• Бизниң сөһбәт
  • 20 Қараша, 2019

«Рух» хәлқимизниң роһини көрситиду

Мана бираз вақиттин кейин москвалиқ режиссер Михаил Плиско Уйғур наһийәсидә йеңи фильмни чүширишни башлимақчи. Өткән һәптидә биз әйнә шу режиссер билән учришип сөһбәтләшкән едуқ. Төвәндә шу сөһбәтни диққитиңларға тәғдим қиливатимиз. Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» — Михаил, биринчидин, хуш кәпсиз. Иккинчидин, уйғурлар һәққидә қәйәрдин әхбарат алдиңиз? — Рәхмәт. Мән һазир Москвада яшаймән. Сәяһәт қилишни наһайити яхши көримән. Мошу күнгә қәдәр дунияниң 44 дөлитини зиярәт қилдим. Қазақстанда, шуниң ичидә Алмутида болушни яқтуримән. Һәр кәлгинимдә даңлиқ Чарин чатқаллиғиға баримән. Хаталашмисам, мошуниңдин төрт жил илгири алмутилиқ тонушлирим мени Уйғур наһийәсидики иссиқ суларға, йәни Аришаңларға тәклип қилишти. У йәргә барғинимда, наһийәниң тәбиити мени бирдин өзигә мәптун қиливалди, һәтта бир көрүпла ашиқ болуп қалдим десәмму болиду. Оң тәрипиңдә егиз тағлар, сол тәрәптә бепаян дала. Режиссер үчүн наһайити қолайлиқ. Чүнки бир-икки саат меңипла, һәрхил тәбиәт мәнзирисини таписән. Дәм елиш җәриянида уйғурлар билән тонуштум. Аришаңдин қайтип келиватқинимизда, йолда балиларниң оюнчуқ машиниси турған җайни учритип қалдуқ. Тохтап қарисақ, машинини қара рәхткә орап, худди хатирә таш сүпитидә тизип қоюпту. Тәхминимчә, мошу йәрдә йол апити йүз берип, наресидә вапат болған охшайду. Әйнә шу көрүнүшни көргәндә наһайити тәвринип кәттим. Бешимға мошу вақиә тоғрилиқ фильм сценарийисини йезиш киривалди. Биринчидин, мени наһийәниң тәбиити мәһлия қиливалди. Шуңлашқа Москваға кәлгинимдә, әйнә шундақ гөзәл бир җайда кимләр туриду, улар кимләр, немә билән шуғуллиниду дегәнгә охшаш соаллар пәйда болушқа башлиди. Өзәмдә илгири уйғурлар һәққидә умумий мәлуматлар бар еди. Әнди уйғурларни чоңқур үгинишкә кириштим. Иккинчидин, мени тәврәндүргән әйнә шу вақиәму түрткә болди. Фильм беваситә әйнә шу паҗиә һәққидә әмәс. Амма асасий идеяси – җудалиқ. Йәни ата-ана балисини йоқитип қойди яки бала ата-анисиз қалди дегән сюжет әтрапида. Шуниңдин кейин бу йәргә бирнәччә қетим кәлдим. Москва охшаш чоң шәһәр қалаймиқинидин кейин бу йәргә кәлсәм раһәтлинимән. Һаят һәққидә, мәхсәтлирим һәққидә, иҗадий ишлирим һәққидә көп ойлинимән. Уйғурлар һәққидә мәлуматлар топлаш җәриянида уларниң қедимий тарихи бар, мәдәнийәтлик, сәнъәтхумар, ишләмчан хәлиқ екәнлигини чүшәндим. Амма уйғурлар һәрхил тарихий җәриянлар, хаинлиқлар ақивитидин вәтәнсиз қалған екән. Әң муһими, хәлиқ бешидин өткүзгән қийинчилиқларға, азап-оқубәтләргә қаримай урпи-адитини, тилини, мәдәнийитини, бирпүтүн миллийлигини сақлап келиветипту. Мошуниң һәммиси мени илһамландурди. — Шундақ қилип, фильм немә һәққидә? — Фильм «Рух» дәп атилиду. Буни чүшәндүрүп өтәй. «Рух» дегән сөз билән әрәп мифологиясидә йоған қуш тәсвирлиниду. Қуръанда бу сөз күч, асас дегәнликни билдүридекән. Шундақла фильмдики баш қәһримани уйғур балисиниң исми Фарух, уни әтрапидикиләр қисқартип «Рух» дәп атишиду. Фильмниң метафорисида уйғур хәлқиниң күчлүк роһи, сунмас ирадиси ятиду. Йәни, жуқурида ейтқинимдәк, уйғурлар барлиқ җапаларға қаримай, мошу кәмгичә роһини чүшәрмәй келиватқан хәлиқ. Әйнә шу роһни, сунмас ирадини уйғур жигитиниң обризи арқилиқ көрситишни мәхсәт қиливатимиз. Сюжет бойичә, маддий мәнпийәтни көп ойлайдиған Ерғалым өзиниң туғмас аяли Жулдыз билән аҗрашмақчи болиду. Ерғалым йолда кетип берип фильмниң баш қәһримани Фарухни (Рух) учритип қалиду. У ялғуз бовисиниң вапат болғанлиғини аңлап, балилар өйидин қечип чиқиду. Шәхсий мәнпийитини һәммидин үстүн қойидиған Ерғалымниң һаятқа болған көзқариши Фарухни учратқандин кейин кәскин өзгириду. Уйғурларда қериндашлиқ мунасивәтләр яхши сақланған. Амма, Фарух айрим сәвәпләргә бола, балилар өйидә турушқа мәҗбур болиду. Әнди Ерғалымниң балиси болмиғачқа, аялидин аҗришишни халайду. Бир-биригә қарши икки тәғдир. Биридә бала йоқ, иккинчисидә болса, ата-ана йоқ. Житим бала болса, муһәббәткә муһтаҗ. Сәпәр вақтида баш қәһриман талай қийинчилиқларни баштин өткүзиду. Амма, шуларға қаримай, өзиниң роһини сақлап қалиду, ирадиси сунмайду, мәхситигә йетиду. Әйнә шу рәмзлик чүшәнчиләр арқилиқ уйғур хәлқиниң тәғдирини көрситишни халаватимиз. Фильмда Фарухни бөрә һимайә қилип туриду. Ахирида баш қәһриманниң һаяти иҗабий һәл қилинғанда у кетиду. Бу рәмзлик образ. Мәлумки, бөрә қедимий уйғурларниң тотеми болған. Шундақла Қазақстанниң рәмзи болған бүркүтму пәйда болуп туриду. Фильмда биз шундақла заманивий җәмийәтниң айрим муһим мәсилилирини көрситишни мәхсәт қилдуқ. Улар — адәмләрниң бир-биригә болған бепәрвалиғи, маддий мәнпийәтниң үстүнлүги, аилә қәдрийәтлириниң чүшүп кетиши вә һаказилар. Инсанниң тирик вақтида қәдри йоқ, пәқәт дуниядин өткәндин кейинла уни чүшинимиз. Фильмдики йәнә бир баш қәһриманида заманивий җәмийәтниң барлиқ камчилиқлири муҗәссәмләнгән. Бирақ униң қәлби очуқ, жүригидә қандақту- бир меһриванлиқ бар. Фарухниң паҗиәлик тәғдири уни өзгәртиду. Һаятқа башқичә көзқараш билән қарашқа мәҗбурлайду. Қисқичә ейтқанда, фильмниң асасий идеяси вә сюжети мана мошундақ. Қошумчә қилсам, фильм сценарийи мошуниңдин төрт жил илгири йезилған. Икки жил бурун Тувада өткән қисқа метражлиқ фильмлар сценарийлири фестивалида биринчи орунни егилиди. Қизиқ йери, Тувада уйғурларниң Пор Бажын қәлъәси орунлашқан екән. Тувалиқлар өзлири уйғурларни бизниң әҗдатлиримиз дәп һесаплайдекән. Буму рәмзлик болса керәк. Сценарийни Алмутида «Қазақфильмда» муһакимә қилдуқ. Шу йәрдә уйғурлар тоғрилиқ фильм қачан чүширилгәнлигини сориған едим. Һәйран қалдурғини, уйғурлар һәққидә фильм өткән әсирдә, он тоққузинчи әсирдә йүз бәргән тарихий вақиә һәққидә чүширилгән екән. Демәк, оттуз жилдин ошуқ вақит уйғурлар һәққидә кәспий режиссерлар тәрипидин фильм чүширилмәпту. Фильм қисқа метражлиқ, йәни хронометражи оттуз минуттин ашмайду. Шундақла коммерциялик әмәс, муәллиплик фильм. Дәсләпки вақитларда пәқәт фестивальларда намайиш қилиниду. Уйғур вә қазақ тилида чүширилиду, рус вә инглиз тилида субтитрлар билән көрситилиду. — Фильмниң коммерциялик болмаслиғи аммивий тамашибинға көрситилмәйду дегәнликни билдүрәмду? — Шәхсән өзәм режиссер вә сценарист сүпитидә муәллиплик фильмларни чүширишкә тиришимән. Мундақ фильмлар асасән хәлиқара фестивальларда көрситилиду. Бу фильмму дәсләп пәқәт фестивальларда намайиш қилиниду. Икки-үч жил аммивий тамашибинға көрситилмәйду. Бирақ биз мошу сценарий асасида толуқ метражлиқ фильм чүширишни мәхсәт қиливатимиз. Мениң оюмчә, фильмниң хәлиқара фестивальларда истиқбали зор болиду. Униңдин ташқири, мошу фильмни хәлиқара фестивальларда көрситиш арқилиқ уйғурларниң паҗиәлик тәғдирини, болупму һазирқи қисмәтлирини ейтип өтүш имканийити пәйда болиду. Чүнки хәлиқара фестивальларда интервьюларни беримиз, фильмни, баш қәһриманларни тонуштуримиз. Әйнә шу вақитта уйғурлар һәққидә һәқиқәтни ейтимиз дәп ойлаймән. Шәхсән өзәмниң ойичә, «Рух» уйғурларниң роһини көрситиду Мәзкүр фильмниң сценарийи төрт жил давамида йезилди. Алмутиға кәлгән пәйтлиримдә Уйғур театриниң чоң артистлиридин мәслиһәтләр алдим. — Фильмға актерларни қандақ таллавалдиңлар? — Баш қәһриман Фарухниң ролиға актер таллиғанда қийналмидуқ. Уму қизиқ вақиә. Мән дәсләпки қетим Уйғур наһийәсигә кәлгәндә, жуқурида ейтқинимдәк, тәбиити һәйран қалдурди. Иҗадий адәм болғачқа, дәм елиш давамида кичик сюжетларни чүширишкә киришип кәттим. Әтрапимизда жүргән йәрлик хәлиқ бизни кино чүшириватиду дәп ойлап қалған охшайду. Бир күни қешимизға сәккиз-тоққуз яшлар чамисидики бала кәлди. Бизниң ишимизға йеқин арилишип кәтти. Талантиму бар екән. Йәрлик алаһидиликләрни яхши билгәчкә, у яки бу нәрсиләрни ейтип чүшәндүридиған болди. Исми — Данияр Һезимахунов. Алаһидә тәкитлишим керәкки, мән фильмниң сценарийини йезишқа башлиғанда баш қәһриманниң ролини нәқ шу Даниярниң ойнайдиғиниға ишәнчим камил болди. Һәтта, образ нәқ Даниярға маслаштурулди. У өзиму бова-момисиниң қолида чоң болған екән. Демәк, образда айрим охшашлиқларму бар екән. У тоққузинчи синипни тамамлап, Т.Жүргенов намидики сәнъәт академиясиниң колледжиға оқушқа чүшүпту. Һазир оқуш билән биллә Әвезов намидики академиялик театрдиму ишләветипту. Талантлиқ бала, уйғур, рус, қазақ тиллирини яхши билиду. Баш рольларниң бирини Уйғур театриниң артисткиси Реһангүл Мәхпирова орунлайду. Ерғалым ролиға, Даниярниң тәкливи билән, өзи оқуватқан колледжниң оқутқучиси Марат Абайдилдани бәкиттуқ. Жулдызниң ролини талантлиқ актриса Сания Ерзат иҗра қилиду. Эпизодлуқ рольларда Уйғур вә Әвезов театриниң актерлири ойнайду. Униңдин ташқири, йәрлик аһали вәкиллириниму җәлип қилимиз дегән оюмиз бар. — Фильмни қачан чүширишкә башлайсиләр? — 25-ноябрь. Планимиз бойичә икки һәптә чүширимиз. Операторини Санкт-Петербургтин тәклип қилмақчимиз. Қазақстан тәрәптин режиссер Марат Ибраев болиду. Фильмни чүшириштин авал биз бирнәччә қетим Уйғур наһийәсидә болдуқ. Айрим сюжетлар Чоң вә Кичик Ақсу, Кәтмән, Ақтам йезилирида чүширилиду. Монтажни Россиядә қилимиз. Умумән, фильм келәр жили әтиязда тәйяр болиду дегән планимиз бар. — Силәргә ярдәм бериватқанлар барму? — Әлвәттә, ундақлар көп. Дәсләп бизни Уйғур наһийәсиниң һакими қобул қилип, һәрқандақ ишларда ярдәм беридиғинини изһар қилди. Фильмни чүшириш хираҗитини өз зиммисигә алған бирнәччә шәхсләр бар. Амма улар һазирчә исимлириниң намәлум болуп турушини илтимас қилишти. Уларниң исим-фамилиялири фильмниң титрлириға йезилиду, әлвәттә. Бизниң һазир бу йәрдики барлиқ ишимизни уйғунлаштуруватқан – Надира Өмәрова. Хошал вә һәйран қилғини, йәрлик аһали болди. Қәйәргила бармайли, аддий хәлиқ бизни наһайити сәмимий күтүвалиду. Керәк болған барлиқ нәрсиләрни тепип бериватиду.Һаҗәт реквизитларни, машина, ат-улақ, өйләрниму хәлиқ тәклип қиливатиду. Қайси өйгә кирмәйли, дәстихан йейип қарши алиду. Уйғурларниң миллий таамлириниң тәми алайтәнлиғу, болупму ләңмәнгә убданла үгинип қалдим. Әткәнчайниму ичимән. Мошуларни көргәндә һазирқидәк прагматизм дәвридә һелиму меһриванлиқ, көйүмчанлиқ, кәмтарлиқ, сәмимийлик чүшәнчилириниң йоқимиғанлиғиға қайил болисән. Бу болупму биз, йәни, Москва охшаш чоң шәһәрдин кәлгәнләр, үчүн наһайити муһим. Пурсәттин пайдилинип, бизгә ярдәм қолини сунуватқан барлиқ инсанларға чоң миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. Биз силәрниң ишәнчәңларни ақлашқа тиришимиз. — Сөһбитиңизгә рәхмәт.

635 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы