• Әхбаратлар еқими
  • 31 Қазан, 2019

Дөләт рәмзлири мәсилиси бойичә

Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Қырымбек Көшербаевниң рәислигидә Дөләт рәмзлири вә геральдика, идарә вә уларға тәңләштүрүлгән башқа мукапатлар мәсилилири бойичә җумһурийәтлик комиссияниң мәҗлиси болуп өтти. Мәҗлискә Парламент депутатлири, мәркизий вә йәрлик иҗраий органларниң рәһбәрлири, атақлиқ җәмийәт әрбаплири, алимлар иштрак қилди. Шундақла регионлар һакимлириму селекторлуқ алақида болуп, қариливатқан мәсилиләрни муһакимә қилишқа қатнашти. Дөләт кативи мәҗлисни ечип, мәмликәтниң дөләт рәмзлиригә һөрмәт қилиш мәсилисиниң өсүватқан әвлатниң дөләт аң-сезимини шәкилләндүрүшкә вә вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләшкә бағлиқ баш идеологиялик йөнилишләрниң асасини тәшкил қилидиғанлиғини тәкитлиди. Қырымбек Көшербаевниң тәкитлишичә, дөләт рәмзлирини қобул қилиш – бу миллий мустәқилликни қобул қилиш. У мошу мәсилидә сәясий җавапкәрлик вә парасәтликниң, шундақла җүръәтлик иш-һәрикәт, бирпүтүн көзқараш вә бирпүтүн сәясәтниң һавадәк һаҗәт екәнлигини алаһидә қәйт қилди. Мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Райымқулова Қазақстанниң дөләт рәмзлирини – байрақларни, гербларни вә гимн мәтини йезилған стендларни ишләп чиқарғучиларға кәспий тәләпни күчәйтиш мәсилисини көтәрди. Министр мундақ мәһсулат сүпити үстидин назарәтни күчәйтишниң вә мәмликәтниң сиртида тәйярланған Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт рәмзлири бар буюмларни кәлтүрүшни мәнъий қилишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Мәҗлистә сөзгә чиққан Nur Otan партияси Рәисиниң орунбасари Бауыржан Байбек дөләт рәмзлирини аммибаплаштурушқа қаритилған вәтәнпәрвәрлик акция тоғрилиқ сөзләп бәрди. Униң сөзичә, көплигән мәмликәтләрдә гражданлар дөләт байрақлирини өйлириниң деризилиригә, һойлилириға, автомобильларға орунлаштуриду. Қазақстанда болса, дөләт байриғини алаһидә рухсәтсиз орнитишқа болмайду, дегән натоғра пикир қелиплашқан. Шуңлашқа партия “Менің Туым, менің Отаным!” сәясий акциясини башлиди. Акция даирисидә байрақлар чоң сода мәркәзлиригә, асасий туристик маршрутларға, мәктәпләргә, алий оқуш орунлири вә колледжларға орунлаштурулуватиду. Комиссия мәҗлисидә шундақла билим вә пән министри Асхат Аймағамбетов, Чимкәнт шәһири вә Түркстан вилайитиниң һакимлири Ерлан Айтаханов билән Өмирзақ Шөкеев сөзгә чиқти. Шундақла мәҗлистә Һөкүмәткә Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт вә спорт министрлигидә геральдика бойичә мәркәз қуруш тәкливини оттуриға қоюш тапшурулди.

574 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы