• Мукапат мубарәк!
  • 20 Қараша, 2019

Малийә саһасидики утуғи баһаланди

Мәлумки, һәр жили елимиздә 15-ноябрь — Миллий валюта вә малийә хадимлири күни нишанлиниду. Бийилму бу сәнә дағдуғилиқ атап өтүлди вә Қазақстан Җумһурийити Миллий Банки рәһбәрлиги җай-җайлардики бөлүмчилиридә өзлириниң адиллиғи вә тиришчанлиғи билән пәриқләнгән хадимлириға мәхсус мукапатларни тапшурди. Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Уларниң арисида Гүлнарәм Абдуллаеваму бар. У ҚҖ Миллий Банки Алмута вилайәтлик шөбиси тәрипидин Тәшәккүрнамә вә тәвәллудлуқ монета билән тәғдирләнди. Әнди мукапат егиси һәққидә икки еғиз сөз. Гүлнарәм Абдуллаева Ғалҗат оттура мәктивини 1990-тамамлап, Ташкәнт дөләт ихтисат университетиниң бухгалтерлиқ һесап вә аудит факультетиға оқушқа чүшиду. Уни әла баһаларға түгәткәндин кейин Чонҗа йезисиға қайтип келип, бирнәччә жил «Қазпочта» бөлүмчисидә ишләйду. Андин 2008-жилдин «Халық Банк» бөлүмчисини башқуриду. У һазир мәзкүр банкниң Қарасай наһийәсидики бөлүмчиләрниң биригә рәһбәрлик қилмақта. Таллиған кәспи бойичә көплигән утуқларға қол йәткүзгән Гүлнарәм Абдуллинқизи банк саһасида илғар атилип, 2009-жили Астана шәһиридә өткән Аяллар қурултийиға қатнашқан еди. Көплигән кәсипдашлиридин пәриқләнгән һалда миллитимиз арисидин чиққан кәспий банк мутәхәссиси Гүлнарәм Абдуллаеваға мукапат мубарәк дегәч, униң техиму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз.

159 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы