• Йеңилиқлар
  • 13 Қараша, 2019

Биз – бир хәлиқ

Астанада “Қазақстан этнослири: мәмликәт тәрәққиятиға қошулған һәссә. Биз биллә” мавзусида җумһурийәтлик илмий-әмәлий конференция болуп өтти. – Мустәқиллигимизгә аз-кам оттуз жил толди, бу инсанийәт тарихида наһайити аз вақит, бирақ бу мәмликитимизниң дунияниң сәясий хәритисидә тәсадипи орун егилигәнлигини билдүрмәйду. Суверен тәрәққиятниң мошу оттуз жили – Евразия қитъәсиниң қақ мәркизидә әсирләр мабайнида йүз бәргән мурәккәп тарихий вақиәләрниң нәтиҗиси. Шундақ қелиплашқанки, қедимдин тартип биз үчүн мошу муқәддәс дияр әркинлик вә мустәқиллик үчүн қанлиқ җәңләрниң мәйдани болған, – деди Қазақстан Җумһурийитиниң әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Дәурен Абаев конференциядә сөзгә чиқип. Министр бизниң тарихий хатиримизниң ХХ әсирдики иҗтимаий-ихтисадий тәҗрибиләрниң паҗиәлик ақивәтлириниму билидиғанлиғини қошумчә қилди. – Мошуларниң һәммиси болған, тарихниң мошу мудһиш сәһипилири пәқәт иҗтимаий пәнләр дәрисликлиридә әмәс, бәлки түрлүк милләтләрниң һечқандақ гунаси йоқ миллионлиған адәмлириниң қәбир ташлиридиму йезилған. Шуңлашқа биз буни һечқачан унтумаймиз. Қазақларниң меһриванлиғи вә даналиғини, русларниң меһмандостлуғини, корейлар билән немисларниң әмгәкчанлиғини, украинлар, өзбәкләр вә башқиму милләтләрниң сәмимийлигини бирләштүргән бизниң хәлқимиз әйнә шу синақларда қелиплашқан. Һазир тарихий вәтини Улуқ дала елидин миңлиған километр жирақ болған миллионлиған адәмләрниң тәғдири бир мәмликәткә бирләшти вә улар биз билән биллә умумий һәм һәммиси яхши көридиған өйүмиз – Қазақстан Җумһурийитини қуруватиду. Бизниң бирлигимиз көпхиллиқта, мошу бизниң идеологиямизниң асаси, – дәп тәкитлиди министр. Конференциягә қатнашқучилар тарихий аң-сезимни шәкилләндүрүш, “Бир хәлиқ – бир әл – бир тәғдир” принципи бойичә бирләштүргүчи амилларни издәш арқилиқ милләтниң надир кодини сақлап қелиш йоллирини муһакимә қилди. Конференция ишиға ҚХА Рәисиниң орунбасари Жансейит Түймебаев, Тарих вә дөләт институтиниң мудири Бүркүтбай Аяған, Ш.Вәлиханов намидики Тарих вә этнология институтиниң мудири Зиябек Қабулдинов, тарих вә этнология, милләтләрара мунасивәтләр, сәясий тәтқиқатлар саһасидики йетәкчи мутәхәссисләр, шундақла дөләт органлири вә этномәдәнийәт бирләшмилириниң вәкиллири қатнашти.

418 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы