• "Рухани жаңғыру"
  • 20 Қараша, 2019

Аңлиқ мәвқә, изчил паалийәт лазим

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» программилиқ мақалисида: «Туғулған йәргә, униң мәдәнийити билән әнъәнилиригә алаһидә һиссият илкидә қараш – һәқиқий вәтәнпәрвәрликниң әһмийәтлик көрүнүшиниң бири. ...Вәтәнпәрвәрликниң әң илғар үлгиси мәктәптә туғулған йәрниң тарихини оқуштин башланса наһайити яхши болиду. Туғулған йәрниң һәрбир сейи вә идирлири, тағлири билән дәриялири тарихтин учур бериду. Һәрбир йәр нами тоғрилиқ талай ривайәтләр вә һекайиләр бар. Һәрбир өлкиниң хәлқигә соғда пана, иссиқта сайә болидиған, исимлири хәлиқ қәлбидә сақланған пәрзәнтлири бар. Мана мошуниң һәммисини яш әвлат билип өсүши керәк», дейилгән. Шундақ екән, бүгүн биз, чоң әвлатниң, асасий вәзипимиз – пәрзәнтлиримизни көзи очуқ, қәлби ойғақ, жүриги таза, миллитини сөйидиған, хәлқигә көйүнидиған, киндик қени тамған жутиниң мәрт-мәрданә, сахавәтлик пәрзәнди болалайдиған мәнивий дунияси бай, милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр шәхс сүпитидә тәрбийиләп йетилдүрүш. Вәтәнпәрвәрлик әң алди билән мәмликәткә, дөләт тилиға, өз хәлқигә, ана тилиға, мәдәнийитигә болған һөрмәт асасида, бир милләтниң вәкилини етирап қилиш, униң мәдәнийитигә, еһтияҗлириға чүшиниш билән қараш асасида шәкиллинидиған гәп. Әнди бир-бириниң еһтияҗлирини, қәдрийәтлирини инкар қилиш асасида елип берилгән тәрбийә һечқачан нәтиҗилик болған әмәс. Шундақ екән, аилидә ата-ана пәрзәндигә, мәктәптә муәллим оқуғучиларға уйғурлар билән қазақларниң әзәлдин қериндаш, бир-биригә яр-йөләк болуп яшаватқан хәлиқләр екәнлигини чүшәндүрүши керәк. Умумән, яшлар арисидики тәрбийә, идеологиялик иш бизниң көпмилләтлик дөләт екәнлигимизни һесапқа алған һалда жүргүзүлүши тегиш. Дәрвәқә, әҗдатлиримиз өз аилисини әзәлдин тәвәрүк алтун угиға тәққаслиған. Қутлуқ өйниң өз егиси, түврүги – ата-ана. Шу иккиси муқәддәс угиниң келәчәк варислири – яш әвлатни тәрбийилигән еди. Йоруқ дунияға пәрзәнди кәлгән күндин башлап, һәрбир ата-ана өз әвладини әқиллик, пәм-парасәтлик, вижданлиқ қилип йетилдүрүшни муқәддәс вәзиписи дәп биләтти. «Адәм болимән десәң – оқи», дәп алим-язғучиларниң үнчидәк тизилған мисралиридики әқил тамчилирини пәрзәнтлириниң дилиға сиңдүрүшкә тиришатти. Кичигидинла балисиға китап оқутуп, шеир ядлитатти. Қәһриман әҗдатлириниң әрлигини үлгә қилип көрситәтти. Уларни һәрвақ қәдирләшни үгитәтти. Һазирму биз өз әвладимизниң киндик қени төкүлгән йеригә, туғулуп өскән йезисиға, өлкисигә, йәни туғулған йеригә муһәббәт бағлишини вә миллитигә риясиз хизмәт қилидиған вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр болушини, муһими, милләтниң келәчигини, әвладини һимайә қилған вә Ата маканимизниң бир бөлүгиниму явға бәрмәй, әвладиға мирас қалдурған әҗдатлириниң һәқиқий вариси болушини арман қилимиз. Бүгүн биз яшлиримизниң елини, йерини, миллитини қоғдиған батур һәм җасур әҗдатлиримизниң әрлигини үлгә тутуп, әҗдатлардин мирас болуп келиватқан тилимизни, урпи-адәт вә әнъәнилиримизни сақлапла қалмай, уни йәниму тәрәққий әткүзүшкә ат селишсекән дәймиз. Уларниң ата-бовилири охшаш пәрзәндиниң қәлбигә бөшүктин башлап әр йәткичә миллий роһни, иман-етиқатни, меһриванлиқ, изгүлүк кәби алий инсаний пәзиләтләрни сиңдүрүп өтүшини истәймиз. Пурсити кәлгәчкә шуниму тәкитләш керәкки, мабада кимду-бири биздин «Һазирқи яш әвлат «Чинтөмүр батур вә Мәхтумсула» чөчигини, «Оғузнамә» дастанини биләмду? Назугум вә Садир палван қошақлириниң мәзмун-маһийитигә чөкүп оқуватамду? Яки компьютер дәври уларниң һәммисини ядидин чиқиривәттиму?» дәп сорап қалғидәк болса, қизирип қалимизмекин. Шуңлашқа яш әвлатни вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш үчүн мәктәпләрдә, һәтта йезилардики Мәдәнийәт өйлиридә тәрбийәвий әһмийити зор һәрхил чарә-тәдбирләрни, җүмлидин вәтәнпәрвәрлик роһта суғирилған шеирийәт конкурслирини, җәңгиварлиқ роһ әкис етилгән сәһнилик көрүнүшләрни, ата-бовилиримизниң әрлигини тәрғип қилидиған мәрасимларни пат-пат өткүзүп, уларға жут-җамаәтчиликни җәлип қилип турушимиз керәк. Шундақла туғулған йерини, елини сөйүшкә дәвәт қилидиған тәрбийәвий әһмийити бар лайиһиләрниңму оқуғучиларни вәтинини, киндик қени тамған жутини сөйүшкә тәрбийиләйдиғини шүбһисиз. Оқуғучиларға мәйли мәктәптә, мәйли аилидә болсун, туғулған жут тоғрилиқ әтраплиқ чүшәнчә берип, жут пәхригә айланған жутдашлири вә уларниң ели, жути үчүн қилған изгү ишлири тоғрилиқ қисқичә сөзләп бәргәнму ошуқлуқ қилмайду. Билсәк, вәтәнпәрвәрлик өзлүгидин шәкилләнмәйду. Уни шәкилләндүридиған асасий амиллар монулар: тарихимиз, ана тилимиз, мәдәнийитимиз билән сәнъитимиз, муқәддәс динимиз вә туғулған йеримиз, урпи-адәт вә әнъәнилиримиз һәм миллий роһимиз. Мана мошу миллий қәдрийәтлиримизни биз көзүмизниң қаричуғидәк асрап, уни кәлгүси әвлатлиримизға беҗирим һаләттә тапшурушимиз керәк. Көчниң бешини миллий қәдрийәт вә мәнивий йеңилиниш йолиға буриған екәнмиз, шу улуқ йолда адашмай, әвладимизниң парлақ келәчиги үчүн алға қарап қәдәм ташлайли. «Өткән вақит үнсиз үгдәйду, келәр вақит аста силҗийду, һә, бүгүнки күн ғуюлдап өтиду» дегән әмәсмеди даналар. Шуңлашқа бүгүн келәчәк әвлатқа: «Кимлигиңни унтума, әҗдадиңниң саңа қалдурған аманитигә һечқачан хиянәт қилма! Ана тилиңни сақла! Аиләңдики ата-анаң яндуруп кәткән миллий чирақни өчирип қойма! Милләт мәнпийити үчүн хизмәт қилидиған пурсәтни қолдин берип, вақтиңни бошқа өткүзүп қоюп, кейин бармақ чишләп қалма!», дегүмиз келиду. Улар болсиму төр талишип, мәнсәпкә интилмисекән, дәймиз. Ундақ болғини, биз әйнә шу шәхсий мәнпийәтниң қули болуп, мәнсәпкә интилип, көп нәрсиләрдин айрилип болдуқ. Өзара талаш-тартиш билән күнимизни өткүзүп қойғанлиқтин, милләтниң йерими роһини тенитип қойған қуруқ тәнләргә айланди. «Атиларниң йоқатқинини балилар тапиду», дәп үмүт артқан бизниң балилиримиз башқа тилда сөзләп, ят динға етиқат қилип, пәрвасиз яшаватиду. Аримизда миллий ғурури чириған, сахта милләтпәрвәрләр, сәвийәси төвән һәм қалаймиқанлашқан, өз ғеминиң қули болғанлар көпәйди. Һәммидин ечинарлиғи, өз тилиға, маарипиға вә әдәбиятиға ят көз билән қарайдиғанлар әпти-бәширисини йошурмайдиған болувалди. Буни көргәндә әсәблиримиз күчәймәскә амал барму? Бәзи «мошу карван беши болидиғу», дәп үмүт артқан зиялилиримиз, ақсақаллиримиз җәмийәтлик тәшкилатлиримизниң паалийитигә һейлә-микирлирини ишлитип чепиливатқанлиғини аз дәп, адаләтсизлик етиға минивелип, көпчиликни галваң қиливатқан. Улар Сиз билән бизниң муң-муһтаҗлиримизни ойлап әмәс, заманниң рәптайиға, уни чақ пеләктәк халиғиничә пеқиритиватқан «заманивий адәмләргә» қарап үзини өрүвалғандәк. Һәтта, уларниң өзлирини һәммидин әқиллик вә қудрәтлик санап, аңлиқ кишиләрдин өзини үстүн қоюп, һәрқандақ сорунларда төргә, минбәргә чиқивелип, кәлсә-кәлмәс пәнди-несиһәтлири билән Сиз билән бизгә охшаш қаракөзлири үстидин һөкүм жүргүзүшкә хуштар екәнлигиниму байқап жүримиз. Аччиқ болсиму етирап қилишимиз керәкки, ахирқи вақитларда аримизда һечкимгә риайә қилмай вә һечкимдин әймәнмәй сөзләверидиған, гепи чоң, ағзида бар, әмәлиятта йоқ зиялисимақлар пәйда болуп қалди. Хәлиқни чүмпәрдә сүпәт қоляғлиқ қиливалди. Халиса, өз мәнпийәтлиригә пайдилиниду, яқмиса сүртүп ташлаветиду. Улар той-бәзмә, сорунларда бир-бирини асманға көтирип махтишип, өзлирини «кичик даһичақ» сезишип қалған. Немишкә зиялиларниң тәркивидә «мәнгә» һәвәскарлар, ясалма көрүнүшкә хуштар, һәсәтхорлуқ кесилигә гириптар болғанлар көпийип, немишкә улар ана тил, ана мәктәп вә миллий тәрәққият тоғрисида ойлимайду? Немишкә улар гөдәклиримизниң миллий ғурурини ойғитип, зәйипкә учриған әқил-параситини түзәш, тазилаш үчүн интилмайду? Бу хил соаллар миллий виждани барларни қийнимасму?! Бәзидә бирнәччә адәмниң беши қошулуп қалса, «Биз қедимий мәдәнийәткә егә милләт вәкиллири болимиз. Шаһ әсәрләрни йезип қалдурған әдиплиримиз бар», дегәнгә охшаш гәпләрни қилип мәғрурлинимиз. Биз, әлвәттә, өзимизниң шанлиқ мәдәнийәт тарихимиз билән пәхирлинишкә һәқлиқмиз. Бирақ һазирқи вақитта бу айрим һалларда, һәқиқий мәнасини йоқатқан пәхирлинишкә айлинип қалғандәк. Ундақ дейишимизниң сәвәви, биз әҗдатлиримизни қиш күнлири тоңлиғанда кийидиған, язда иссип тәрлигәндә, селип ташлайдиған чапанға айландурувалдуқмекин дәймән. Ечинарлиғи, биз, һазирқи әвлат вәкиллири, әҗдатлиримиз тиклигән шан-шәрәпкә варислиқ қилалмайватимиз. Өзини уйғурниң зиялиси санап жүргән бир акимиз көпчилик жиғилған бир сорунда тәвринип, «Уйғур тилиға қан керәк», дәп қалди. Наһайити орунлуқ ейтилған гәп. Бирақ алди билән шу уйғурниң өзигә уйғурниң таза қени вә миллий ғурури, виждани керәкмекин дәймән. Мошу мәсилигә бағлиқ бир мисал кәлтүрүп өтүшни мувапиқ көрүватимән. Бурун өткән заманда бир палта келип, йешил орманни четидин чепип, қиришқа башлапту. Шу чағда қери әмән бир яғачни «Қандақ палта екәнлигини билип кәлгин», дәп орманға әвәтипту. У: «Палтиниң беши төмүр, сепи яғач екән, әһвалимиз еғир боламдекин», дәп мәйүслинипту. Шу ривайәттә ейтилғинидәк, бизниң һазир өзини «көрнәклик зиялимән», дәп һесаплап жүргәнләрниң көпчилигиниң беши — рус, сепи — уйғурмекин. Шуңлашқа бүгүн биз һәрбир һамилдар аниниң қосиғидики балиға «Садиғаң кетәй, сән болсаңму таза уйғур болуп туғулғин!» дәп ялвурушқа мәҗбурмиз. Ундақ дейишимизниң сәвәви, бизниң көңлүмиз мискинлишип, көзүмиз яштин қурумиди. Жиғлидуқ, қахшидуқ. Дәрдимизгә дәрман болар мәдәткарлиримизни издидуқ. Тепилдиму, техичә биләлмидуқ. Дуа-намазлиримизда улуқ Алладин соридуқ. Бәс, йетәр! «Милләт өзини-өзи йоққа чиқармиса, уни мәнъий қилидиған һечқандақ күч йоқ», дәйду даналар. Бирлиги йоқ милләтниң тәғдири паҗиәлик, әвлади натайин хәлиқниң келәчиги туманлиқ болидиғанлиғи ениқ. Болупму бизгә охшаш көңли йерим хәлиқниң роһий вә мәнивий бирлиги болуши һавадәк һаҗәт. Шуниң билән биллә хәлқимиз жиғинчақ яшаватқан жутларни иҗтимаий-мәдәний җәһәттин риваҗландурушимиз керәк. Муһими, һаятий муһтаҗлиримизға уйғун аңлиқ мәвқә, шуниңға асасланған изчил паалийәт лазим. Хуласә шуки, милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр, мәдәнийәтлик вә парасәтлик әвлатни тәрбийиләп йетилдүрүш үчүн, аилидә ата-ана, мәктәптә муәллим өзара һәмкарлашқан һалда, җиддий ишлиши тегиш. Әйнә шу чағдила аилидики һәм мәктәптики берилгән тәрбийә бошқа кәтмәйду.

228 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы