• Инсан вә иман
  • 13 Қараша, 2019

“Қуръан Кәрим” – билим ғәзниси

Һазир һәрхил диний еқимларниң пир-устазлири болған җаһаләтчиләрниң Ислам дининиң һәқиқий иҗтимаий тәшәббуслирини чүшәнмәйдиған яки уларниң Ислам диниға ят һәрхил зәһәрлик сәпсаталирини һәқиқий еқидә сүпитидә чүшинидиған бәзи надан кишиләр, болупму яшлар дин билән пәнниң, динниң иҗтимаий тәшәббуслири билән һазирқи дәвирдә елимиздә жүргүзүлүватқан җәмийәтни демократияләштүрүш сәяситиниң маһийитини чүшәнмәй, һәтта өзи етиқат қиливатқан динниң дәстүриниму пухта билмәй турупла Ислам диниға ят ишларни қилишқа, җәмийәтниң теч-аман болушиға қарши сөз-һәрикәтләрни қилмақта. Мундақ қарғуларчә наданлиқ хәлиқни қаймуқтуруп, диний хурапатлиқни қутратқучилар үчүн зәмин һазирлап бериватиду. Әйнә шундақ диний еқимларниң тәсиригә учриған бәзи яшлиримиз миңлиған жиллардин қелиплашқан урпи-адәтлиримиз билән динни арилаштуруп, һәрхил “пәтваларни” чиқирип, өзлириниң наданлиғи билән хәлқимизни қаймуқтуруп, диний хурапатлиқни овҗ алдурмақта. Уларниң пикричә, гоя мусибәт болған өйдә нәзир қилишқа болмайду, той-төкүнләрдә нахша ейтип, уссул ойнашқа болмайду вә һаказилар. Биз һазир Интернет җиддий тәрәққий әткән, аләмшумуллаштуруш җәрияни йүз бериватқан XX әсирдә яшаватимиз. Лекин һәрхил диний еқимларниң хүнүк тәсиригә учриған бәзи яшлиримиз бизни җаһаләткә, қараңғулуққа иштиришкә урунмақта. Һәммимизгә яхши мәлумки, дөлитимизниң Асасий Қануни – Конституциядә динға етиқат қилиш әркинлиги билән динға ишәнмәслик әркинлигиму баравәр етирап қилинған. Қанунниң бу роһи бойичә һечкимниң динни башқиларға зорлап теңишиға, башқиларниң нормал турмуш тәртивигә арилишишқа болмайду. Әнди динму кишиләрниң мундақ арилишиш, һәддидин ашуруветиш, башқиларға диний етиқат мәсилилиригә чеқилишиға қарши туруп, турмуш, ишләпчиқириш, кишилик муамилә, сода-тиҗарәт ишлирида өзи яшаватқан дөләтниң қаидә-қанун тәләплиригә риайә қилишни алаһидә тәкитләйду. Биз жуқурида тәкитлигән бәзи надан-тәлвиләрниң “мусибәт болған өйдә нәзир қилишқа, той-төкүнләрдә нахша ейтишқа, музыка челип, уссул ойнашқа болмайду”, дегәнгә охшаш сәпсата “пәтвалири” тоғрилиқ “Қуръан Кәримдиму”, пәйғәмбиримиз һәдислиридиму һечқандақ бәлгилимә вә йол-йоруқлар йоқ. Ислам динида “Қуръан Кәрим” әң асаслиқ, һәммидин муһим, әң алий китап. Мана мошу улуқ “Қуръан Кәримдә” кишиләр дайим тилға алидиған, “Динда (униңға киришкә) зорлаш йоқтур” (“Бәқәрә” сүриси, 256-айәт) дегән бир җүмлә сөз бар. Бәзи имамлар әмирмәрүп қилғанда һемишәм бу сөзниң әрәпчисини оқуйду, лекин униң мәнасини чүшәндүрмәйду. Ислам динида вәдигә вапа қилиш вә қуруқ вәдигә қарши туруш тәшәббус қилиниду. Ислам илаһийәт алимлириниң тәкитлишичә, Ислам шәриитидә, мусулманлар һәр түрлүк әһдиләр (әһди қилиш, вәдә қилиш) ичидә яшайду. Мусулманлар Аллаға қилған әһдисинила ада қилип қалмай, бәлки йәнә бәндиләр арисидики һәртүрлүк әһдиләрниму ада қилиши керәк. Бу һәқтә “Қуръан Кәримдә” мундақ дейилиду: “Аллаға бәргән вәдисини мустәмлигәндин кейин бузғанлар, Алланиң силә – рәһим қилиштин ибарәт әмрини тутмиғанлар, йәр йүзидә бузғунчилиқ қилғанлар – әйнә шулар ләнәткә дучар болиду” (13-сүрә “Рәид”, 25-айәт). Қәсәм қилиш – әһдилишиш мунасивитиниң, йәни кишиләрниң бир муһим мәсилә үстидә гувалиғиниң муһим ипадилиниш шәклидур. Ислам алимлириниң тәкитлишичә, кишиләр оттурисида сәмимий ишәнчлик мунасивәт орнитиш үчүн, Ислам динида шәриәтни асас қилип, қәсәм қилишниң алдинқи шәртлири қаттиқ бәлгүләнгән: 1. Қәсәм чоқум чин көңлидин қилинған болуш; 2. Қәсәм мәзмуниға чоқум қилчилик шәк кәлтүрмәй ишиниш; 3. Чоқум амалсиз қалған чағдила қәсәм қилиш, ундақ болмиғанда шәриәткә мухалип болиду. “Амалсиз қалған чағ” дегәнлик – қарши тәрәпкә һәқиқий әһвални билдүрүшкә яки башқиларниң төһмити алдида өзини ақлашқа қаттиқ еһтияжлиқ болған чағни көрситиду. Пәйғәмбәр Муһәммәд әләйһиссалам бир һәдистә ейтқандәк: “Дәлил-испат – ақлиғучиға мәнсүптур; қәсәм – инкар қилғучиға мәнсүп”. Әнди вәдигә вапа қилиш ишларни биртәрәп қилиш, адәмләргә муамилә қилишниң муқәддәс “Қуръан Кәримдә” тәшәббус қилинған муһим принципларниң биридур. Бу мәсилә “Қуръан Кәрим” айәтлиридә мундақ дәп тәкитләнгән: “Силәр әһдә түзүшкәнлириңларда, Алланиң әһдигә вапа қилиңлар, қәсимиңларни (Алланиң намини тилға елип) пухтилиғандин кейин бузмаңлар. Шүбһисизки, Алла қилмишиңларни билип туриду” (16-сүрә, “Нәһил”, 91-айәт). Бүйүк Яратқучи кишиләрниң өз хәлқи вә Вәтини үчүн бир ишни вужутқа чиқиришни нийәт қилиш үчүн қилған қәсими яки вәдиси һәққидиму, мәсилән, “Алла билән қәсәм қилимәнки, пат-арида чоқум палани ишни қилимән” дегәнгә охшаш қәсәм тоғрилиқ мундақ дәйду: “Алла силәрни сәвәнлик билән қилған қәсимиңлар үчүн җавапкәрликкә тартмайду, лекин силәрни қәстән қилған қәсимиңлар үчүн җавапкәрликкә тартиду (мундақ қәсимиңларни бузсаңлар), униң каффарити аиләңларға беридиған оттура дәриҗилик тамақ билән он мискинни бир қетим ғизаландуруштур яки уларға (йәни он мискинни бәдинини йепип туридиған) бир қур кийим бериштур, яки бир қул, яки бир чөрини азат қилиштур, кимки мундақ қилишқа күчи йәтмисә, үч күн роза тутуши лазим. Бу әйнә шу ичкән қәсимиңларни бузғанлиғиңларниң каффаритидур, қәсимиңларға риайә қилиңлар (йәни кәлсә-кәлмәс ичмәңлар)” (5-сүрә. “Маидә”, 89-айәт). Қәсәм ичиш һәққидә пәйғәмбәр Муһәммәд әләйһиссалам бир һәдистә мундақ дегән: “Мән қәсәм қилған вақитта һәрдайим Аллаға мураҗиәт қилимән (йәни Алла халиса дәймән). Мән һәргиз һәрқандақ бир иш үчүн кәскин қәсәм қилмаймән. Әгәр техиму мувапиғирақ бирәр ишни байқисам, бәлгүлүк бәдәл төләш билән қәсимимни өзгәртимән. Андин кейин техиму пайдилиқ болған ишни қилимән” (Әбу Муса Розийәллаһу Әнһудин ривайәт қилинған һәдис). Ислам динида өз қәсимигә риайә қилмиғанларға яки өз қәсимигә сәл қарайдиғанларға ләнәт оқулиду, қаттиқ әйиплиниду. Бу һәқтә муқәддәс “Қуръан Кәримдә” мундақ дейилиду: “Қәсәмхор, пәс, ғевәтхор, сүхәнчи, бехил... адәмгә итаәт қилмиғин” (68-сүрә, “Қәләм”, 10, 11-айәтләр). Ислам динида шундақла сода-сетиқ жәриянидики һәрхил кәлсә-кәлмәс қәсәмләрму қаттиқ мәнъий қилиниду. Бу һәқтә Муһәммәд әләйһиссалам мундақ дәйду: “Силәр сода-сетиқ қилғанда қәсәм ичишкә амрақ кишиләрдин һәзәр әйләңлар, улар асанла гепидин йенивалиду. Бәзи кишиләр шәхсий мәнпийитини көзләп қәсәм қилиш билән башқиларниң ишәнчисигә еришивелишни көзләйду, Ислам дини мундақ һарамлиқ ишларға йол қоймайду. Алдамчи, мәккар, содигәрләр үчүн ейтқанда қәсәм ичиш, уларниң пайда үндүрүвелишидики қурали вә нәйриңи болуп һесаплиниду. Ислам дини мөмүн мусулманларни алди-сатти охшаш сода-сетиқ ишлирида адил болушни қәтъий тәләп қилиду, базарда алдамчилиқ қилип кишиләргә зиян селиш, аз бериш охшаш қилмишларға қарши туриду. “Өлчәмдә вә таразида кам бәргүчиләр” һәққидә чүширилгән сүридә бу һәқтә мундақ дейилиду: (Өлчәмдә вә таразида) кам бәргүчиләргә вай! Улар кишиләрдин өлчәп алған чағда, толуқ алиду. Кишиләргә өлчәп яки тартип бәргән чағда, кам бериду. Улар бүйүк бир күндә тирилидиғанлиғиға ишәнмәмду. У күндә инсанлар пәрвәрдигариниң һозурида тик туриду. Улар (таразида, өлчәмдә) кам бериштин янсун, яман адәмләрниң намә-әмәли чоқум сиҗҗинда болиду. Сиҗҗиң дегән немә? Уни қандақ биләләйсән? У (яман адәмләрниң қилмишлири) хатириләнгән бир дәптәрдур. Бу күндә инкар қилғучиларға вай!” (83-сүрә, “Мутәффифин”, 1–10-айәтләр). Һә, бу айәтләр асасән сода ишлирида еғир елип, йеник беридиған, көп елип, аз беридиған, өлчәм вә таразида һарамлиқ, сахтилиқ қилидиған, һемишәм башқиларға зиян селиш һесавиға өз пайдисини көзләйдиған мәккар содигәрләргә қаритилған. Муқәддәс “Қуръан Кәримниң” 17-сүриси “Бәни Исраилдиму” сода-сетиқтики адаләтлик тоғрилиқ мундақ дейилиду: “Силәр (башқиларға ашлиқ қатарлиқларни) өлчәп бәргәндә, толуқ өлчәңлар вә тоғра таразида тартип бериңлар. Мундақ қилиш (силәргә дунияда) яхшидур. Ахирәтлигиңлар үчүн техиму убдандур” (17-сүрә, “Бәни Исраил”, 35-айәт). Әнди бүйүк Алла “Қуръан Кәримниң” “Рәһман” сүрисидә бу һәқтә йәнә мундақ дәйду: “Өлчәмдә зулум қилмаслиғиңлар үчүн Алла таразини бәкитти. Өлчәмдә адил болуңлар, таразида кам бәрмәңлар” (“Қуръан Кәрим”, 55-сүрә, “Рәһман”, 7-8-9-айәтләр). Бүйүк Алла “Қуръан Кәримдә” мөмүн мусулманларни сода-тиҗарәт қилишқа рәғбәтләндүргән һалда, җазанихорлуқ қилип, һәддидин ташқири пайда елишни қаттиқ чәкләйду. “Қуръан Кәрим” сода-сетиқ тиҗарити, базарда сода ишлири билән шуғуллинишқа майил кишиләрни илһамландуруш мәвқәсини алға сүриду. “Қуръан Кәримдә” тирикчиликниң ғемини қилиш, нормал сода-сетиқ билән шуғуллиниш Алла инъам қилған илтипатни вә байлиқни издигәнлик сүпитидә тәриплиниду; тәйяртаплиқ қилишқа, ишлимәй, һорунлуқ қилип, башқилардин немәт тәләп қилиш охшаш сәлбий ишларға қарши туриду. Бир қелиптики нормал содида икки тәрәп баһада келишкәндин кейин, сатқучи, әлвәттә, арилиқта өз несивини – йәни пайда алиду, униң базар баһаси бойичә азду-тола пайда елишиға, әлвәттә, рухсәт қилиниду. Амма мал-товарни сетиш пурситидин пайдилинип, һәддидин зиядә өсүм йейиш, җазанихорлуқ қилиш қаттиқ чәклиниду. Мәсилән, “Қуръан Кәримдә” бу һәқтә мундақ дейилиду: “Һәй, мөмүнләр! Җазанини қатму-қат ашуруп йемәңлар, мәхситиңларға еришиш үчүн Алладин (нәһий қилған ишларни тәрк етип) қорқуңлар (“Қуръан Кәрим”, 3-сүрә, “Ал имран”, 130-айәт). Муқәддәс “Қуръан Кәрим” шундақла кишиләргә несийә пул берип туруп җазанихорлуқ қилиш охшаш рәзил ишлири билән шуғуллинидиған, йәни һаҗәтмәнләргә несийә пул берип, кейин уни һәссиләп қайтуруш бәдилигә пайда елишни көзлигән адәмләрниң Алланиң ғәзивигә учрап, қаттиқ җазалинидиғанлиғи тәкрар агаһландурулған. Бу һәқтә мундақ дейилиду: “Һәй, иман ейтқан кишиләр! (һәқиқий) мөмүн болсаңлар, Алланиң (әмригә мухалипатчилиқ) қилиштин сақлиниңлар, (кишиләрниң зиммисидә) қелип қалған җазанини (йәни өсүмни) алмаңлар. Әгәр ундақ қилсаңлар, билиңларки, Алла вә униң рәсули силәргә уруш елан қилиду. Әгәр (җазанә қилиштин) товва қилсаңлар (қәриз бәргән сәрмайәңлар) өзәңларға қайтиду, башқиларни зиян тартқузмайсиләр. Өзәңларму зиян тартмайсиләр. Әгәр қәриздарниң қоли қисқа болса, уни һали яхшиланғичә күтүңлар. Әгәр (хәйрилик иш екәнлигини билсәңлар, қийинчилиқта қалған қәриздардин алидиған қәризни униңға) сәдиқә қилип беривәткиниңлар силәр үчүн техиму яхшидур” (“Қуръан Кәрим”, 2-сүрә, “Бәқәрә”, 278-279-280-айәтләр). Бүйүк Яратқучи “Қуръан Кәримдә” кишиләрниң муддәт бәлгүләп бәдәлсиз қәриз бериш вә уни вақтида қайтуруш, бу һәқтә мәхсус бир һөҗҗәт йезип, униңға гувачиларни гувалиққа тәклип қилиш, шундақла қәриз алғучи адәм худбин, әқилсиз, исрапхор яки аҗиз (яки кичик бала яки бәкму қери болса) яки гаччилиғи, кекәчлиги түпәйлидин мәхситини өзи ейтип берәлмисә, униңға һамий болған, йәни егидарчилиқ қиливатқан кишиниң ейтип бериши охшаш бу иштики наһайити назук, инчикә мәсилиләр үстидә тәпсилий вә мупәссәл тохтилиду. Мәсилән, муқәддәс китапта бу һәқтә мундақ дейилиду: “Һәй, мөмүнләр! Муддәт бәлгүләп, өзара қәриз беришсәңлар, уни (һөҗҗәт қилип) йезип қоюңлар, араңлардики хәт билидиған киши уни (кам-зиядә қилмай) адиллиқ билән язсун, хәт билидиған киши (Алла униңға билдүргәндәк тоғрилиқ билән йезишни) рәт қилмисун, у язсун, зиммисидә башқиларниң һәққи болған адәм (язидиған кишигә) ейтип бәрсун, (қәриздар) пәрвәрдигари Алладин қорқсун, қәриз алған нәрсидин һечнемини кемәйтивәтмисун, әгәр қәриз алғучи адәм ахмақ (йәни худбин әқилсиз, исрапхор) яки аҗиз (йәни кичик бала яки бәкму қери) болса, яки (гәп қилалмаслиғи, гаччилиғи, кекәчлиги түпәйлидин) өзи ейтип берәлмисә, униң ишлирини башқурғучи адәм адиллиқ билән ейтип бәрсун, силәр әр кишиләрдин икки кишини гувалиққа тәклип қилиңлар; әгәр икки әр киши йоқ болса, силәр (адалитигә, диянитигә) рази болидиған кишиләрдин бир әр, икки аялни гувалиққа тәклип қилиңлар, бу икки аялниң бирси унтуп қалса, иккинчиси есигә салиду. Гувачилар (гувалиққа) чақирилған вақитта (гува болуштин баш тартмисун, қәриз мәйли аз болсун, мәйли көп болсун, уни қайтуруш вақти билән қошуп йезиштин еринмәңлар. Алланиң нәзәридә (йәни һөкүмидә), бу әң адиллиқ вә әң испатлиқтур (йәни гувалиқниң унтулмаслиғи әң испатлиғучидур), гуманланмаслиғиңларға әң йеқиндур. Лекин араңларда қилишқан қолму-қол содида һөҗҗәт язмисаңларму һеч гуна болмайду. Өзара сода қилишқан вақтиңларда гувачи тәклип қилиңлар, пүтүкчигиму, гувачиғиму зиян йәткүзүлмисун; әгәр зиян йәткүзсәңлар гуна өткүзгән болусиләр, Алланиң (әмригә вә нәһийсигә мухалипәтчилик қилиштин) сақлиниңлар. Алла силәргә үгитиду (йәни силәргә иккила дунияда пайдилиқ болған илимни бериду), Алла һәммә нәрсини билгүчидур” (“Қуръан Кәрим”, 2-сүрә, “Бәқәрә”, 282-айәт). Бүйүк Яратқучи муқәддәс “Қуръан Кәримдә” кишиләрни һарам мал-мүлүккә интилмаслиққа, өзиниң һалал әмгиги билән яшаш һәққидә алаһидә йол-йоруқ бериду. Қуръан айәтлиридә һарам усул яки инсапсизлиқ йоли билән пул, мал үндүрүвелиш мәнъий қилиниду. Бу йәрдә шундақла оғрилиқ, булаңчилиқ охшаш җинайәтләр, шундақла алдамчилиқ, көзбоямчилиқ, парихорлуқ охшаш җинайәтләр қаттиқ әйиплиниду: “Бир-бириңларниң маллирини наһәқ йәвалмаңлар, билип туруп, кишиләрниң бир қисим маллирини зулум билән йәвелиш үчүн һакимларға пара бәрмәңлар” (“Қуръан Кәрим”, 2-сүрә “Бәқәрә”, 188-айәт). “Қуръан Кәримдә” һәрбир адәм өзиниң пак әмгигиниң мевиси, һалал тапқан дарамитила униң бәһримән болидиған өз мүлки болидиғанлиғи тәкитлинип, мундақ дейилгән: “Инсан пәқәт өзиниң ишлигән ишиниң нәтиҗисини көрәләйду” (“Қуръан Кәрим”, 53-сүрә, “Нәҗим”, 161-айәт). Муқәддәс “Қуръан Кәримдә” бүйүк Яратқучи яратқан байлиқ интайин бәрикәтлик һәм мол, пүтмәс-түгимәс екәнлигини, һәрбир адәм өзиниң тиришчанлиғи түпәйли уни издәп тепиш, пайдилиниши керәк екәнлиги алаһидә тәкитлиниду. Һә, бу бәрикәтлик зиядә байлиқни қуруқлуқтинму, деңиз-океанлардинму издәп әҗир қилип тапқили болидиғанлиғи һәққидә мундақ дейилиду: “Алла силәргә зиминни меңишқа асан қилди, зиминниң әтрапида меңиңлар. Алланиң (бәргән) рисқидин йәңлар, силәр тирилгәндин кейин Алланиң дәргаһиға қайтурисиләр” (“Қуръан Кәрим”, 67-сүрә, “Мүлк”, 15-айәт). “Алланиң әмри билән деңизда кемиләрниң жүрүши үчүн, силәрниң Алланиң пәзлидин тәләп қилишиңлар үчүн, (йәни тиҗарәт қилишиңлар, белиқ тутушиңлар, деңиз астидин үнчә-мәрвайитларни сүзүвелишиңлар үчүн) вә (Аллаға) шүкүр қилишиңлар үчүн, Алла силәргә деңизни бойсундуруп бәрди” (“Қуръан Кәрим”, 45-сүрә “Җасийә”, 12-айәт). “Алла силәрни деңизниң йеңи гөшлирини (йәни белиқлирини) йесун, тақайдиған зенәт буюмлирини (йәни үнчә-марҗанларни) чиқарсун, дәп силәргә деңизни бойсундуруп бәрди. “Алланиң немәтлирини тәләп қилишиңлар вә униңға шүкүр қилишиңлар үчүн (Алланиң бойсундуруши билән йемәк-ичмәкләр вә жүк-тақилар қачилайдиған) кемиләрниң деңизда долқун йерип кетиватқанлиғини көрисән” (“Қуръан Кәрим”, 16-сүрә, “Нәһл”, 14-айәт). “Қуръан Кәримниң” бәзи айәтлиридә күндүз билән кечиниң алмишиши зикир қилинған болуп, шундақ күн чиқиши билән тирикчилик қилип өз күчигә тайинип һалал яшаш керәклиги, күн олтириш билән арам елип дәм елиш охшаш бәлгилимиләрму орун алған. Мәсилән: “Силәрни кечидә арам алсун, күндүздә (һаятлиқ йолида һәрикәтлинип) Алланиң пәзилини тәләп қилсун вә (Алланиң немәтлиригә) шүкүр қилсун, дәп силәр үчүн кечә билән күндүзни яритиши Алланиң рәһмитидиндур” (“Қуръан Кәрим”, 28-сүрә, “Қәсәс”, 73-айәт). “Қуръан Кәримдә” кишиләрниң өзара бир-бири билән муамилә қилишта, бәзибир муһим ишларни биртәрәп қилишта тоғра йол тутуп оттураһал болуш, икки тәрәпкә еғип кәтмәслик тоғрилиқ ейтилиду. Көплигән айәтләрдә һәрқандақ ишта һәддидин ешип кәтмәслик, икки қутупқа кетип қалмаслиқ лазимлиғи, мәсилини әқилгә мувапиқ өз лайиғида биртәрәп қилғандила һәр икки тәрәпкә пайдилиқ екәнлиги тәкитлиниду. Мәсилән, пул яки башқа нәрсиләрни чиқим қилиш, ихтисат сәрип қилишни тәләп қилған әһвалларда бепәрвалиқ билән сөләтвазлиқ, махтанчақлиқ қилишқиму, бехиллиқ қилип, бәк қисивелишқиму болмайдиғанлиғи алаһидә тәкитлинип, бәлки оттураһал вә тәмкинлик билән иш қилиш муәййәнләштүрүлгән: “Улар (йәни Алла яхши көридиған бәндиләр) хираҗәт қилғанда, исрапчилиқму қилмайду, бехиллиқму қилмайду, оттураһал хираҗәт қилиду” (“Қуръан Кәрим”, 25 сүрә, “Фурқан”, 67-айәт). Муқәддәс “Қуръан Кәримдә” йәнә бир муһим мәсилә, йәни мөмүн мусулманларниң истимал қилидиған йемәкликлиги тоғрилиқ тохтилип, өлүп қалған қой, өшкә, ат, төгә қатарлиқ һайванларниң гөши, чошқа гөши, қан, Алланиң намини атап туруп боғузланмиған һайванниң гөши вә һарақ қатарлиқ бир қисим йемәк-ичмәкләрла һарам қилинған. Әнди кәң зиминдики һәртүрлүк немәтләр, истимал қилишқа болидиған шундақ хилму-хил мол немәт йемәкләр турған йәрдә, һарам қилинған нәрсиләрниң даирисини ашурувәтмәсликни, чәклимини ихтияричә һәддидин ташқири көпәйтивәтмәсликни тәшәббус қилиду: “Һәй, мөмүнләр! Алла силәргә һалал қилған пак нәрсиләрни (тәркидуния болуш йүзисидин өзәңларға) һарам қилмаңлар. (Алла бәлгүләп бәргән) чәктин ашмаңлар. Алла чәктин ашқучиларни һәқиқәтән дост тутмайду. Алла силәргә ризиқ қилип бәргән һалал, пак нәрсиләрдин йәңлар, силәр иман ейтқан Аллаға тәқвадарлиқ қилиңлар” (“Қуръан Кәрим”, 5-сүрә, “Маидә”, 87, 88-айәтләр). “Қуръан Кәрим” һәрқандақ ишни адил бәҗиришни, хәлиққә зиянлиқ болған наһәқ ишларға ян басмаслиқни, һәрқандақ ишқа һөкүм қилғанда яки гувалиқ бәргәндә пәқәтла адил болушни, һәтта иш өзигә четилидиған яки ата-анисиниң пайда-зийиниға тақилидиған болсиму, адил болушини тәшәббус қилиду, шундақла өзи гувалиқ бәрмәкчи болған кишиниң бай-кәмбәғәл яки жуқури тәбәқигә мәнсүп есилзадә яки адәттики киши болушиға қаримай ян басмаслиқни қәтъий тәшәббус қилиду вә бу һәқтә мундақ дейилиду: “Һәй, мөмүнләр! Худалиқ үчүн гувалиқ бериштә, өзәңларниң яки ата-анаңларниң яки туққанлириңларниң зийиниға (гувалиқ беришкә) тоғра кәлгән тәғдирдиму, адаләтни бәрпа қилишқа тиришиңлар, (гувалиқ берилгүчи) бай болса (униңға риайә қилмастин), яки пеқир болса (униңға ич ағритмастин) һаман адил гува болуңлар. Алла силәрдин уларға йеқиндур (йәни уларниң мәнпийитиниң немидә болидиғанлиғини убдан билиду). Нәпси хаһишиңларға әгишип (һәқиқәттин) бурулуп кәтмәңлар. Әгәр тилиңларни толғисаңлар (йәни гувалиқтики фактни бурмилисаңлар), яки гувалиқтин баш тартсаңлар, мундақта Алла һәқиқәтән силәрниң қилмишиңлардин хәвәрдар болуп турғучидур (“Қуръан Кәрим”, 4-сүрә, “Ниса”, 135-айәт). Биз жуқурида Ислам динида “Қуръан Кәрим” әң асаслиқ, һәммидин муһим, әң алий китап дәп тәкитлигән едуқ. Һәрқандақ сағлам пикир қилидиған адәм, әгәр бу муқәддәс китапни диққәт билән оқуп чиқса, униң һәқиқәтәнму наһайити көп иҗтимаий мәсилиләрни әтраплиқ, мупәссәл тәһлил қилип, мөмүн мусулманларни тоғра йолда меңишниң мәшъили екәнлигигә, шундақла адаләтлик қанун турғузушниң әң түп, әң нопузлуқ асаси екәнлигигә көз йәткүзиду. Ядикар САБИТОВ.

213 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы