• Йеңилиқлар
  • 20 Қараша, 2019

Регионда иҗабий өзгиришләр көп

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өткән пәйшәнбә күни Көкчетавда иш бабидики сәпәрдә болди. Президент чүштин авал Ақмола вилайитиниң тәрәққиятиға беғишланған кеңәшмә өткүзди. Қасым-Жомарт Тоқаев Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тарихий хизмитини атап өтүп, барлиқ күч-қувәтни Елбасыниң узақ муддәткә молҗаланған Стратегиясини, Милләт планини вә Бәш институционал ислаһатни толуқ әмәлгә ашурушқа қаритишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Һазир Һөкүмәт, Парламент депутатлири, вилайәтләр һакимлири алдида шундақ вәзипә туруватиду. Дөләт рәһбири шундақла йеңи Дөләт индустриал-инновациялик программисини сүпәтлик әмәлгә ашурушниң муһим екәнлигигә диққәтни җәлип қилип, илгәрки программиларниң камчилиқлирини һесапқа елишни тапшурди. Президент планларни әмәлгә ашуруш бойичә дағ-дуғилиқ һесаватлар әмәс, бәлки объектив тәһлил, нәтиҗидарлиқ иш -һәрикәт зөрүр, дәп һесаплайду. – Мән Дөләт рәһбири сүпитидә хәлиқниң пишип йетилгән тәләплирини қанаәтләндүрүшкә қаритилған нәтиҗидарлиқ ишни күтүватимән, – деди Президент. Қасым-Жомарт Тоқаев Ақмола вилайитиниң тәрәққияти тоғрилиқ гәп қилип, региондики, җүмлидин йеза егилиги, машина ясаш, рәңлик металлургия, қурулуш вә қуш егилиги саһалиридики иҗабий өзгиришләрни атап өтти. Дөләт рәһбири әмгәк үнүмини, җүмлидин йеза егилигидики әмгәк үнүминиң өсүши регион ихтисадиниң өсүшиниң асасий амили екәнлигини қәйт қилди. – Кейинки үч жилда регионда суғирилидиған йәрләр мәйдани 7,5 һәссә көпийип, 24 миң гектардин ешип кәтти. Бу әмгәк үнүмини ашурушқа уттур тәсир қилидиған яхши көрсәткүч. Мошу ишни давамлаштуруш керәк, – деди Президент. Қасым-Жомарт Тоқаев шуниң билән биллә мәмликәтниң ашлиқ йетиштүридиған чоң үч вилайитиниң йеза егилиги саһасида әмгәк үнүминиң 5–8 миң доллар әтрапида болуп, төвән дәриҗидә екәнлигини атап көрсәтти. – Россиядә бу көрсәткүч 17 миң долларни тәшкил қилса, тәрәққий әткән әлләрдә 80–90 миң долларға йетиду, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Президент Йеза егилиги министрлигигә аграр регионларниң һакимлиқлири билән бирликтә аграр-санаәт комплекси саһасида әмгәк үнүмини җиддий көпәйтиш бойичә ениқ чариләрни көрүшни тапшурди. Қасым-Жомарт Тоқаев нурғун мәйданни егиләвелип, өз йеригә ишлимәйватқанлардин, йәни латифудинстлардин, йәр участкилирини тартивелиш бойичә бәргән тапшурмиси тоғрилиқ әслитип өтти. – Мениң тапшурмамни орунлаш бойичә иш наһайити гиҗиң кетип бариду, бу уни қәстән арқиға созуватиду дегән пикирни пәйда қилиду. Мундақ әһвалда көрүлидиған чариләрму шундақ болиду – виждансиз иҗрачиларға тегишлик қәтъий чарә көрүлиду, – дәп билдүрди Дөләт рәһбири. Президентниң сөзидә кичик вә оттура тиҗарәтни һәм туризм саһасини тәрәққий әткүзүшкә чоң диққәт бөлүнди. Дөләт рәһбири регионниң бизнесни жүргүзүш рейтингида арқида қеливатқанлиғини, шундақла иш билән тәминләш һәм кичик вә оттура тиҗарәт карханилириниң мәһсулат ишләп чиқиришиниң төвән көрсәткүчләргә егә екәнлигини тәкитлиди. Президент бай тәбиәт-рекреациялик ресурсларға һәм мәдәний мирас объектлириғ а егә регионниң туристик иқтидарини пайдилинишниң йетәрлик дәриҗидә болмайватқанлиғини атап көрсәтти. Униң сөзичә, туристик саһаниң регионниң умумий мәһсулатиға қошқан һәссиси 0,5 пайиздин ашмайватиду, әнди туризмни тәрәққий әткүзүш бойичә дөләт программиси даирисидә 2025-жилға қәдәр бу көрсәткүчни 8 пайизға йәткүзүш вәзиписи қоюлди. – Һөкүмәткә вилайәт һакимлиғи билән бирликтә Щучье-Боровое курорт зонисини тәрәққий әткүзүш планиниң 3-басқучи даирисидә әмәлгә ашурулуватқан инфрақурулумлуқ лайиһиләрни тамамлашни тапшуримән. Қазақстанниң Туризм хәритисидә шундақла Зеренди дәм елиш зонисиму бар. У экологиялик вә балилар туризми саһасида ихтисаслаштурулуши мүмкин, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Дөләт рәһбири туризм мавзусини давамлаштуруп, йол бойида хизмәт көрситиш сүпитиниң төвән екәнлигини тәнқит астиға алди вә әһвални түзитиш үчүн нәтиҗидарлиқ чариләрни көрүшни тапшурди. Қасым-Жомарт Тоқаев баһаларниң, болупму иҗтимаий әһмийәткә егә товарлар баһалириниң өсүшигә йол қоймаслиқ керәклигини әслитип өтти. – Жил бешидин тартип товарларниң мошу топи баһалириниң өсүши инфляцияниң хелә алдида болуватиду. Айрим әһвалларда икки һәссә болмақта. Иифляцияниң умумий дәриҗисиниң 5,3 пайиз болушида баһалар 9 һәссидин ошуқ өсти,– дәп тәкитлиди Президент. Қасым-Жомарт Тоқаев вилайәттә кейинки икки жилда турушлуқ өй селиш көрсәткүчини (900 миң квадрат метр), йәрлик 880 километр йолниң вә коча-йол тармақлириниң яхшилинишини иҗабий баһалап, бирқатар һәл қилинмиған инфрақурулумлуқ мәсилиләрни атап көрсәтти. Җүмлидин, “Сарыарқа” магистраль газ проводидин газ тәхсим қилиш тармақлири қурулушини чапсанлитишқа чақирди. Президент шундақла инфрақурулумни тәрәққий әткүзүш вәзипилиригә тохтилип, хәлиқара малийә институтлири тәрипидин несийә елиш һесавиға Һөкүмәткә Ақмола вилайитидә ТЭЦ қурулушиниң имканийитини үгинишни тапшурди. – Бу тәхминән 200 миллион доллар. Анчә көп ахча әмәс. Қарап чиқип, тәклипләрни бериңлар. Биз сөзсиз Көкчетавда ТЭЦ селишимиз керәк, – дәп тапшурди Дөләт рәһбири. Президент территорияләрни тәрәққий әткүзүшни комплекслиқ башқурушқа көчүшниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Дөләт рәһбириниң пикричә, буниң үчүн Нур-Султан вә Ақмола вилайити һакимлиқлири ишиниң уйғунлаштурулушини ашуруш зөрүр. Қасым-Жомарт Тоқаев сөзиниң ахирида Һөкүмәткә вә вилайәт һакимлиғиға 2020-жили Көкчетавда Қазақстан-Россия Регионларара һәмкарлиқ форуминиң өткүзүлүшигә толуқ тәйярлиқ көрүшни тапшурди. Кеңәшмидә Ақмола вилайитиниң һакими Ермек Маржықпаев вилайәтниң еқимдики ихтисадий-иҗтимаий көрсәткүчлири вә алда туруватқан вәзипиләр тоғрилиқ әхбарат бәрди. Президент вилайәт тәрәққиятиға беғишланған кеңәшмидин кейин “Бижан” гөшни қайта ишләш заводи” ҖЧЙда болуп, ишләп чиқириш цехлирини көздин кәчүрди вә регионниң мәһсулатни қайта ишләш карханилири чиқарған мәһсулат үлгилири билән тонушти. “Бижан” ҖЧЙ гөш мәһсулатлирини чиқириш бойичә чоң кархана болуп һесаплиниду. Бу йәрдә 15 түрлүк колбаса мәһсулати, гөш консервилири вә йеримфабрикатлар чиқирилиду. Завод 115тин ошуқ адәмни иш билән тәминләйду. Дөләт рәһбири шундақла “Новопэк” ҖЧЙни зиярәт қилип, полипропилен қача чиқиришниң технологиялик җәрияни билән тонушти. Тәкитләш керәкки, 940 ошуқ адәм ишләватқан карханида чиқириливатқан мәһсулат дуниявий үлгиләргә җавап бериду вә Беларусь, Қирғизстан, Россия, Таҗикстан охшаш бирқатар әлләргә чиқириливатиду. Қасым-Жомарт Тоқаев иш бабидики сәпириниң ахирида “Ақай” ательесини зиярәт қилди. Дөләт рәһбири чиқириливатқан мәһсулат сүпитини иҗабий баһалап , коллективқа утуқ-муваппәқийәт тилиди.

371 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы