• Қәләмдаш һәққидә сөз
  • 06 Қараша, 2019

Уйғурлуғи тилида әмәс, дилида...

Мухтәрҗан ҖУМАРОВ, “Уйғур авази” Һелиму ядимда, «Уйғур авази» гезитиниң нәшир қилинғининиң йерим әсирлик тойини нишанлиған жили, мәзкүр сәнәгә мунасивәтлик уюштурулған рәсмий тәнтәниләргә хатимә берилип, аридин бираз вақит өткәндин кейин, көрнәклик һоқуқшунас алим, әҗайип милләтпәрвәр инсан, һели мәрһум Әнвәр Һаҗиев бизни, йәни бир топ гезит хадимлири билән җәмийәтлик ишларда сәпдаш болуп жүргән айрим зиялиларни, Алмутиниң шималий-ғәрбий тәрипидики Көк-лай-сай җилғисиға орунлашқан шәхсий дачисиға елип чиқип, меһман қилди. Рәмәтликниң бойиға, зиялий сүпәтләрдин бөләк, пәқәт мәрт-мәрданә инсанларғила хас болған әйнә шундақ алийҗанап хисләтләрму муҗәссәмләнгән еди. У мундақ «зияпәтләрни» пат-пат уюштуруп туратти. Мәрһум, болупму миллитимиз тәғдиригә аит айрим мәсилиләрни алди билән мошундақ тар даиридики нарәсмий олтиришларда муһакимә қилип, андин авам хәлиқ алдиға елип чиқишни әқилгә мувапиқ дәп һесаплатти. Чүнки у «Қол сунса йәңниң ичидә, ...» демәкчи, көзқарашлиридики өзгичиликләр түпәйли зиялилар арисида болуп туридиған талаш-тартиш, бәс-муназириләрниң көпчилик алдида йүз бәргинини, шуниң ақивитидин миллитимиз шәнигә орунсиз дағ чүшкинини халиматти. Бу, әлвәттә, Ә.Һаҗиевқа мунасивәтлик пикирләр һәм у өз алдиға алаһидә мавзу. Бирақ мән бу қетим у тоғрилиқ әмәс, бәлки мәрһумниң әң қәдинас достлириниң бири – Исмайилҗан Иминов һәққидә гәп қилмақчимән. Униң билән мән дәсләпки қетим шу күнки баш қошушта тонушқан едим. Һаят шуни байқаттики, бирәр шәхскә нисбәтән дилиңда шәкилләнгән иззәт-һөрмәт дәриҗиси нәқәдәр бәләнт болса, ушбу сий-илтипатниң мәлум қисми шу киши арқилиқ тонушқан адәмләргиму өтидиған охшайду. Шуңлашқа Исмайилҗан ака билән тонушушумға Ә.Һаҗиевтәк улуғвар симаниң түрткә болғанлиғи мениң үчүн һелиғичә чоң маһийәткә егә болуп кәлмәктә... Мана шуниңдин буян аридин он икки жил өтүпту. Бу “аз” дейишкиму, “көп” дейишкиму болмайдиған вақит. “Аз” дейишкә болмайдиғанлиғиниң сәвәви, арида талай «сулар ақти». Биз яшаватқан җәмийәттиму, шәхсий һаятимиздиму көплигән өзгиришләр йүз бәрди. Утуқ-муваппәқийәтләргиму қол йәткүздуқ, шуниң билән биллә йоқатқан нәрсилиримизму көп болди. Сепимиз йеңи әвлат вәкиллири билән толуқлинип, йенимизда жүргән бирқатар қәдирданлиримиздин, қәдинаслиримиздин айрилип қалдуқ. Җүмлидин бизни тонуштурған Әнвәр акиму һазир аримизда йоқ... Әнди “көп” дейишкә болмайдиғанлиғиниң сәвәвигә кәлсәк, йәнә шу өтмүшкә чекинишкә тоғра келиду. Йошурушниң һаҗити йоқки, буниңдин он икки жил муқәддәм, йәни биз дәсләп үзму-үз көрүшкәндә, Исмайилҗан Иминовни авам хәлиқ турмақ, шу күнки баш қошушқа иштрак қилғанларниң көпчилиги, җүмлидин мәнму, анчә яхши тонуматтуқ. Таң атқанға қәдәр давамлашқан олтириш җәриянидиму Исмайилҗан ака көп сөзләп, көзгә чүшкини йоқ. Наган-наганда умумгәпләргә арилишип қойғинини демигәндә, мийиғида күлүмсирәп, асасән «қулақ моллиси» болуп олтарған еди. Шуңлашқа хелә вақитларғичә биз, журналистлар, уни пәқәт Әнвәр акиниң һәрхил саһаларда паалийәт елип бериватқан көп достлириниң бири сүпитидила тонуп кәлдуқ. Пәйдин-пәй у өзиниң йеңи қирлири билән көрүнүшкә башлиди. «Уйғур авази» гезитиниң тәһриратиға дәсләп тәбиәт һадисилири, балилиқ чағлири тоғрилиқ йезилған ихчам һекайилирини елип кәлгән болса, бара-бара униң қәлимигә мәнсүп һәрхил жанрларға тәәллуқ көләмлик мақалилар көпәйди. Шундақ қилип жүрүп, у иҗадийәткә шу қәдәр берилип кәттики, ахирида униңсиз өз һаятини тәсәввур қилалмайдиған, қәләм тәврәтмисә ухлиялмайдиған һаләткә йәтти. Шуниң нәтиҗисидә қисқа вақитниң ичидә кәйни-кәйнидин китаплири йоруқ көрүп, пәқәт хәлқимиз арисидила әмәс, бәлки пүткүл җумһурийәт әһлигә, һәтта униң сиртиғиму язғучи сүпитидә тонулушқа башлиди. Мана мошуларниң һәммиси бари-йоқи он икки жилниң ичидә йүз бәрди. Шу нуқтәий нәзәрдин елип қариғанда, буни көп вақит, узақ җәриян дейишкә болмиса керәк. Ениғирақ ейтсақ, әллик яштин ашқандин кейин қолиға қәләм елип, иҗатқа қизғин киришкән Исмайилҗан Иминовниң кәң аммиға язғучи сүпитидә тонулушиға он икки жилму толуқ кәткини йоқ. Мәсилән, униң «Әзизанә Қәшқәр» намлиқ дәсләпки китави 2014-жили рус вә уйғур тиллирида йоруқ көрди. Әгәр буни қәләм саһибиниң иҗадийитиниң башлиниши дәп һесаплисақ, униң аддий һәвәскардин кәспий язғучи дәриҗисигә көтирилиш җәрияни бари-йоқи кейинки 5-6 жилнила өз ичигә алиду дегән сөз. Иқрар қилишимиз керәкки, һәм җисманий бәрдашлиқни, һәм әқлий ихтидарни тәләп қилидиған мундақ нәтиҗигә қол йәткүзүшкә көрүнгәнла иҗаткар қадир әмәс. Бу интайин чоң мәшәқәтлик әмгәкниң мәһсулидур. Кәспий язғучи демәкчи, бу, әлвәттә, нисбий чүшәнчә. Шуңлашқа қәләм тәвритиватқан һәрқандақ шәхсниң кәспий яки кәспий әмәслигигә нисбәтән көзқарашлар охшаш болмаслиғиму мүмкин. Бу мәсилидә пәқәт ениқ мисал, асаслиқ испатларла бесимлиққа егә, халас. Шуниң үчүн биз мәзкүр мақалини язғанда И.Иминовниң иҗадийитигә нисбәтән шәкилләнгән шәхсий пикирлиримизни көпирәк көзүмиз көргән, роһий җәһәттин мәмнунийәт һасил қилған ениқ дәлил-фактлар арқилиқ муәййәнләштүрүшкә тириштуқ. Диққәтчан гезитханниң буниңға етивар беридиғанлиғиға вә чүшинишлик билән қобул қилидиғанлиғиға үмүт қилимиз. Адәттә, язғучи-шаирларниң һаят паалийитигә мунасивәтлик йезилған мақалиларда «...әдәбият мәйданиға дадил қәдәм ташлиди...» яки «...ишәшлик қәдәм ташлиди...» дегәнгә охшаш ибариләр көп учришиду. Өз бешим бу хилдики тәрипләшләрни анчә яқтуруп кәтмәймән. Бу униң мәзмун җәһәттин һәқиқәткә һәрдайим уйғун кәлмәйдиғанлиғиға мунасивәтлик шәкилләнгән пикир. Лекин бүгүн Исмайилҗан Иминовқа нисбәтән нәқ шу ибарини пайдилинишни тоғра көрдүм. Чүнки у мәйли жанр җәһәттин болсун, мәйли мавзу җәһәттин болсун, башқиларға охшимайдиған надир әсәрлири билән кейинки жилларда иҗадийәт алимигә һәқиқий мәнасида “бөсүп” киргән әдип. 2014-жилдин тартип бүгүнки күнгичә болған 5 жилниң ичидә «Әзизанә Қәшқәр» намлиқ дәсләпки топлимини қошуп һесаплиғанда «Балилиқ чағ булақлири», «Улуқ Чоқанниң карван йоли билән», «Қедимий қәбилиләрниң әҗдатлири яшаватқан Тувада», «Алтишәр бойичә сәяһәт», «Арал: жүткән деңизни издәп», «Биринчи қарғалилиқ...», «Қәшқәрлик бовайниң һекайилири» вә «Азия жүригидә» дегәнгә охшаш җәми тоққуз китапни көпчилик диққитигә һавалә қилған һәм йәнә икки топлими нәширдин чиқиш алдида турған қәләм саһибиниң иҗадийәт мәйданиға кирип келишини башқичә тәрипләшму мүмкин болмиса керәк. Раст, гәп – санда әмәс, сүпәттә. Шуңлашқа бәзиләр сүпәтлик бир парчә һекайиси биләнла язғучи сүпитидә тарих жилнамисидин орун елишқа муваппәқ болса, бәзиләр йүз китап чиқирипму «чойлиға илинғидәк» бирәр әсәриниң йоқлуғидин мундақ шәрәпкә еришәлмәй аләмдин өтүши мүмкин. Лекин Исмайилҗан Иминовқа бу җәһәттинму «чиш патуралмаймиз». Қисқиси, у китап-қәләм қәдрини «ташқа уруп» дәпсәндә қилғучилар қатариға кирмәйду. Униң қайсила китавини алмайли, уларниң һәрбири тил-стилиниң раванлиғи, композициялиқ түзүлүшиниң надирлиғи, жанрлиқ алаһидилиги, мавзулириниң хилму-хиллиғи билән пәриқлиниду. Язғучи иҗадийитигә хас бу хилдики өзгичиликләр униң дәсләпки топлимидила яққал байқалған еди. Шуңлашқа авам хәлиқ арисида чоң қизиқиш һасил қилған «Әзизанә Қәшқәр» һәққидә әйни вақитта нурғунлиған иҗабий пикирләр ейтилди. Шуларниң бири көрнәклик рус шаирәси, һели мәрһум Светлана Назароваға тәәллуқ болуп, у 2014-жили октябрь ейида җумһурийәтлик «Мысль» журналида бесилған еди. Униңда муәллип Исмайилҗан Иминовниң «Әзизанә Қәшқәр» намлиқ китавини оқуп чиққандин кейин алған тәсиратлирини төвәндикичә тәрипләйду: «Сиз хелә чоң мәйданни егиләп ятқан уйғурларниң ана дияри – ШУАРдики қедимий Қәшқәрия шәһәрлириниң кочилирида сәйлә қилип жүрмигәнму? Униң һәммә шәһәр-йезилирида учришидиған бараңлиқлардики түмән сортлуқ үзүмләрниң сүзүлүп пишиватқан пәйтидики хушбой һидини пурап, пәйзә сүрмигәнму? Соғ тағ сүйиниң тәсиридин һәтта 45 градуслуқ иссиқлардиму язниң қайнақ тәпти анчә сезилмәйдиған, әҗдатларниң даналиғи түпәйли әлмисақтин адәмләргә, уларниң деханчилиқ билән шуғуллинишиға хизмәт қилип келиватқан Тәклимакан чөлидики каризларда болмиғанму? Даңлиқ Хотән гиләмлириниң қол билән қандақ тоқулидиғанлиғини көрмигәнму? Нами аләмгә мәшһур Турпан үзүмлиридин ишләнгән мусәлләсниң тәмидин ләззәт алмиғанму? Һә-ә, мән болсам, Исмайилҗан Иминовниң «Әзизанә Қәшқәр» намлиқ китави арқилиқ шуниң һәммисиниң шаһиди болдум. Һазир өзәмни бәәйни муәллип билән биллә һәмсәпәрдә болғандәк, жуқурида қәйт қилинған нәрсиләрниң һәммисини өз көзүм билән көргәндәк һис қиливатимән. Чүнки, китапни оқуғанда, өзәңни пүтүнләй, уйғурларниң һаят тәризи билән һүнәрвәнчилиги, бағ һәм мечитлири, бәрикәтлик базарлири билән қедим заманлардин тартип давамлишиватқан урпи-адәтлири җәмләнгән вә авам хәлиқ тәрипидин һелиғичә наһайити еһтиятчанлиқ билән сақлинип келиватқан шәһәрләрдә жүргәндәк сезинисән...». Әдәбиятта мунасип орунға егә болған өзгә милләт вәкилиниң қериндишимизниң тунҗа китави тоғрилиқ мундақ пикир қилиши, әлвәттә, биз үчүн чоң хошаллиқ. Бу, биринчидин, Исмайилҗан Иминовниң язғучи сүпитидә өз хәлқини өзгиләргә тонуштуруватқанлиғини рошән ипадилисә, йәнә бир тәрәптин униң шу йосунда қолға кәлтүргән утуғи болуп һесаплиниду. «Әзизанә Қәшқәр», һәқиқәтәнму, тарихий Вәтинимизниң тәвәррүк җайлири вә ушбу қутлуқ диярда яшаватқан қериндашлиримизниң әйни чағдики турмуш-тирикчилиги, көзқарашлири, арзу-арманлири билән әйнән тонушушумизға шараит яритидиған надир әмгәкләрниң биридур. Шуңлашқа И.Иминов мәзкүр әмгигини китап қилип чиқириштин илгири тәһриратимизға елип кәлгәндә, униң айрим парчилирини «Уйғур авази» гезитиниң бирнәччә санида елан қилишни тоғра көрүп, дәсләп миллий нәшримиз арқилиқ гезитханлар диққитигә тәғдим қилған едуқ. Һелиму ядимда, шу чағда ушбу әсәргә мунасивәтлик җамаәтчилик арисида һәрхил инкаслар ейтилди. Уларниң ичидә айрим тәнқидий пикирләрниң болғанлиғиниму инкар қилғумиз кәлмәйду. Мәсилән, шундақ тәнқитләрниң бири – китап қәһриманлирини асасән муәллипниң уруқ-туққанлириниң тәшкил қилғанлиғиға мунасивәтлик ейтилди. Бәхиткә яриша, ундақ чолта ойлайдиғанларниң сани интайин аз болди. Һәтта бәзилири биз билән болған қисқа бәс-муназиридин кейин, шәхсий ойлиридин ваз кечип, өзлириниң хаталашқанлиғини етирап қилишқан еди. «Әзизанә Қәшқәр» китавида вақиәликләрниң һәммиси дегидәк китап муәллипиниң уруқ-туққанлириниң һаяти асасида баян қилинғанлиғи һәқиқәт. Буни бизму иқрар қилимиз. Бирақ, бизниң пикримизчә, буни китап муәллипиниң камчилиғи дәп әмәс, әксичә, утуғи, тапқурлуғи сүпитидә қобул қилған орунлуқтур. Чүнки, бәзи әһвалларда һәммини ашкарә йезишниң имканийити йоқ екәнлигини биз яхши чүшинимиз. И.Иминов болса, шундақ вәзийәттә өзиниң уруқ-туққанлири, уларниң өй-розғари, иҗтимаий әһвали арқилиқ чегариниң у тәрипидә яшаватқан қериндашлиримизниң һаятини, турмуш-тирикчилигини, роһий һалитини өз әйни петичә тәсвирләп беришниң йолини тапалиған. Муәллип бу мәхситигә йетиш үчүн сәпәр җәриянида учратқан һәрбир адәмгә – мәйли у чоң яки кичик болсун, һәрбир бенаға – мәйли у аддий өй яки һашамәтлик имарәт болсун, һәрбир җисимға – мәйли у қедимий яки заманивий болсун, алаһидә әһмийәт берип, уларниң һәммисини маһирлиқ билән орни-орнида пайдилинишқа муваппәқ болған. Әсәрниң тил-услубиму раван, композициялик түзүлүшиму аддий. Шуңлашқа у йеник оқулиду. Бирақ шуниң үчүнла муәллипниң көзқарашлирини, пикир-мулаһизилирини аддий дәп қарашқа, уни мәишәт даирисидин нериға чиқалмиған дәп әйипләшкә болмиса керәк. Чүнки шу аддийлиқниң кәйнигә хәлқимизниң улуқ арзу-арманлири, аччиқ һәсрәтлири, еғир қисмити йошурунған. Көзи очуқ, дили ойғақ һәрқандақ оқурмән, әгәр униңға зеһин қоюп оқуса, буни рошән һис қилалайду. Буниңға биз шу жили җай-җайларда гезит муштирилири билән болған учришишлар давамида вә тәһриратқа беваситә қәдәм тәшрип қилиш яки хәт-чәк йоллаш арқилиқ инкас билдүргән нурғунлиған шәхсләрниң пикирлири билән тонушқанда ениқ көз йәткүзгән едуқ. Уларниң асасий қисми Исмайилҗан Иминовниң иҗадийитини жуқури баһалап, гезит сәһиписидә тарихий Вәтинимизгә, хәлқимиз тәғдиригә мунасивәтлик йезилған шу хилдики әсәрләрниң көпләп берилишини илтимас қилған еди. Исмайилҗан Иминов қолиға кечикип қәләм алсиму, әйнә шундақ тунҗа әсәри арқилиқ бирдин көпчиликниң нәзәригә челиқип, уларниң иллиқ ихласиға еришәлигән қәләм саһиби. Бу һаятта аз учришидиған әһвал. Әслидә мундақ нәтиҗигә узун жиллар давамида иҗадийәтниң қир-сирлирини мупәссәл үгәнгән, һаяттиму көп нәрсиләрни бешидин өткүзүп, тәдриҗий тәҗрибә топлиған вә, әң асаслиғи, шуларниң һәммисини виждан җамиға җәмләп, қандақту-бир қолайлиқ пурсәтниң келишини күткән һалда һис-туйғулирини чәткә чиқармай, сәвирчанлиқ билән «дүмләп» ятқан адәмла қол йәткүзүши мүмкин. Мошу йәрдә «Исмайилҗан Иминовни шундақ адәмләр қатариға ятқузушқа боламду?» дегән соалниң туғулуши тәбиий. Буниңға җавап бериш үчүн, биринчи новәттә, униң тәрҗимиһалиға диққәт ағдурған орунлуқ болса керәк. И.Иминов 1959-жили 12-июнь күни Җамбул наһийәсиниң Фабричный (һазирқи Қарғалы) йезисида туғулған. Оттура мәктәптин кейин шу йезидики 2-мәктәптә чоң пионер йетәкчиси сүпитидә әмгәк паалийитини башлайду. 1978-жили Киров намидики ҚазДУниң (һазирқи әл-Фараби намидики ҚазМУ) филология факультетиға оқушқа чүшиду. Мәзкүр билим дәргаһини тамамлиғандин кейин жутидики мәктәптә дәсләп устаз, андин илмий мудир вә мудир болуп узун жиллар давамида үнүмлүк хизмәт қилиду. Шу җәриянда кәсипдашлири билән шагиртлириниң сий-илтипатиға бөлүнүп, алий дәриҗилик устаз аталған у бүгүнки таңда мәзкүр дәргаһта оқуғучиларға рус тили вә әдәбияти пәнлири бойичә билим берип кәлмәктә. Көрүп турумизки, И.Иминов алий билимгә егә филолог болупла қалмастин, шуниң билән биллә узақ вақит маарип саһасида яш әвлатни саватлиқ йезип, аңлиқ болушқа, нурғун оқуп, сүпәтлик билим елишқа дәвәт қилип келиватқан тәҗрибилик муәллим. Бу униң һәр күни дегидәк тил-стиль, әдәбият нәзәрийәси мәсилилиригә дуч келиватқанлиғиға, шу арқилиқ иҗадийәтниң қир-сирлирини әтраплиқ үгиниватқанлиғиға ишарә қилиду. Буниңдин башқа И.Иминовниң язғучи болуп шәкиллинишигә у өскән муһитниңму тәсири көп болди дәп ойлаймиз. Болупму язғучиниң иҗадийитигә һели мәрһум атиси Абдуқадир имамниң йәткүзгән иқбали зор. Буниңға униң әмгәклирини оқуғанда рошән көз йәткүзимиз. Ейтишларға қариғанда, атақлиқ қазақ ақыни Ж.Жабаев билән қоюқ мунасивәт бағлиғанлиғи түпәйли, әл ичидә «Җамбулниң моллиси» дәп атилип кәткән Абдуқадир имам зиялий шәхсләр билән нурғун арилашқан, көзи очуқ, зеһини өткүр инсан болған екән. Әсли Қәшқәрдә туғулған у 17 йешида ана диярини тәрк етишкә мәҗбур болуп, мусапирлиқ дәрдини көп тартиду вә өмүрбойи жигитлик қиямиға йәтмәй туруп ташлап чиқип кәткән қутлуқ зиминни, у йәрдә қалған ата-анисини, қериндашлирини бир көрүш истигидә яшап, арман билән аләмдин өтиду. Исмайилҗан болса, атисиниң әйнә шу сеғиниш сезимлирини, һәсрәт-пуғанлирини кичигидин дилиға сиңдүрүп өсти. Балилиғини миллий урпи-адәтләрниң қайнимида өткүзгән атисиниң һәрбир әслимисини, һәрбир һекайисини аңлиғанда, шуниң һәммисини өз көзи билән көргүси келәтти. Лекин у яшаватқан йеза турғунлириниң һаят тәризи, турмуш-тирикчилиги дадисиниң ейтип бәргәнлиригә задила охшиматти. Сәвәви, Қарғалы йезисиниң аһалисини һәрхил милләт вәкиллири тәшкил қилип, уларниң арисида уйғурлар йоқниң һесавида еди. Шуңлашқа аилидә миллий роһта тәрбийиләнгән Исмайилҗан өйдин ташқириға чиқсила, ата-аниси арқилиқ гөдәк вақтидин тартип дилиға сиңишқа башлиған миллий алаһидиликләрни издәшни, көргәнлирини улар билән селиштурушни адәткә айландурди. Шу адити бойичә хәлқимизгә хас иҗабий хисләтләрни көргәндә, балиларчә қин-қиниға патмай шатланса, сәлбий тәрәплирини байқиғанда, ич-ичидин тит-тит болуп, мәйүсләнди. Мана мошуларниң һәммиси мәлум дәриҗидә униң қолиға қәләм елишиға зәмин яратти. Әнди Исмайилҗан Иминовниң шунчә жиллар давамида қәлб қачисиға муҗәссәмлинип, “тиниқ ятқан сезимлири қачан вә қандақ сәвәпкә бола бирдин партлиди?” дегән соалға җавап издәп көрәйли. У 2012-жили дадисиниң киндик қени төкүлгән тарихий Вәтинимизни зиярәт қилиш пурситигә егә болиду. Бу ана юртини бир көрүш истиги билән аләмдин өткән атисиниңла әмәс, бәлки атисиниң тәсиридә бу қутлуқ диярға ғайиванә ашиқ болуп қалған униңму улуқ армини еди. Шуңлашқа сәпәр җәриянида алған тәсиратлири уни интайин қаттиқ тәврәндүрди. Әзиз зиминдики һәрбир таш, һәрбир гия униң көзигә тотия көрүнүп, тиниқ ятқан сезимлирини ойғитивәтти. Ахири, һис-туйғулириниң җошқун өркәшлири қәлб қачисиға сиғмай қелип, вуҗудида иҗадий партлаш йүз бәрди. Шуниң нәтиҗисидә қәлими тохтимай тәврәп, кәйни-кәйнидин китаплири йоруқ көрүшкә башлиди. Бирақ бу И.Иминов шуниңға қәдәр тамамән қәләм тәврәтмигән, иҗадийәттин жирақ жүргән дегәнлигимиз әмәс. Әслидә у қолиға хелила бурун қәләм алған иҗаткар. Мәсилән, униң «Балилиқ чағ булақлири» намлиқ китави жил һесави бойичә «Әзизанә Қәшқәрдин» кейин чиққан болсиму, топламға униңдин авал, йәни тарихий Вәтинимизгә сәпәргә беришниң алдида йезилған һекайилири киргүзүлгән. Амма дәсләпки китави нәшир қилинғанға қәдәр у интайин аз язди. Пәқәт һаятида кәскин өзгиришләр йүз бәргән пәйтләрдила, дәрт-пуғани ичигә толуп кәткән чағлардила қолиға қәләм алди. Әсли бу иҗадийәт адәмлириниң һәммисигә дегидәк хас хисләт, амма һиссиятлирини көпчиликкә йәткүзүш мәсилисидә улар охшаш әмәс. Бәзиләр бешиға күн чүшкәндә, ички кәчүрмилирини қандақ болса, шундақ ипадиләп, дәрру көпчилик диққитигә тәғдим қилишқа алдириса, бәзиләр һис-туйғулириниң һәммисини әқил әглигидин өткүзүп, әң авал каллисида «пиширишқа» тиришиду. Уни кәң җамаәтчилик диққитигә һавалә қилишниң үнүмлүк шәкиллирини издәштүрүп, пайдилиқ тәрәплиригә көңүл бөлиду. Бизниң пәрәзимизчә, И.Иминов кейинкилириниң қатарида. Униң дадиси Абдуқадир вапат болғанда, андин қәдинас ағиниси Әнвәр Һаҗиевтин бемәзгил айрилғанда мәрһумларға беғишлап язған һекайә-мақалилири һелиғичә гезитханларниң ядида болса керәк дәп ойлаймиз. Улар сәмимийлиги, милләтпәрвәрлик роһида суғирилғанлиғи билән оқурмәнләрни қайил қилған еди. Әгәр шу әмгәкләрниң маһийитигә чөксәк, биз Абдуқадир имам, Әнвәр Һаҗиев вә муәллип үчиниң арисида туққанчилиқ, достлуқ риштилиридин башқа уларни бағлап турған йәнә бир умумий улуқ туйғуниң моҗутлуғини байқаймиз. Бу хәлқимизгә, миллий қәдрийәтлиримизгә болған сөйгү-муһәббәт туйғусидур. Әйнә шу милләтпәрвәрлик туйғусиниң күчлүклүги түпәйли, тарихий Вәтинимизгә дәсләп барғанда вуҗудида партлаш йүз бәргән у алған тәсиратлирини китап сүпитидә көпчиликкә тәғдим қилсиму, көңли қанаәт һасил қилмиди. Шуңлашқа атисиниң юртини көрүп кәлгәндин кейинму бу зиминға нисбәтән меһир-муһәббитиниң техиму улғайғанлиғини, көп йәрләрни зиярәт қилип үлгәрмигәнлигини қандақту-бир сеғиниш сезимлири илкидә пат-патла тилға елип жүрди. Шу интилишиниң нәтиҗисидә И.Иминов 2014-жили Қазақстан миллий география җәмийити тәрипидин ШУАРға уюштурулған экспедицияниң илмий рәһбири сүпитидә иккинчи қетим тарихий Вәтинимизгә сәпәргә атланди. Язғучи-сәйяһниң «Улуқ Чоқанниң карван йоли билән» намлиқ китави әйнә шу сәпәр җәриянида алған тәсиратлири асасида йезилған болуп, униңға хәлқимизниң тарихиға, мәдәнийитигә вә турмуш шараитиға мунасивәтлик қизиқарлиқ мәлуматлар җәмләнгән. Дәсләп қазақ, рус вә инглиз тиллирида йоруқ көргән бу китап кейинирәк қисмән өзгәртиш вә толуқтурушлар билән «Алтишәр бойичә сәяһәт» дегән намда рус тилида қайта нәшир қилинди. Мәзмун җәһәттин гәп қилғанда, бу икки топламни «Әзизанә Қәшқәрниң» давами сүпитидә қобул қилишқа болиду. Умумән, И.Иминовниң иҗадийитигә нәзәр ташлисақ, униң жирақта яшаватқан қериндашлиримизниң һаяти, чәт әлләрдики миллитимизгә аит мәнбәләр тоғрилиқ хәлқимизни қизиқтуридиған тиң мавзуларға көпирәк мураҗиәт қилидиғанлиғини байқаймиз. Мәсилән, оқурмәнләр язғучиниң Өзбәкстанниң Пәрғанә вадисиға, Россия тәркивидики Тува Җумһурийитиниң территориясидин тепилған «Пор-Бажын» қәлъәсигә сәяһәт қилип, шу җәриянда көрүп-аңлиғанлирини тарихий фактларға селиштуруп, тәһлил қилған һалда, көләмлик әмгәкләрни язғанлиғидин хәвәрдар. Чүнки өткән әсирниң башлирида Уйғур театри, Уйғур институти моҗут болған Әнҗан вилайитидә яшаватқан қериндашлиримиз тоғрилиқ йезилған көләмлик мақалә 2014-жили «Уйғур авази» гезитиниң бирнәччә санида бесилған еди. Кейинирәк бу мақалә хәлқимиз тәғдиригә мунасивәтлик йезилған йәнә бир түркүм һекайә, мақалилири қатарида униң «Қәшқәрлик бовайниң һекайилири» намлиқ топлимидин орун алди. «Пор-Бажын» қәлъәсигә қилған сәпири давамида алған тәсиратлири болса, «Қедимий қәбилиләрниң әҗдатлири яшаватқан Тувада» дегән нам билән алаһидә китап болуп нәшир қилинди. И.Иминовниң «Арал: жүткән деңизни издәп», «Биринчи қарғалилиқ...» вә «Азия жүригидә» намлиқ китаплириму мавзулуқ йөнилиши вә композициялик түзүлүши җәһәттин бир-биригә охшимайдиған, һәрбири алаһидә диққәткә сазавәр әмгәкләрдур. Мәсилән у «Арал: жүткән деңизни издәп» дәп атилидиған әмгигидә, намидин чиқип турғинидәк, Арал деңизиниң қуруп кетишигә мунасивәтлик мәсилиләр әтрапида ой қозғиса, «Биринчи қарғалилиқ...» намлиқ китавида, асасән, өзи туғулуп өскән Қарғалы йезисиниң тарихи, көрнәклик жутдашлири һәққидә һекайә қилиду. Әнди «Азия жүригидә» болса, Марко Поло, Чоқан Вәлиханов, Николай Пржевальский, Алексей Бутаков, Николай Рерих охшаш даңлиқ тәтқиқатчи-сәйяһларниң әмгәклиригә илмий яндашқан һалда, шәхсән өзи уларниң изи билән маңғанда шаһиди болған айрим мәсилиләр әтрапида пикир-мулаһизиләрни жүргүзиду. Башта қәйт қилғинимиздәк, И.Иминов аилидә миллий роһта тәрбийиләнсиму, кичигидин киндик қени тамған жутта һәрхил милләт вәкиллири билән арилишип, асасән рус тилида муамилә қилип өсти. Мәктәптиму, алий билим дәргаһидиму шу тилда билим алди. Шуңлашқа өз ой-пикрини ениқ вә әркин изһар қилишта «Пушкин тили» униң үчүн әң қолайлиқ васитә болуп һесаплиниду. Язғучиниң рус тилида иҗат қилип келиватқанлиғиниң асасий сәвәвиму шуниңда. Бирақ у уйғур тилини тамамән билмәйдиғанлар қатариға ятмайду. Әксичә, өз ана тилиға интайин чоң һөрмәт билән қарайду. Мүмкинчилигиниң баричә, миллитимиз вәкиллири билән уйғур тилида муамилә қилишқа тиришиду. Уйғурчә гезит-журнал, китапларни көп оқуйду. Униң бәзидә бир оқупла мәзмунини чүшиниш тәс болған уйғурчә нәзмий әсәрләр билән тонушуп чиққандин кейин ейтқан пикир-мулаһизилирини аңлап, қайил болған пәйтлиримизму болди. Шуңлашқа өзара болған сөһбәтлиримизниң биридә, униңға өз ана тилида иҗат қилип көрүш тәкливиниму бәргән едуқ. Шу чағда у бизниң тәкливимизни қәтъий рәт қилип, «Мән ана тилимға нисбәтән мундақ һөрмәтсизлик қилалмаймән. Әгәр мән уйғурчә язсам, өзәмниму, уйғур тилиниму күлкигә қоюшум мүмкин. Униңға мениң вижданим яр бәрмәйду...» дәп қисқила җавап бәргән еди. Шундақ болсиму, бәзидә қәләмкәшләр билән униң қайси милләткә вакаләтән иҗат қиливатқанлиғи һәққидә талишип, бир пикиргә келәлмәй қалидиған пәйтлиримиз болиду. Чүнки аримизда рус тилида қәләм тәвритип келиватқан уни уйғур язғучиси сүпитидә қобул қилғуси кәлмәйдиғанларму бар. Бирақ, бизниң пикримизчә, бу тоғра әмәс. Сәвәви, язғучиниң тили русчә болғини билән, дили – уйғур. Буниң һәқиқәтәнму шундақ екәнлигигә, униң һәрқандақ әсәрини оқуш арқилиқ көз йәткүзүш мүмкин. Мәсилән, язғучиниң хәлқимизгә беваситә мунасивити бар мавзуларға йезилған әмгәклирини ейтмиғанниң өзидә, мәзмун-маһийити җәһәттин улардин кәскин пәриқлинидиған «Арал: жүткән деңизни издәп» намлиқ китавидиму миллитимизгә аит мәсилиләрни өз ичигә алған айрим парчиларни учритимиз. И.Иминовниң әсәрлириниң жанрлиқ, стильлиқ алаһидиликлири әтрапидиму талаш-тартиш нурғун. Бәзибир әдәбиятшунасларниң пикричә, униң айрим һекайилирини демигәндә, әмгәклириниң көпчилигини әдәбият нәзәрийәси бойичә тәһлил қилғанда бәдиий әдәбиятқа ятқузушқа болмайду. Чүнки, уларда бәдиий стильға қариғанда, публицистикилиқ стильға тәәллуқ хусусийәтләр бесим. Бу пикиргә қисмән бизму қошулимиз, лекин толуқ әмәс. Сәвәви, уларда бәдиий стильниңму, публицистикилиқ стильниңму, илмий стильниңму тәләплиригә җавап беридиған алаһидиликләр өзара әбҗәш мисали жуғирилип кәткән. Бу интайин чигич һәм чоңқур үгинишни тәләп қилидиған мәсилә. Шуңлашқа уни салаһийәтлик мутәхәссисләрниң зиммисигә қалдурайли. Чүнки, гезит үчүн йезилған аддий мақалида язғучиниң һәрбир әсәрини әтраплиқ тәһлил қилип, һәммила мәсилиләр әтрапида пикир-мулаһизә жүргүзүш мүмкинчилиги йоқ. Растлиғини ейтқанда, бизниң әсли мәхситимизму у әмәс. Мәхситимиз – бүгүнки таңда атмиш яшқа толуп, өткән өмрини вақит таразисида өлчәватқан язғучимизниң иҗадийитини, әмгәк-әҗрини инавәтсиз қалдурмай, мунасип баһалаштин ибарәт, халас. Чүнки һәммимиз, ким болушимиздин қәтъий нәзәр, әтрапимиздикиләрниң өзимиз тоғрилиқ ейтқан пикир-инкаслириға муһтаҗ. Кәлгүси иш-әмәллиримизниң йөнилишиму, бәзидә шуниңға бағлиқ бәлгүлиниду. Шуңлашқа жуқурида қәйт қилинған сәмимий пикирлиримизниң өз новитидә И.Иминовни роһландуруп, униңға илһам әта қилидиғанлиғиға ишинимиз. Бу йәнә йеңи-йеңи әсәрләрниң йезилишиға түрткә болғанлиғимиз демәкликтур. Илаһим, үмүтүмиз йәрдә қалмиғай!

155 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы