• Спорт
  • 13 Қараша, 2019

Яш спортчилар рәғбәтләндүрүлди

Өткән йәкшәнбә күни Алмутидики «Достлуқ өйидә» Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Жаңғыру жолы» яшлар һәрикитиниң Алмута шөбиси, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң, Қазақстан уйғур яшлири бирлигиниң уюштуруши билән «Forum Pro Sport» яшлар форуми өтти. Мәзкүр форум «Яшлар жилиға» беғишланған болуп, униңға 12 – 30 яш арилиғидики яш спортчилар, меценатлар, мәшиқләндүргүчиләр қатнашти. Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Форумниң риясәтчиси, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев мәзкүр чарә-тәдбирниң асасий мәхсәтлирини чүшәндүрди. — Елимиздә бу жил «Яшлар жили» дәп елан қилинди, — деди натиқ. — Жил давамида яшларға беғишланған һәрхил дәриҗидики чарә-тәдбирләр уюштурулуватиду. Бүгүн бу йәргә наһийәлик, вилайәтлик, җумһурийәтлик вә хәлиқара дәриҗидики мусабиқиләрдә утуққа йәткән яш спортчилар һәм уларниң мәшиқләндүргүчилири тәклип қилинди. Тәҗрибә алмаштуруп, утуққа йетиш йоллирини үгинишни, яш спортчиларни рәғбәтләндүрүшни мәхсәт қиливатимиз. Шуниңдин кейин минбәргә ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров көтирилди. — Бүгүн яш спортчиларни көрүп хошал болуватимән, — деди Әбәйдуллам Мөһидиноғли. — Араңларда спортқа йеңи қәдәм ташлиған һәм чоң спортта әҗайип утуқларға қол йәткүзгәнләр олтириду. Мана талантлиқ боксчи Дилмурат Миҗитов йеқиндила Хитайда өткән хәлиқара мусабиқидә мукапатлиқ орунни егилиди. Биз һәммимиз униң утуқлириға хошал болуватимиз. Һәммиңларға мәлумки, бирәр дөләтниң байриғи чәт әлләрдә шу әлгә дөләт рәһбири кәлгәндә вә хәлиқара спорт турнирида спортчи биринчи орунни егилигәндә, униң һөрмитигә көтирилиду. Силәр ғалип чиқсаңлар, демәк, елимиз байриғи техиму егиз көтирилиду. Спорт саламәтлик, ирадә, тәртип-интизам һәм утуқ. Силәрниң келәчигиңлар алда. Биз болсақ, силәрни дайим қоллап-кувәтләшкә тиришимиз. Андин сөзни ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари, тонулған меценат Долқунтай Абдухелил алди. — Өзәм кичигимдинла спортни яхши көримән, — деди Долқунтай. — Һазир имканийәтниң баричә яш спортчиларға ярдәм бериватимиз. Биз икки қетим М.Яқупов намидики турнирни өткүздуқ. Мана йеқиндила атақлиқ боксчи Абдурешит Абдрахмановниң хатирисигә беғишланған бокстин хәлиқара мусабиқини уюштурдуқ. Қазақстанда яшларға билим елиш үчүн, спорт билән шуғуллиниш үчүн, тиҗарәт қилиш үчүн барлиқ шараитлар бар. Бүгүн силәрдә чоң имканийәтләр моҗут. Әнди биз, өз новитидә, силәрни һәртәрәплимә қоллашқа тәйяр. Шуниңдин кейин сөз алған мәшиқләндүргүчиләр Ринат Җалалов вә Шамиль Иминов, тонулған спортчилар Дилмурат Миҗитов, Ильяс Ибрагимов, Камил Садиқов вә башқилар өзлириниң спорттики утуқлири, тәҗрибиси һәққидә тохтилип өтти вә шундақла яш спортчиларниң соаллириға әтраплиқ җавап бәрди. Форум ахирида ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев сөз елип, йәкүнини чиқарди. — Келәр жил елимиздә «Волонтерлар жили» дәп елан қилинди,— деди у. — Һазир шуниңға мунасивәтлик программилар тәйярлиниватиду. Шу йәрдә спорт волонтерлириғиму алаһидә көңүл бөлүнмәкчи. Силәр яш болсаңларму спортта айрим утуқларға йетиватисиләр. Мән силәрни келәр жили волонтер сүпитидә җәмийәтлик ишларға арилишишқа чақиримән. Балилар өйлиригә, мәктәпләргә берип маһарәт дәрислирини өтсәңләр, спорттики утуқлириңлар билән тонуштурсаңлар нур үстигә нур болиду. Биз болсақ, мошундақ учришишларни дайим өткүзүп турушқа тиришимиз. Рустәм Хәйриевниң тәкливини жиғилғанлар бир еғиздин қоллап, өзлириниң бу ишқа тәйяр екәнлигини изһар қилишти. Форум ахирида яш спортчиларға Қазақстан Җумһурийитиниң Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумовниң Тәшәккүрнамиси, ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбисиниң пәхрий ярлиқлири тапшурулди.

266 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы