• "Мәнавият булуңи"
  • 06 Қараша, 2019

Қарлиқ ташлаш

Хәлиқ еғиз әдәбиятида умумлашқан этнографиялик әдәбий оюнларниң бири – қарлиқ ташлаш. Рошәнки, Норуз – баһарниң рой көрситиши инсанларға бир түрлүк шат-хорамлиқ, әркин нәпәс әта қилғинидәк, қиш пәсли кириши билән дәсләпки яққан қарму қут-бәрикәт, ақйоллуқ рәмзи ретидә аммини хошаллиққа бөләп кәлгән. Шуңлашқиму қарлиқ ташлаш һәр жили дәсләп яққан қар шәрипигә ойнилидиған оюн. Қарлиқ ташлаш оюниниң хәлқимизниң ата кәспи – деханчилиқ биләнму мәлум дәрижидә мунасивити бар. Һәммимизгә мәлумки, деханлар етиз-ериқ ишлирини йәкүнләп, һосулини жиғиштуруп болғандин кейин дәм елишқа чиқиду. Ат-улақлирини күтүмгә елип, соқа-қошлирини җөндәйду. Иштин қоли бошап, вақти яр бәргәчкә, қишниң узун түнлирини оюн-тамашә билән көңүллүк өткүзүшкә тиришиду. Нәтиҗидә қарлиқ ташлаш оюни баниси билән уюштурулған сорунларниң ахири мәшрәпкә улишип кетиду. Қарлиқ ташлаш оюниниң өз мәзмун-маһийити бар. Мәсилән, униң әстәридә деханларниң һосулни мол-көп елиш арзуси муҗәссәмләнгән. Илгири әҗдатлиримизда ақ нәрсиләргә, йәни аптапқа, ақ чечәкләргә, қарға сиғиниш бесим болған. Шуңлашқиму бу хил етиқат тирикчиликтә бәхит-саадәт, оңушлуқ-муваппәқийәтниң рәмзи сүпитидә ипадиләнгән. Қарлиқ оюниниң қаидиси бойичә, биринчи қар яққанда жут адәмлиридин бири йеңи қар йеғиши мунасивити билән йезилған “Қарлиқнамини” көңли тартқан йеқинлириниң өйигә туйдурмай ташлайду. Бу вәзипә пинһан һалда наһайити устилиқ билән орунлиниши шәрт. Мәсилән, у өйгә муһим иш баниси билән киривелиши лазим. Саһипханниң диққити башқа яққа авуған пәйттә яки сиртқа чиқип кәткәндә, қарлиқнамини көрпә яки кигиз астиға әпчиллик билән тиқип қоюш керәк. Андин хошлишип талаға чиқип, сәл нери барғанда: “Қарлиқ!”, дәп вақирап қечиши шәрт. Мабада өй егиси уни қоғлап тутувалса, қолини бағлап, үзигә күйә сүркәйду. Буниң биләнла чәкләнмәй, шу қелипта ат-ешәккә тәтүр миңдүрүп, коча арилитип, мәсқирә қилиду. Бу ишларниң һәммиси көпчиликниң гува болушида йүз бериду. Нәтиҗидә қарлиқ ташлиғучи җәриманға жиқилиду вә жутдашлирини яки мәшрәп әһлини өйигә тәклип қилип, дәстихан йейишқа мәҗбур болиду. Әгәр қарлиқ ташлиғучи қечип қутулалиса, у чағда өй егиси җәриманға жиқилиду. Йәни оюн қаидисигә мувапиқ, «Қарлиқ чейини» бериду.

253 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы