• Йеңилиқлар
  • 20 Қараша, 2019

Шөбә рәиси сайланди

Йеқинда Панфилов наһийәлик һакимийәтниң Мәҗлисләр залида Nur Otan партияси наһийәлик шөбисиниң новәттин ташқири XXVІ һесават-сайлам конференцияси болуп өтти. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Конференциягә қатнашқан Nur Otan партияси Алмута вилайәтлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Ғалиасқар Сарыбаев елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Конструктив җәмийәтлик диалог – Қазақстанниң турақлиқлиғи вә гүллинишиниң асаси» намлиқ Мәктүбидики көрсәтмә-вәзипиләргә тәпсилий чүшәнчә бәрди. Алмута вилайитидә, наһийәдә дөләт программилири, болупму «Сүръәтлик индустриялик-инновациялик тәрәққият» программиси даирисидә елип бериливатқан һәм келәчәктә әмәлгә ашурулидиған ишларға тохталди. Конференциядә Панфилов наһийәсиниң бурунқи һакими Темирлан Бектасовниң башқа ишқа йөткилишигә мунасивәтлик наһийә һакими Талғат Өмирәлиев Nur Otan партияси Панфилов наһийәлик шөбисиниң рәиси болуп сайланди. Шундақла партия шөбиси сәясий кеңишиниң тәркивигә өзгиришләр киргүзүлди. Конференциядә сөз алған партия ветерани Тлеуберген Оспанов, наһийәлик китапхана мудири Дәрия Султанбекова вә башқилар Nur Otan партияси наһийәлик шөбиси тәрипидин елип бериливатқан ишларға иҗабий баһасини берип, йеңидин сайланған шөбә рәисиниң иш-паалийитигә утуқ тилиди. Тәкитләш керәкки, елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы рәиси болған Nur Otan партияси – хәлиқ ишәнчисини ақлап келиватқан инавәтлик һәм абройлуқ сәясий тәшкилат. Партия өзиниң иш-паалийитини хәлиқниң мәхсәт-муддиаси билән уйғун екәнлигини әмәлиятта көрситишни билди. Бүгүнки күндә Панфилов наһийәсидә партияниң 9000ға йеқин әзаси болуп, улар 19 башланғуч тәшкилатқа бирләштүрүлгән. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, партия сепидә болуш хаһишини билдүрүватқанлар жилдин-жилға көпийиватиду. Һазир муәллимләр билән дохтурлардин башқа кичик вә оттура тиҗарәт билән шуғулланғучилар, ихтисат вә хизмәт көрситиш саһаси, шундақла шәхсий дехан егиликлири вәкиллири әзалиққа җәлип қилинған. Җай-җайлардики башланғуч тәшкилат әзалири дөләт вә партия тәрипидин алға сүрүлүватқан мәсилиләрни оңушлуқ һәл қилишта чоң роль ойнаватиду. Болупму «Кедергісіз келешек», «Бақытты отбасы», «Бақытты балалық шақ», «Ардегерлерді ардақтайық» «Жастар Отанға» «Ұлы дала елі» партиявий программилар утуқлуқ әмәлгә ашурулуватиду. Конференциядә хуласә сөзгә чиққан Панфилов наһийәсиниң һакими Талғат Өмирәлиев елимиз Президентиниң Мәктүбидики көрсәтмә-вәзипиләрни әмәлгә ашурушта наһийә хәлқи, партия әзалири билән һәмкарлиқта иш елип баридиғанлиғини алаһидә тәкитлиди. Панфилов наһийәси.

436 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы