• Дидар ғенимәт
  • 06 Қараша, 2019

Мәзмунлуқ учришиш

Юлтузай СЕМӘТОВА, “Уйғур авази” Йеқинда Алмута шәһиридики “Достлуқ өйидә” көрнәклик шаирә Хуршидә Илахунова билән учришиш болуп өтти. Униңға “Достлуқ өйидики” йәкшәнбилик мәктәптә вә “Дорожник” мәһәллисидики 87-оттура мәктәптә вә “Фадель” мәркизидә уйғур тилини үгиниватқан оқуғучилар қатнашти. Учришиш җәриянида оқуғучилар шаирәниң ана, устаз, ана тили, момилар вә нан қәдри һәққидә шеирлирини ядқа ейтип бәрди. Андин кейин улар Х.Илахуноваға өзлирини ойландуруватқан соалларни қоюп, қанаәтлинәрлик җавапларни алди. Учришиш давамида шаирә, биртүркүм шеирлирини оқуп бәрди вә ушбу чарә-тәдбиргә қатнашқан оқуғучиларға “Жутум анам пурайду” намлиқ шеирий топлимини соға қилди.

503 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы