• Яшлар жили
  • 13 Қараша, 2019

«Уйғур авазиниң» узунағашлиқ җанкөйәрлири

Бийилқи «Яшлар жилиға» уйғур яшлириму алаһидә көңүл бөлмәктә. Җай-җайларда жил бешидин башлап, өтүватқан һәрхил мәрасимлар, учришишлар вә мусабиқиләр шулар җүмлисидиндур. Бәхтишат СОПИЕВ, “Уйғур авази” – Уйғур театриниң абонементини сетиш, қәрәллик нәширләргә муштири топлаш ишлириға яшларниң йеқиндин арилишип келиватқиниға бирнәччә жил болди, – дәйду Җамбул наһийәсиниң баш жигитбеши Мәхсүт Нәзәров. – Бийил «Яшлар жилиға» мунасивәтлик бу ишларни яшлиримиз толуғи билән өзлири атқуруватиду. Улар өзлиригә бөлүнгән кочиларни арилап, өйму-өй кирип тәшвиқат ишлирини жүргүзүватиду. Бийил йезимизда «Уйғур авази» гезитиниң оқуғучилириниң техиму көпийидиғанлиғиға ишәнчим камил. Жут чоңлири пат-пат яшларниң бешини қошуп, уларға хәлқимизниң, жутумизниң тарихи һәққидә сөзләп бериду. Әнди чәттин уйғур зиялилири келип, уларниң бешини қошса, нур үстигә нур болатти. Өткәндә жигитбешиниң мошу тәкливидин кейин Узунағаш йезисиниң яшлири «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәрири Ершат Әсмәтов билән учришиш өткүзди. Баш муһәррир яшларға уйғур мәтбуатиниң тарихи, бүгүнки жәмийитимиздики тутқан орни һәққидә сөзләп бәрди. Соал-җавап териқисидә өткән учришишта яшларму өзлириниң пикир-тәклиплирини очуқ изһар қилди. Яшлиримиз гезит бетидә тарихий материалларниң, уйғурларниң бүгүнки һаятиниң, чәт әл хәвәрлириниң көпирәк берилишини халайдекән. Наһийәниң баш жигитбешиниң мону тәкливиму диққәткә сазавәр. Униң пикричә, яшлар пәқәт «Уйғур авазинила» әмәс, башта ейтип өткинимиздәк, театр билетини, «Азия бүгүн» гезитини вә башқа журналларниму тәшвиқат қиливатиду. – Бу гезитлар билән театр хадимлири бир мәзгилдә йетип кәлгәндә, көпчиликниң алдида сәл тилимиз қисқа болуп қалиду. Чүнки биз адәмләрниң турмуш-тирикчилиги биләнму һесаплишишимиз керәк. Һәр үчилисигә бир мәзгилдә аилә бюджетидин пул аҗритиш қийин. Әгәр силәр өзара келишип, бириңлар жил бешида, бириңлар оттурида, йәнә бириңлар жил ахирида кәлсәңлар бизгиму йеник чүшәтти. Шу вақитта һәммиңларниң көңлини елишқа тиришаттуқ, – деди у өз пикрини изһар қилип. Учришиш ахирида гезит рәһбири бир топ яшларға «Уйғур авази» гезитиниң пәхрий ярлиқлирини тапшуруп, миллий мәдәнийимиз җанкөйәрлигә өзиниң миннәтдарлиғини билдүрди. Җамбул наһийәси. СҮРӘТТӘ: Узунағаш йезисидики бир топ гезитимиз җанкөйәрлири.

202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы