• Йеңилиқлар
  • 13 Қараша, 2019

Ишсизлар сани азийиватиду

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Өткән жили Әмгәкчиқазақ наһийәсидә 79 миллиард тәңгилик йеза егилиги мәһсулати йетиштүрүлгән еди. Бу 2017-жил билән селиштурғанда 122,1 пайиз көп. Йеқинда Талдиқорған шәһиридә «Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң иҗтимаий-тәрәққияти» мавзусида өткән мәтбуат-конференциядә наһийә һакими Бинәли Ысқақ бу утуқларға тәпсилий тохталди. Пәхирлиниш билән тилға аларлиғи, наһийәдә алма бағлири жилдин-жилға көпийиватиду. Әгәр 2012-жили алма вә үзүм бағлириниң көләми 3271 гектарни тәшкил қилса, 2019-жили, йәни алтә жил ичидә, бу көрсәткүч 10,5 миң гектардин ашқан. Наһийәдә пәрвиш қилинған алма пәқәт Қазақстан базарлири билән дуканлиридила әмәс, бәлки Россия, Хитай, Моңғолия вә Бирләшкән Әрәп Әмирликлиригиму экспортқа чиқириливатиду. Бу әлләрдә наһийә алмисиниң сүпити билән қайтиланмас дәми жуқури баһаланмақта. Наһийәгә 1-октябрьға қәдәр, 27 миллиард 953 миллион тәңгилик инвестиция җәлип қилинған. «Регионларни тәрәққий әткүзүш» программиси бойичә 22 лайиһә әмәлгә ашмақта. Җүмлидин алтә йеза йоллириниң еқимдики җөндәш ишлири, тоққуз йезиниң су трубилирини йеңилаш вә йәттә йезиниң спорт мәйданчилирини қайтидин селиш қолға елинди. Көпбалилиқ вә баққучисидин айрилған, тәминати төвән 9505 аилигә 3 миллиард 266 миллион тәңгилик ярдәм көрситилди. 182 көпбалилиқ аилә турғун өй елиш новитидә туриду. Бюджет һесавиға 10 өй сетивелинип, көпбалилиқ аниларға берилди. Декабрь ейида Ишиктә шәһиридә 60 пәтирлик өйниң қурулуши тамамлинип, пайдилинишқа берилиду. 2020-жили Ишиктә шәһири вә Челәк йезисида 60 пәтирлик үч турушлуқ өй селиниду. Бу өйләр новәттә турған барлиқ көпбалилиқ аилиләрни өй билән тәминләшкә мүмкинчилик бериду. Буниңдин ташқири наһийә тиҗарәтчилириниң ярдими билән көпбалилиқ икки аилә баш-паналиқ болди. Үч аилиниң өйи җөндәштин өткүзүлди. Муһтаҗ аилиләр үчүн дөләт тәрипидин бериливатқан йеникчиликләрдин башқа наһийә бойичә ярдәм программиси тәйярлинип, әмәлгә ешиватиду. Хәлиқни иш билән тәминләш саһасидиму нурғун ишлар әмәлгә ашти. Иш билән тәминләнгәнләрниң сани өсүп, ишсизлиқ көрсәткүчи төвәнлиди, йәни 4,3 пайизни тәшкил қилди. Мәтбуат конференциядә мана мошундақ утуқлар тоғрилиқ әтраплиқ ейтилди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

429 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы