• Йеңилиқлар
  • 20 Қараша, 2019

Нур-Султанда хәлиқара медиафорум өтти

Қазақстан хәлқи Ассамблеяси “Аммивий әхбарат васитилири вә җәмийәтлик разимәнлик” мавзусида Қазақстан пайтәхтидә өткүзгән төртинчи хәлиқара медиафорумда түрлүк әлләрниң экспертлири вә йетәкчи аммивий әхбарат васитилириниң рәһбәрлири иҗтимаий тармақлар вә блоклар барғансири көп тәсир қиливатқан өзгәргән әхбарат үлгисидә Қазақстан журналистикисини тәрәққий әткүзүш мәсилилирини муһакимә қилди. Медиафорум ишиға Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Рәисиниң орунбасари – Президент Мәмурийити ҚХА Кативатиниң мудири Жансейит Түймебаев, Түркиядин, Әзәрбәйҗандин, Өзбәкстандин кәлгән хәлиқара экспертлар вә обзорчилар, Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң депутатлири, җумһурийәтлик, регионаллиқ гезитлар вә телеканалларниң, этномәдәнийәт бирләшмилири аммивий әхбарат васитилириниң рәһбәрлири қатнашти. Жансейит Түймебаевниң мәҗлисни ечип тәкитлишичә, медиафорум ҚХАниң мәмликитимизниң баш мәйрәмлири – Тунҗа Президент Күнигә вә Мустәқиллик күнигә беғишланған чарә-тәдбирләр түркүмини ечиватиду. – Җәмийәтлик разимәнлик – бизниң қазақстанлиқ, тәбиий һаят тәризимиз. Сөзсизки, буниңда елимиз аммивий әхбарат васитилириниң хизмити чоң. Шуңлашқа медиафорумниң “Аммивий әхбарат васитилири вә җәмийәтлик разимәнлик” мавзусида өтүшиму қанунийдур. Қазақстан бирлик вә ишәнчиниң өз формулисини ишләп чиқти. У һәқлиқ түрдә Нурсултан Назарбаевниң үлгиси аталди. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси униң өзиги болуп һесаплиниду, – деди Жансейит Түймебаев. У шундақла әхбаратниң җәмийәтни бирләштүрүватқан асасий күч болуп, аммивий әхбарат васитилири униң баш жүргүзгүчиси екәнлигини тәкитлиди. – Пикир сораш мәлуматлири бойичә, респондентларниң 97 пайизи өзлирини Қазақстанниң бирпүтүн хәлқи дәп һесаплайду, – деди Жансейит Түймебаев. – Амма һазирқи вәзийәт вә тарихниң көрситишичә, җәмийәтлик разимәнлик – турақлиқ өлчәм әмәс. Бу вақиәләр түпәйлила яндишидиған әмәс, бәлки турақлиқ диққәтни тәләп қилидиған мурәккәп вә назук саһа. ҚХА Рәисиниң орунбасари медиасаһани тәрәққий әткүзүшниң заманивий тенденциялири тоғрилиқ гәп қилип, бирнәччә әһмийәтлик тенденцияләргә диққәт ағдурди. Биринчи – бу “әнъәнивий аммивий әхбарат васитилири” вә актив тәрәққий етиватқан интернет-медиа оттурисидики аудитория үчүн күрәш. – Блогинг, видеоблогинг, Интернетта мақалиларни тарқитиш – бу реаллиққа айланған гражданлиқ журналистика аталмиш шәкли. Бирақ мундақ гражданлиқ журналист әхбарат тарқатқанлиғи үчүн җавапкәрликни квалификациялик җәһәттин чүшинәләмду яки қобул қилинған әхлақий нормиларға әмәл қиламду? Интернет вә иҗтимаий тармақлар өз қаидилирини таңиду. Уларда муштирилар вә көргүчиләр санини көпәйтиш үчүн сенсацияни, резонансни, проблемиларни ашуруп яки бузуп көрситишни асасий орунға қойиду. Униң сөзичә, мошундақ әһвалда йәнә бир тенденция – сәясий вақиәләрни йорутқанда аммивий әхбарат васитилирини рәт қилиш – пәйда болиду. Бу гражданлиқ нигилизмни, сәясәткә шүбһилинишни пәйда қилиду. – Үчинчидин, иҗтимаий тармақларда “дүшмән тилини” тарқитиш, нәпрәт вә яманлиқ муназириси – ташқи эстремистик күчләрниң әң яхши көридиған әхбарат “қурали”, – дәп қошумчә қилди Жансейит Түймебаев. Төртинчи тенденция көпмилләтлик җәмийәт Қазақстан үчүн характерлиқтур – аудиторияниң қайси тилда сөзләватқанлиғиға қарап, түрлүк әхбарат муназирилирини қелиплаштуруш. Башқичә ейтқанда, қазақ вә рус тиллиқ аммивий әхбарат васитилири, шундақла этномәдәнийәт бирләшмилириниң 52 аммивий әхбарат васитиси түрлүк йөнилишләргә мураҗиәт қилиду вә, демәк, аудитория бөлүниду. – Қазақтиллиқ аммивий әхбарат васитилиридә вә иҗтимаий тармақларда сәясий вақиәләр билән бирқатарда миллий қәдрийәтләрни тәрғип қилиш мәсилилиригә, қазақ тилиниң үстүнлүгигә, диққәтни кеңәш дәври тарихиниң сәлбий тәрәплиригә ағдурушқа көп диққәт бөлүниду, – дәп тәкитлиди натиқ. – Рустиллиқ аммивий әхбарат васитилиригә көпирәк сәясий вә иҗтимаий-ихтисадий мәсилиләрни йорутуш, шундақла Россия аммивий әхбарат васитилиридин материалларни елан қилиш хастур. Әнди этномәдәнийәт бирләшмилириниң аммивий әхбарат васитилири болса, умумдөләтлик вәзипиләрни ечиш бойичә тәңпуңлуқни сақлимай, ички миллий мавзуларни йорутушни әвзәл көриду. Жансейит Түймебаев өз сөзидә шундақла һазир җәмийәт аң-сезиминиң бузулушиға йол қоймаслиқ үчүн медиасаһада бирпүтүн яндишишларни вуҗутқа кәлтүрүп, умумий қәдрийәтләрни тәрғип қилишниң муһим екәнлигини тәкитлиди. Өз новитидә “Онже Ватан” (Түркия) гезити әхбарат бөлүминиң муһәррири Кемал Саллы һазирқи дунияда журналистика маһийитиниң вә өлчиминиң өзгәргәнлигини тәкитлиди. Һазир аммивий әхбарат васитилири пәқәт әхбарат бериш вәзиписинила орунлап қалмай, бәлки җәмийәт аң-сезимиға тәсир қиливатиду, – дәп тәкитлиди у. – Шуңлашқа журналистниң һазирқи шараиттики иши хелә мурәккәп вә җавапкәр болуватиду. Журналистлар пәқәт у яки бу фактни йорутупла қоймай, бәлки тәтқиқ қиливатиду. Шуңлашқа медиасаһада ишләватқанлар вақиәләрниң мәзмун-маһийитигә чоңқур чөкүши зөрүр. “Хабар” агентлиғи” акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Ерлан Бекхожин өз сөзидә фейкларниң тәсиригә вә заманивий аммивий әхбарат васитилириниң аудиториясини шәкилләндүрүш принциплириға тохталди. – Һазирқи әһвал шундақки, сахтилаштурулған әхбарат технологиялири адәмләрниң кәспий журналистикиға болған ишәнчисини миқияслиқ вә мисли көрүлмигән дәриҗидә бузуватиду вә бу, сөзсизки, барлиқ аммивий әхбарат васитилиригә вә кәспий журналистларға болған синақ, – дәп билдүрди у. Ерлан Бекхожин аммивий әхбарат васитилири оттурисидики материални балдур бериш үчүн күрәш вә риқабәт журналистикиниң объективлиқ, һәқиқәтни йорутуш вә җавапкәрлик охшаш асасий принциплириға зиян йәткүзүватқанлиғини тәкитлиди. Мәҗлистә шундақла “хайп” охшаш һадисә тоғрилиқму гәп болди. Һазирчә ениқлимиға егә болмиған бу чүшәнчә аудиторияни у яки бу йеңилиққа чапсан җәлип қилишниң адил вә җавапкәрлик әмәс усуллирини билдүриду. Муназиригә қатнашқучилар хайпократия аталмиш, йәни һазирқи медиасаһадики хайп һөкүмранлиғи тоғрилиқ гәп қилди. Мәҗлистә шундақла Баку славян университетиниң профессори, филология пәнлириниң доктори Нурида Наврузова (Әзәрбәйҗан) “Казинформ” агентлиғиниң баш мудири Асқар Омаров вә башқиму аммивий әхбарат васитилириниң рәһбәрлири заманивий медиани тәрәққий әткүзүш мәсилилири бойичә көзқарашлирини оттуриға қойди. Мәҗлисниң ахирида дөләт сәяситини әхбарат җәһәттин қоллап-қувәтләшкә, җәмийәтлик разимәнлик вә умуммиллий бирликни күчәйтишкә, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң паалийитини тәрғип қилишқа һәссә қошқан журналистларни қоллап-қувәтләш мәхситидә ҚХА уюштурған әнъәнивий “Шаңырақ” җумһурийәтлик иҗадий конкурсиниң ғалиплирини мукапатлаш мәрасими болуп өтти. Конкурс йәкүни бойичә биринчи мукапатқа “Казахстанская правда” гезити сәясәт бөлүминиң муһәррири Юлия Магер сазавәр болди. Шундақла биринчи орунға “Хабар-24” канили йеңилиқлар бөлүминиң мухбири Ақсәуле Байменшина билән “Казинформ” агентлиғи қазақ редакциясиниң обзорчиси Руслан Ғаббасов еришти. Иккинчи орун Turkistan хәлиқара гезитиниң мухбири Елдос Тоқтарбайға, “Қазақстан” телеканили әхбарат бөлүминиң мәхсус мухбири Асима Буқарбаеваға вә Kazakh TV телеканили әхбарат программилириниң мухбири Зарина Асановаға берилди. Үчинчи орунни “Қазақ радиоларының” жүргүзгүчи-муһәррири Альмира Елимсары, assembly. kz порталиниң баш муһәррири Руслан Беген вә tazael.kz сайтиниң өз мухбири Бейбит Оспан егилиди. Конкурсниң мәхсус мукапити бийил 100 жиллиғини нишанлаватқан Egemen Qazaqstan җумһурийәтлик гезитиға тапшурулди. Хәлиқара медиафорум даирисидә шундақла Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң бийилқи паалийитиниң ярқин пәйтлири әкис әткән “Ассамблеяниң бир жили” фотокөргәзмиси уюштурулди. Медиафорумға шундақла “Қазақ гезеттері” ҖЧЙниң баш мудири Шәмшидин Паттеев, мәзкүр йолдашлиқниң қаримиғидики нәширләр – җумһурийәтлик “Уйғур авази“ гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов вә “Балдырған” балилар журналиниң баш муһәррири Дүйсен Мағлумов қатнашти.

468 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы