• Йеңилиқлар
  • 06 Қараша, 2019

Президент пайтәхт мәһкимилиридә болди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өткән һәптидә пайтәхтниң бирқатар мәһкимилирини зиярәт қилди. Президент дәсләп Нур-Султан шәһиридики 23-оттура мәктәптә болди. Бу йәрдә Нур-Султан шәһириниң һакими Алтай Көлгинов Дөләт рәһбиригә пайтәхтни тәрәққий әткүзүш мәсилисигә беғишланған кеңәшмидә берилгән тапшурмиларниң әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ доклад қилди. Пайтәхт һакиминиң сөзигә қариғанда, бийил бәш миң орунға молҗаланған 6 йеңи мәктәп пайдилинишқа берилди. 2020-жили йәнә 12 мәктәп ишқа қошулиду. У шундақла һазир шәһәрдә 8 үч сменилиқ мәктәпниң ишләватқанлиғи вә проблемини һәл қилиш үчүн һәр жили кам дегәндә 12 мәктәп селиш керәклиги тоғрилиқ доклад қилди. Қасым-Жомарт Тоқаевқа шундақла шәһәр әтрапидики пайтәхт аһалисиниң 25 пайизи яшайдиған 16 турушлуқ массивни тәрәққий әткүзүш бойичә тапшурмиларни әмәлгә ашурушниң кетип бериши тоғрилиқ әхбарат берилди. Униңдин ташқири һаким Президентни униң тапшурмиси бойичә аммивий спортни тәрәққий әткүзүш мәхситидә 4 спорт объекти қурулушиниң башланғанлиғи тоғрилиқ доклад қилди. Дөләт рәһбири 23-мәктәпниң маддий-техникилиқ базиси билән тонушти, оқуш кабинетлирини көздин кәчүрүп, оқуғучилар вә муәллимләр билән сөһбәтләшти. Қасым-Жомарт Тоқаев оқуш орниниң проблемилиридин хәвәрдар екәнлигини ейтти вә мошу наһийәдә қисқа қәрәлдә йеңи мәктәп селишни тапшурди. *** Қасым-Жомарт Тоқаев андин кейин “Жанұя” Аилә институтини қоллап-қувәтләш мәркизини зиярәт қилди. Дөләт рәһбири “бир деризә” принципи бойичә пайтәхт аилилиригә юридик, психологиялик иҗтимаий хизмәт көрситиватқан мәһкиминиң паалийити билән тонушти. Президент “Жанұя” мәркизиниң тәшәббуслирини жуқури баһалап, мәмликәтниң барлиқ регионлирида мошундақ мәһкимиләрни вуҗутқа кәлтүрүшниң зөрүр екәнлигини билдүрди. Дөләт рәһбири мәркәзни зиярәт қилиш вақтида бу йәрдә әмәлгә ашурулуватқан “Кәсіпкер ана” лайиһисиниң қатнашқучилири билән сөһбәтләшти. – Мәмликитимиздә ишләшни халайдиған вә утуқ йолини издәватқан адәмләр һәрқачан шу йолни тапиду. Йолни маңған авутиду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. *** Президент шундақла пайтәхттики “Astana Ютария Ltd” ишләпчиқириш-инновациялик компаниясини зиярәт қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев кәспий тикинчилик җабдуқлирини қураштуридиған, мәхсус кийим-кечәк тикидиған, мәиший-техникилиқ мәхсәттики башқиму буюмларни чиқириватқан карханиниң паалийити билән тонушти. Президент ишләп чиқириливатқан мәһсулатниң сүпитигә иҗабий баһа бәрди вә компанияниң чәт әлләргә мәһсулат чиқириш имканийитигә диққәт ағдурди. Дөләт рәһбири компания хадимлири билән болған сөһбәттә уларниң әмгигиниң мәмликәт үчүн муһим әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. У дөләтниң аһалиниң иҗтимаий аҗиз қатламлирини қоллап-қувәтләп, улар үчүн иш орунлирини вуҗутқа кәлтүрүватқан карханиларға һәрдайим ярдәм қилидиғанлиғини тәкитлиди. – Мән силәрниң фабрикаңларни қанаәтлиниш билән арилап чиқтим. Һәқиқәтәнму бу яхши җабдуқларға егә, тәләп қилиниватқан илғар ишләпчиқириш орни, иҗтимаий җавапкәр кархана. Әң муһими, бу йәрдә силәргә охшаш әҗайип адәмләр ишләватиду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Компания хадимлири Президентқа миннәтдарлиқ билдүрүп, дөләт паалийитигә утуқ тилиди.

401 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы