• "Рухани жаңғыру"
  • 31 Қазан, 2019

Ана тил – Ана жут – Ана мәктәп

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Мәлумки, Қазақстанниң мустәқиллик елиши түпәйли мәзкүр диярда истиқамәт қиливатқан уйғурлар һаятидиму бирқатар өзгиришләр йүз бәрди. Болупму, миллий моҗутлуғимизниң асаси болған миллий маарипқа алаһидә әһмийәт берилип, көплигән маарип җанкөйәрлири нурғунлиған изгү паалийәтләрни әмәлгә ашурди. Өткән әсирниң 90-жиллири уйғур мәктәплири вә синиплири кәйни-кәйнидин ечилишқа башлиди. Амма биз, мәлум вақит өтүп, қол йәткүзгән әйнә шу утуқлиримизни сақлап қалалмидуқ. Асасий сәвәп – шәхсий ғәрәз, мәнпийәт-пайда койида тәшкилатлиримизниң чечилишиға бағлиқ, күч-ғәйрәт, имканийәтлиримизни йоқитип қойдуқ вә шуниң тәсиридин идеявий йөнилишимизгә сезиләрлик дәхил йәтти. Ақивәт, көпчиликни умуммиллий мәхсәт-нишанларға сәпәрвәр қилалмидуқ. Миллий тәрәққиятниң асасий йөнилишини ениқлалмидуқ. Нәтиҗидә йеңи ечилған синиплиримиз бир чәттин йепилишқа башлиди, уйғурчә оқуватқан балиларниң саниму қисқирап кәтти. Раст, көрнәклик һоқуқшунас алим, мәрһум Әнвәр Һаҗиев йетәкчилигидики бир түркүм яш зиялилар өзара баш қошуп, уйғур маарипиниң актуал мәсилилири үстидә қайта ойланди. Миллий маарип мәсилилиригә беғишланған икки чоң җумһурийәтлик әнҗуман өткүзүлүп, миллий маарип тәрәққиятиниң дәсләпки концепциясиниң асаси барлиққа кәлди. Шундақ болсиму уйғур балилириниң башқа мәктәпләргә кетиш җәрияниға тосқун қоялмидуқ. Иккинчи әнҗуманғичә, йәни 2008-жилғичә мәктәплиримиздики оқуғучилар саниниң қисқириши йәнә давамлашти. Буниң асасий сәвәплириниң бири Биртуташ миллий тестқа бағлиқ болуп, яхши оқуватқан оқуғучилиримиз уйғур синиплиридин бириниң кәйнидин бири кетишкә башлиди. Һә, бу болса, ата-аниларниң умумйүзлүк «үркүшигә» елип кәлди. Кейинирәк, йәни 2008-жили тест мәсилиси йешилишкә қарап йүзләнди. Бу муһим мәсилиниң иҗабий һәл қилинишиға биртүркүм зиялилиримиз паал арилашти. Шүкри, һазир уйғур мәктәплириниң учумкарлири Биртуташ миллий тест синиғини қазақ яки рус тиллирида бемалал тапшуруп, яхши көрсәткүчләргә еришип, алий оқуш орунлириниң студентлири атиливатиду. Бу, әлвәттә, хошал боларлиқ һадисә. Мошу йәрдә ейтмасқа болмайдиған йәнә бир муһим мәсилә бар. Йошуридиғини йоқ, биз һазир көптиллиқ оқутуш услубиға көпирәк көңүл бөлүп кетиватимиз. Тоғра, бу бүгүнки заман тәливи, дәвир еқимиға маслишиш. Амма көп тилни өзләштүрүш билән биллә ана тилимизниң қәдир-қиммитини ашуруш диққәт-нәзәримиздин сиртта қалмаслиғини әсла унтумаслиғимиз керәк. Мәшһур қирғиз язғучиси Чиңғиз Айтматовниң мундақ бир дана пикри бар: «Көптиллиқ болуш шәрәп, ана тилни унтуш җинайәт». Демәк, һәрбиримизниң жүриги әң авал ана тил ишқида соқуши керәк. Бу бүгүнла әмәс, онлиған, йүзлигән қетим ейтилған һәқиқәт: тилимизниң сақлиниши миллий мәктәплиримизниң келәчиги билән чәмбәрчас бағлиқ. Һә, биз болсақ, буни чүшинип, униңдин тоғра хуласә чиқириш, йәни ана тилимизни сақлап, уни риваҗландурушниң орниға, әксичә, тилимизни унтуш вә йоқитиш гирвигигә келип қалғанлиғимизни туймайватимиз. Ана тилимизда оқумай, өз тилимизда сөзләшмәй, мәнивий җәһәттин намратлишип, ахири милләт сүпитидә йоқилип кетишимизниң мүмкин екәнлигини ойлимайватимиз. Әгәр чүшәнсәк, бу тәшвишлик, ақивити паҗиәлик әһвал. Милләт пәқәт өз тили билән милләт болуп қалиду. Әнди өзгә тилда билим алған бала, әшу тиллиқ милләтниң рәсим-қаидә, урпи-адәтлири тәсиридә тәрбийилинип, вайиға йетиду. Бу ана сүти билән вуҗудиға сиңгән тилидин чәтнигәнлик, өз миллитидин, хәлқидин үз өригәнлик болуп һесаплиниду. Әслидә балилиримизниң рустиллиқ мәктәпләргә беришиға, әң алди билән, аиләвий муһит, әшу аилиниң түврүги санилидиған ата-ана әйиплик. Сәвәви, мәктәпкә дәсләп қәдәм ташлаватқан алтә яшлиқ бала «Мән уйғурчә оқумаймән», дәп һечқачан ейтмайду. Бу пәқәт ата яки аниниңла хаһишидин келип чиқиватқан иш. Шуниң үчүнму һәрқайсимиз күч селишип, әшундақ калтә ойлуқ ата-аниларни тоғра йолға башлишимиз лазим. Елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң қазақстанлиқларға йоллиған «Конструктив җәмийәтлик диалог – Қазақстанниң турақлиқлиғи вә гүллинишиниң асаси» намлиқ Мәктүбидә «Елимиздики этникилиқ топларниң тили билән мәдәнийитини тәрәққий әткүзүшкә шараит яритишни давамлаштуриверимиз . Қазақ тилиниң дөләт тили сүпитидики роли күчийип, милләтләрара мунасивәт тилиға айлинидиған дәври келиду дәп һесаплаймән. Бирақ мундақ дәриҗигә йетиш үчүн һәммимиз бирлишип иш елип беришимиз керәк. Шундақла тил чоң сәясәтниң қурали екәнлигиниму унтумиған тоғра», дәп атап өтти. Әгәр чүшәнсәк, Ана тил, Ана мәктәп, Ана жут – бизниң әңгүштәримиз. Шундақ екән, ушбу үч уқум һәр вақит бизгә һәмра болғай! Чүнки милләт үчүн тил гүлзар. Әнди дөләт тили – қазақ тили тоғрилиқ ейтсақ, елимиздики башқа милләтләр билән еләтләргә нисбәтән, биз, уйғурларда, қазақ тилини мукәммәл өзләштүрүш җәһитидин бирқатар артуқчилиқлар бар. Әң асаслиғи, қазақ хәлқи билән уйғур хәлқи әзәлдин бир-бири билән қериндаш, шундақла тили, дили, дини, һәтта қәбирстанлиғи бир қериндаш хәлиқләр. Шуңлашқа уйғурлар дөләт тили – қазақ тилида әркин сөзләйду һәм униңға алаһидә һөрмәт билән қарайду вә дөләт тилиниң мәртивә-инавитини ашурушқа дегән изгү-мәхсәтни барлиқ җәһәттин қоллайду. Тәкрар ейтсақ, Қазақстан уйғурлириниң дөләт тили – қазақ тилиниң аброй-инавитини ашурушқа, униң техиму йүксилишигә қошидиған төһписи ана тилимиздики мәктәплиримизни сақлап, өз тилида оқуйдиған оқуғучилиримиз санини көпәйтиш арқилиқ болуши тегиш. Мошу йәрдә “Ана тилимизда билим вә тәрбийә бериватқан қутлуқ дәргаһлиримизни моҗут шәклидә сақлап, техиму риваҗландуруш үчүн йәнә немиләрни қилишимиз керәк?” дегән соалниң өзлүгидин туғулидиғанлиғи тәбиий. Биринчидин, биртәрәплимиликкә, “өзәм билимәнликкә” берилмәй, миллий маарипқа тегишлик һәрқандақ мәсилини әтраплиқ үгинип, әқил-идригимизни, күч-ғәйритимизни бирләштүрүшкә тегишмиз. Иккинчидин, беғәмликтин ойғинип, умуммиллий әһмийәткә егә мәсилиләрни мәслиһәтлишип һәл қилишимиз зөрүр. Җәмләп ейтсақ, Қазақстанда һөкүмәтниң ғәмхорлуғидики 11 таза, 52 арилаш мәктивимиз бар. Уларда, җүмлидин Панфилов наһийәсидә паалийәт елип бериватқан миллий мәктәпләрдә бүгүнки күндә, йәни 2019 – 2020-оқуш жилида – 4615 оқуғучи (2018 – 2019-оқуш жилида наһийәдә 4869 бала оқуған), Уйғур наһийәсидә – 3834 оқуғучи (өткән оқуш жилида 4290 бала оқуған), Әмгәкчиқазақ наһийәсидә – 3792 оқуғучи (өткән оқуш жилида 3665 бала билим алған ), Талғир наһийәсидә – 1080 оқуғучи (өткән оқуш жилида 1097 бала оқуған), әнди Алмута шәһиридики миллий билим дәргаһлирида –3356 оқуғучи (өткән оқуш жилида 3218 бала билим алған), әнди җумһурийәт бойичә бүгүнки күндә 16677 оқуғучи (2018 – 2019-оқуш жилида 17140 бала) уйғур тилида тәһсил көрүватиду. Көрүп туруптимизки, бийил ана тилида оқуйдиған балиларниң сани 463 балиға кемип кәткән. Дәрһәқиқәт, 463 оқуғучи – йеза үчүн бир оттура мәктәптики бала сани билән баравәр.

396 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы