• Әхбаратлар еқими
  • 31 Қазан, 2019

Қорғаста Беларусь Җумһурийитиниң павильони ечилди

«Қорғас» хәлиқара чегара йенидики һәмкарлиқ мәркизигә келип- кетиватқан туристлар сани күндин-күнгә ашмақта. Чүнки мәзкүр сода мәркизидә пәқәт Қазақстанда вә ХХҖда ишләп чиқириливатқан товарларла әмәс, бәлки башқиму әлләрниң павильонлири ечилип, сода-сетиқ ишлири җанлиниватиду. Шундақ екән, йеқинда Қорғас хәлиқара сода мәркизидә Беларуссияниң павильони ишқа қошулди. Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталов Беларусь Җумһурийити Премьер-Министриниң орунбасари Александр Турчин билән мәзкүр павильонниң ечилиш мәрасимиға қатнашти. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталов башлиған топ Беларусь Җумһурийитидин кәлгән меһманлар билән дәсләп 2018-жили пайдилинишқа берилгән «Нур жолы» чегарилиқ транспортлуқ-логистикилиқ мәркәз паалийити билән тонушти. «Нур жолы» өткүзүш пункти башлиғиниң вәзиписини атқуруватқан Турсынбек Ермеков чәтәллик меһманларға өткүзүш пунктиниң иш-паалийити һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. – Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң рәһбәрлигидә қолға елинған «Нурлы жол» дөләт программиси даирисидә әмәлгә «Нур жолы» өткүли МДҺ әллиридә тәңдиши йоқ лайиһидур. Чүнки Германия, Америка, Россия, Финляндия әллириниң заманивий әсвап-үскинилири билән җабдуқланған логистикилиқ мәркәзниң мәйдани 23,58 гектарни тәшкил қилиду. Униңда 8 тәкшүрүш пункти арқилиқ һәр күни 2500 авторанспорт васитисини өткүзүш мүмкинчилиги бар. Келәчәктә 5000 автотранспорт васитисини өткүзүш мәхсәт қилиниватиду. Мошу жилниң тоққуз ейида 5000 турист өткән. Андин вилайәт һакими башлиған меһманлар «Қурғақ порт», Қорғас –Шәрқий дәрвазиси» паалийити билән тонушти. «Қурғақ порт» рәһбәрлири Ибрагим Манабаев, Нурлан Игембаев вә Мурат Баймухамбетов әркин ихтисадий зонида әмәлгә ашурулуватқан ишлар һәққидә ейтип бәрди. Тәкитләш керәкки, Қурғақ портта «Заря ЛТД» ЖЧЙниң элеватори, «Phocnіk GlobalDMCC» компанияси, қурулуш материаллири билән тәминләйдиған «HUBEІKELІSON» ҖЧЙ ишқа қошулған. Әнди мошу жилниң ахириғичә төмүрбетон заводи ишқа қошулмақ. Шуниңдин кейин хәлиқара сода мәркизидики «Самруқ» мәркизий мәйданда Беларуссия елиниң павильониниң ечилиш мәрасими болуп өтти. Мәрасимда сөзгә чиққан Александр Турчин «Қорғас хәлиқара сода мәркизиниң» дуния әллирини қизиқтуруватқан чоң лайиһә екәнлигини, шу жүмлидин бүгүнки таңда белоруссиялик товар ишләп чиқириватқан компаниялар үчүн өз товарлирини дуния базириға әвәтишкә бу павильонниң чоң мүмкинчилик екәнлигини тәкитлиди вә Хитай Хәлиқ Җумһурийити вә шундақла Алмута вилайитиниң аһалиси үчүн Белоруссиядә ишләнгән сүпәтлик товарларни тәвсийә қилди. А.Турчин вә А.Баталов павильонниң ечилишиниң рәмзлик лентисини тәнтәнилик қийғандин кейин жиғилған көпчилик павильонни арилап, Белорусиядә ишләнгән товарларни сетивелишқа киришти. Панфилов наһийәси.

439 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы