• Мәнавият
  • 06 Қараша, 2019

Биз — дәсләпки бәшликтә

Мана мошу сәрләвһә астида «Жас Алаш» гезитида (31-октябрь, 2019-жил) көләмлик мақалә елан қилинди. Биз журналист Руслан ЕРБОТАниң қәлимигә мәнсүп болған ушбу мақалида берилгән «...республикалық деңгейдегі таралымы ең көп бес газет – «Егемен Қазақстан», «Казахстанская правда», «Жас Алаш», «Ана тілі» және «Уйғур авази» екен... Еліміз бойынша республикалық деңгейде жалпы саны 204 басылымға «Қазпоштадан» жазылу жүретінін ескерсек, «Уйғур авази» газетінің алға қаншалықты суырылып шыққанын бағамдай беріңіз», — дегән җүмлиләрни оқуп, бәк хурсән болдуқ. Әлвәттә, кәсипдишимизға роһимизни көтәргини үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрдуқ. Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Мана, өзәңлар көрүп турғиниңлардәк, «Уйғур авази» тарилими әң көп бәш гезитниң қатариға кириду. Әлвәттә, һәрқандақ гезитниң аброй-инавити униң тарилиминиң нурғунлиғиға қарап бәлгүлинидиған пәйтләр болиду. Әнди «Уйғур авази» гезитиниң бир әвзәллиги һәм башқа гезитлардин алаһидә пәриқлинидиған йери шуки, гезитимизни йәттә яштин йәтмиш яшқичә оқуйду. Униң үстигә, әгәр Қазақстанда һәрбир саһаға мунасивәтлик айрим-айрим гезитлар нәшир қилинса, шуниң һәммисиниң вәзиписини уйғурлар үчүн ялғуз «Уйғур авази» гезити атқуруп келиватиду. Гезитимизниң һәрбир адәм үчүн наһайити қиммәтлик вә хасийәтлик ана тилиниң қәдир-қиммитини техиму көтириш йолида, шундақла яш әвлатни аңлиқ тәрбийиләштә, миллий урпи-адәтләрни қелиплаштурушта қолға кәлтүргән әмгигиму алаһидә. Кәң амминиң мәнивий тәшналиғини қандуруш арқилиқ, қанатлиқни учуруп, талантлиқни тонутуп келиватиду. Хәлқимизниң роһини көтирип, йоқумизни бар қиливатиду. Кәтмән тутқан деханға роһий мәдәткар болуп, йеңилиққа үн қетип, яхшилиққа ян бесип кәлди вә иҗаткарға йол ачти. Қисқиси, узун жиллардин бери амминиң үни, милләтниң тили билән дили, «хәлқим» дегән нәширниң бири, миллий журналистикимизниң пири болуп кәлмәктә. Шу сәвәптин «Уйғур авази» гезити һәммимиз үчүн әтивалиқтур. Гезитимиз сәһипилиридә муәллимләр, дохтурлар, алимлар, тиҗарәтчиләр, сәнъәткарлар, спортчилар тоғрилиқ мақалиларни, умумән, һәммә саһаларни имканийитимизниң баричә, гезит ичигә сиғдуруп келиватимиз. «Уйғур авази» гезити абройиниң жуқурилиғиниң бир сәвәви мана мошуниңда болса, йәнә бир әвзәллиги, дөлитимиздә әмәлгә ашурулуватқан ислаһатларниң әсли маһийитини, көплигән стратегиялиқ программиларни, умумән, дөлитимизниң тәрәққиятиға мунасивәтлик муһим һөҗҗәтләрни хәлқимиз ана тилида оқуйду. Мустәқил Қазақстан Җумһурийитиниң кәлгүсиниң парлақ болушиға, гражданларда вәтәнпәрвәрлик сезимниң шәкиллинишигә гезитимизниң қошуватқан һәссиси алаһидә. Җумһурийитимиздики милләтләрара достлуқ, разимәнлик вә сәясий турақлиқни тәминләшкә қошуватқан үлүш-салмиғи һәққидиму тилға аларлиқ утуғимиз бар. Шуниму мәмнунийәт билән тәкитләш лазимки, Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң депутатлириму гезитимиз тарилиминиң башқа миллий нәширләргә қариғанда хелә нурғун екәнлигини алаһидә тилға алди. Демәк, «Уйғур авазиниң» өмриниң узақлиғини вә аммибаплиғини мошуниңдин көрүшкә болиду. «Жас Алашта» елан қилинған жуқуридики мақалида «Уйғур авази» гезитиниң аммибаплиғиниң вә тарилиминиң көпийишиниң бир сәвәвини мундақ дәп чүшәндүриду. «Кейбір жылдары тиражының аздығына байланысты «Уйғур авази» газеті жабылатын болыпты. Редакторына бұл хабар ескертіледі. Көңілі түскен ол танысына айтады. Сонда әлгі танысы редакторды жетектеп, Алматының сыртындағы тойханаға тіке тартыпты. Ән мен биі қызып тұрған тойдың музыкасын өшіріп тастаған әлгі жігіт микрофонды алып: – Бауырлар, бүгүнгі мына тойларыңның құны көк тиын. Мына әндеріңнің құны көк тиын. Мінген қымбат көліктеріңнің құны көк тиын. Ашқан базарларыңның құны көк тиын. Жер басып жүргендеріңнің құны көк тиын. Той тойлап жүріп, би билеп жүріп, жер басып тірі жүріп, ұйғыр тіліндегі «Уйғур авази» газетін жапқызып алсақ, өмірлеріңнің құны көк тиын. Ертең жеген тамағың, ішкен суың ірің болады. Ұл-қызың бетіңе түкіреді, – деп шығып кетіпті. Екі күн өтпей жатып тиражы 10 мыңнан асып кеткен «Уйғур авази» содан бері таралымын көбейтпесе, азайтқан емес». Һәқиқәтәнму бизниң хәлқимизниң роһи үстүн. Һәрқандақ миллий мәсилидә биз бир-биримизни қоллап-қувәтләшкә, мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүшкә наһайити паал қатнишимиз. Мәйли мәдәнийәт мәркәзлиридә болсун, мәйли жигитбашлири, ақсақаллар, ханим-қизлар, яшлар кеңәшлири болсун, мааш алмисиму, өзара һәмкарлишип, иҗил-инақлиқта җанкөйдүрүп ишләйду. Мақалида җамаәтчилик вәкиллириниң мана мошу башқиларға үлгә боларлиқ тәрәплирини мисал сүпитидә кәлтүргәнлигиму бекар әмәс. Демисиму, әйнә шу җанкөйәрлиримизниң паалийәтчанлиғи түпәйли гезитимизниң тиражи жилдин-жилға көпийиватиду. Бийил редакция йенида қурулған штаб әзалириму гезитимиз активистлириниң сепигә қошулуп, өйму-өй кирип, тәшвиқат ишлирини қизғин башлавәтти. Демәк, «Жас Алаш» гезитида тәкитләнгинидәк, «Уйғур авази» гезити келәчәктә илгири қарап қәдәм басқини басқан дәп үмүт қилимиз һәм тарилиминиң бийил йәниму көпийидиғиниға ишәнчә һасил қилимиз. «Жас Алаш» гезитида қәйт қилинғинидәк, «Уйғур авази» гезити түви һәммисидин озуп чиқса” дәп бизму арман қилимиз.

321 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы