиридики мəҗбурий иҗтимаий йеникчиликлəр мəдəнийəт саһасиниң вəкиллиригиму берилиши керəк» дәп тәкитлиди Президент. Андин бийил елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән «Яшлар жили» атилип өтүватиду. Сәньәт саһасидики яшлар мәсилилиригиму нәзәр ташлайдиған вақит пишип йетилди, дәп ойлаймән. Умумән, театримиздики яш сәнъәткарларниң иҗтимаий әһвали, ениғирақ ейтсақ, баш-пана мәсилиси қандақ йешиливатиду? – Һәқиқәтәнму һазир елимиздә айлиқ мааши әң төвән – мәдәнийәт саһасиниң хадимлири екән. Артист сәһнигә чиққанда, уни турмушидики һечқандақ проблемилар қийнимаслиғи керәк. Театр — пәқәт артист биләнла театр болалайду Артистниң турушлуқ өйи болуп, айлиқ мааши аилисини асрашқа йетиши һаҗәт. У сәһнидә пәқәт иҗадийәтни ойлиши муһим. Йеқинда ҚҖ Мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Райымқулова Алмута шәһиридә зиялилар билән учрашти. Министрниң тәкитлишичә, келәр жилдин башлап мәдәнийәт саһасидикиләрниң айлиқ мааши 40 пайизға өсиду. Йәни, театр артистлириниң оттура һесаптики айлиқ мааши 231 миң тәңгә болиду. Мәдәнийәт вә сәньәт саһасидики хадимларниң турушлуқ өй әһвалини яхшилаш мәхситидә уларниң турушлуқ өйгә еришиши үчүн 3 миллион 700 миң тәңгә әтрапида бюджетлиқ несийә берилидиғанлиғи тәкитләнди. Бу – яш сәнъәткарларниң келәчиги үчүн интайин муһим амилларниң бири. Театримиздики яшларниң бесим көпчилиги пәтир яллап туруватиду. Улар тапавитиниң көп қисмини иҗаригә төләватиду. Шуңлашқа яш артистлар асасий ишидин сирт, той вә башқиму мәрасимларда пул тепишқа мәҗбур. Биз, рәһбәрләр, уларға «сән немишкә тойға барисән?», дәп ейтишкә тилимиз қисқа болуватиду. Әслидә артистларниң тойға барғиниға мән қарши. — Илгири театрдин кәткән артистларни ишқа тәклип қилиш ойлириңизму әмәлгә ешиватқандәк... — Шундақ. Дилшат Аманбаев охшаш кәспий маһарити жуқури актерниң театрдин сирт жүргини мени хелә вақитқичә беарам қилған еди. Һели мәрһум Муһит Һезимов «Маһмут Қәшқәрий» намлиқ тарихий драмини сәһниләштүргәндә, баш қәһриман ролини пәқәт Дилшат Аманбаев ойниши керәк, дегән тәләпни қойди. Шуниң арқисида биз театр мәмурийити актерни театрға қайта тәклип қилдуқ. Маһмут Қәшқәрий ролини у жуқури дәриҗидә ойниди. Униңдин сирт Дилшат Дулат Исабековниң «Мурагерлер» драмисида баш қәһриман Сызғанов, Алимҗан Бавдиновниң «Қәшқәрдә мәшъәл» (Әзиз Искәндәров) тарихий драмисида Абдуқадир Дамоллам обризиниму утуқлуқ яратти. Дилшат Аманбаевтәк актерлар театрниң махтиниши десәм, хаталашмаймән. Уссулчи Зоһра Кәримовани шәхсән өзәм қайтидин ишқа тәклип қилған едим. Уму йеқинда қайтидин театрға кәлди. Демәк, тамашибинлиримиз Зоһраниң миллий уссуллиридин, хореограф сүпитидә у сәһниләштүридиған концертлардин бәһримән болидиғиниға ишинимән. – Руслан Абдушүкүроғли, театримиздики йәнә қайси мәсилиләр сизни беарам қилиду? – Театримизда өз йешимини күтүватқан проблемилар йетәрлик. Мәсилән, қурулуш пүткәндин кейин заманивий техникини башқурушни билидиған мутәхәссисләрниң йоқлуғи мени ойландуриду. Шундақла Уйғур театриниң келәчәк режиссуриси һәм сәһнә рәссамчилиғиму җиддий мәсилиләрниң бири. Музыкилиқ әсәрләрдики баш қәһриман ролини ойнайдиған яш актриса йоқ. Хелә жиллардин бери нахшичи Луиза Розахунова барлиқ баш рольларни ойнап келиватиду. Буниң үчүн биз Луизаға пәқәт миннәтдармиз. Иккинчидин, һәрқандақ иҗадий коллективниң пәқәт сәмимий тәнқит билән өсүп, риваҗ тапидиғини һәммимизгә мәлум. Мошу җәһәттин алғанда, һазир театрдики спектакль, концертларни кәспий турғудин тәһлил қилип, баһа беридиған театршунаслар йоқ, буму өз алдиға чоң проблема. Актерларму спектакльдин кейин сағлам, сәмимий тәнқиткә муһтаҗ. Өз пәйтидә Әхмәтҗан ака Қадиров театримиз тарихини, иҗадий паалийитини җиддий тәһлил қилип кәлди. Бу күнләрдә Әхмәтҗан акиниң йешиму улғийип қалди. Һазир һөрмәтлик дәм елишта. Униң йолини, илмий- тәтқиқат ишлирини давамлаштуруватқан театршунас йоқ. «Нава» фольклор ансамблиниң оркестр тәркиви бирқатар кәспий билимгә егә сазәндиләр билән толуқланди. Лекин келәчәк уссулчилар тәркивиниму яшлар билән толуқтуруш мәсилиси бар. – Руслан Абдушүкүроғли, шуниң билән биллә театрни риваҗландуруш үчүн яхши қоюлумлар керәк, шундақ әмәсму? – Шундақ. Әслидә, һәқиқий драматургияниң салмиғи еғир, мәнаси чоңқур, хәлиққә ейтидиған ойи, беридиған тәрбийиси мол болуши керәк еди. Шундақ қоюлумни көргән тамашибин тәвринип, роһий ләззәт елип, тәвринип қалиду. Әпсус, бүгүнки күн проблемилирини қозғайдиған яхши әсәрләр биздә наһайити аз. Буниң театримизниң «сақаймас ағриғи» екәнлигини етирап қилишимиз керәк. Театримиз «музыкилиқ комедия» дәп атилиду. Бүгүнки репертуаримизда музыкилиқ комедия немишкә йоқ? Чүнки шу жанрда иҗат қиливатқан драматург, композиторлар йоқ. Театр – тирик организм дәйдекәнмиз, нурғун чигич мәсилиләр моҗут. Лекин уларниң һәрқайсини йешиш – у театр рәһбәрлигиниң вәзиписи. Бу йолда мән ялғуз әмәс, бәдиий рәһбәр бар. Андин кейин бәдиий кеңәш, драматурглар кеңиши моҗут. Демәк, биз бирликтә моҗут проблемиларни иҗабий һәл қилишқа тиришимиз. – Руслан Абдушүкүроғли, мәзмунлуқ сөһбитиңиз үчүн рәхмәт. Мошу пурсәттин пайдилинип, йеқинда елимиздики бир түркүм зиялилар қатарида Сизни Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң Тәшәккүрнамиси билән мукапатланғанлиғиңиз үчүн Уйғур театри коллективи һәм тамашибинлиримиз намидин қизғин тәбрикләймиз. Кәлгүси ишлириңизға зор утуқ тиләймиз. — Чоң рәхмәт. Сөһбәтләшкән Гүлбаһар НАСИРОВА.

598 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы