• Әхбаратлар еқими
  • 31 Қазан, 2019

Кичикчиғанлиқлар паалийәтчанлиқ көрсәтмәктә

Улуқ Ипәк йоли бойидики Яркәнт шәһиридин бари-йоқи 6 чақирим нери йәрдә Кичик Чиған йезиси бар. Турғунлириниң асасини қазақлар билән уйғурлар тәшкил қилиду. Бу жутта Мәдәнийәт өйи, китапхана, мәктәп, балилар бағчиси моҗут. Әзәлдин қериндаш болуп яшаватқан қазақ билән уйғур қиз берип, оғул өйләп қуда-тамир болуп, достлуғи ярашқан милләтләрдин. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Шундақ екән, бу жутта той-төкүн, нәзир-чирақлар миллий урпи-адәт, рәсим-қаидиләр асасида өтүп, миллий мәйрәмләрдә икки милләт вәкиллири, худди бир аилиниң балилиридәк, инақлиғини көрситиду. Мана шундақ ишларниң бешида жүргәнләрниң бири – жигитбеши Қурванҗан Василов. У арилашмайдиған иш йоқ. Яшлар өйләнгәндиму, аилидә бирәр келишмәслик йүз бәрсиму жигитбешиға мураҗиәт қилишиду. Чүнки жигитбешисиз иш пүтмәйду. Мундақ тәртип-интизамни у сабиқ, һели мәрһум жигитбеши Турғанмәһәмәт Ибрагимовтин үгәнгәнлигини йошурмайду. Қурванҗан Василов билән униң ярдәмчилири һазир өйму-өй арилап, «Уйғур авази» гезитиға йезилишқа дәвәт қилмақта. Бу жуттин жигитбешиға ярдәмчи сүпитидә Өмәрмуһәммәдий Һошуров охшаш тәдбирчан жигит «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш бойичә штабиниң вәкили болуп сайланди. Шундақ екән, кичикчиғанлиқлар келәр жилға 100 пайиз муштири болушни вәдә қилмақта. Өткәндә кичикчиғанлиқ жигитбеши Қ.Василовни наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидә учраттим. Сөһбитимиз йәнә шу миллий нәшир, мәдәнийәт, маарип һәққидә болди. – Һәқиқитини ейтай, өткән жилларда йезидики 70 аилидин миллий гезитимизға бари-йоқи 20 аилә муштири болған еди. Униң сәвәплири һәрхил, — дәйду у биз билән болған сөһбәттә. Яшлар Интернеттин оқувалимиз десә, чоңлар гезитниң наһийәлик почта бөлүмчисидин вақтида тарқитилмайдиғанлиғиға шикайәт қилишиду. Шуңа бу жили у-бу гәпни қоюп, биз һәрбир уйғур аилисиниң «Уйғур авази» гезитиға йезилишини тәминләйдиған болимиз. Униң үчүн йезидики һәрбир кочиға җавапкәрләрни сайлавалдуқ. Пешқәдәм устаз Дилбирим Сайитова Ханим-қизлар кеңишини башқуриду. Йеқинда яшанғанлар күнидә мәһәллидики йеши йәтмиштин алқиғанлар билән баш қошуп, миллий мәсилиләр, яшлар тәрбийиси тоғрисида мәслиһәтләштуқ. Елип баридиғани ишлар интайин нурғун. Йезида яшлар өйлинип, қатаримизға қошулуватиду. Жутдарчилиқ ишларға улар паал қатнишиватиду. Жигитбеши Қурванҗан Василовниң теги-тәкти мошу жуттин. Чоң Чиғандики 8 жиллиқ мәктәпни түгитип, онжиллиқ билимни Яркәнт шәһиридики Киров (һазирқи Хелил Һәмраев) намидики мәктәптә алди. Уни тамамлап, дохтур болуш армини билән жүргәндә һәрбий сәпкә чақиртилиду. Германиядә һәрбий борчини өтәватқанда атиси Һосман вапат болидудә, униң армини арман петичә қалиду. Чүнки аниси Зенәтхан алтә пәрзәнди билән тул қалиду. Шундақ қилип, жутиға қайтип кәлгәндин кейин у илгәрки “Октябрьниң 40 жиллиғи” колхозида шофер болуп ишләйду. Балилиқтики дохтур болуш армини пәқәт Шәмәй медицинилиқ училищесиға оқушқа чүшкәндила әмәлгә ашиду. У училищени муваппәқийәтлик тамамлап, Көкталда, Чаринда стоматолог болуп ишләйду. Андин йәнә ана жутиға келип, егиликтә кассир, һесапчи, кейинирәк егиликтики қойма башлиғи болди. “Бухгалтер-ихтисатчи”иштин қол үзмәй, Йеза егилиги институтини тамамлап, бирәтола ихтисатчи болуп ишләйду. Илгәрки колхоз-совхозлар тарап кәткән жиллири болса, дехан балиси тенимәй, пай һесавиға өлчүк йәр елип, «Василов» шәхсий дехан егилигини тәшкилләп, қутлуқ кәтмини билән йәргә әмгәк қилишқа башлайду. Униң рәпиқиси Шәрәпәт һәдә Һошурова барлиқ аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлиған пешқәдәм устаз. Қурванҗан ака Шәрәпәт һәдә билән 5 қиз тәрбийиләп қатарға қошти. Ибрәтлик аилиниң пәрзәнтлириму алий билимлик мутәхәссисләрдин болуп йетилди. Улардин 3 нәврә сөйгән бова-мома уларни җәмийитимизгә лайиқ қилип тәрбийиләп қатарға қошсақ дәп арман қилиду. Панфилов наһийәси. Сүрәттә: Кичик Чиған йезисиниң җанкөйәрлири (оттурида жигитбеши Қурванҗан Василов).

435 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы