• Әхбаратлар еқими
  • 27 Қараша, 2019

Саламәтлик пасибанлири

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Панфилов наһийәлик ағриқханиниң баш врачи, Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати Төлеу Сарпековниң тәшәббуси билән саламәтликни сақлаш саһасида узун жиллар ишләп, һөрмәтлик дәм елишта жүргән саһа хадимлириға һөрмәт көрситиш әнъәнигә айланған. Җүмлидин, йеқинда узун жиллар Панфилов наһийәлик жуқумлуқ ағриқлар бөлүмини башқурған тәҗрибилик врач, өз саһасиниң йетүк мутәхәссиси Меликәм Мәхсүтқизи Һапизова билән учришиш болуп өтти. Учришишта дәсләп сөзгә чиққан баш врач Төлеу Сарпеков Меликәм Һапизованиң тәрҗимиһали билән иш-паалийитигә тохталди. – Бүгүнки учришишниң башқилардин өзгичилиги, биз мошу залға яш дохтурларни тәклип қилдуқ. Чүнки барлиқ аңлиқ һаятини мошу саһаға беғишлиған пешқәдәмлиримиз аз әмәс. Улар Гиппократ қәсәмядиға садақәтлиги түпәйли наһийә хәлқиниң саламәтлигини сақлаш йолида тинмай әмгәк қилди. Шу арқилиқ көпмилләтлик наһийә хәлқиниң һөрмәт-еһтирамиға бөләнди. Мана мошундақ баш қошушларниң тәрбийәвий әһмийити зор болуп, яшларниң туғулуп өскән йериниң адәмлирини сөйүшкә, униң иҗтимаий-ихтисадий, мәдәний тәрәққиятиға биркишилик һәссисини қошушқа чоң түрткә дәп ойлаймән. Бүгүнки кәчниң қәһриманиму дәсләп Чоң Чиғанда сәккиз синипни, андин шәһәрдики С.Киров намидики оттура мәктәпни тамамлап, 1966-жили Шәмәй медицинилиқ институтиға оқушқа чүшүп, уни 1972-жили пүтәрди. Әмгәк паалийитини Талдиқорғанда башлап, бир жилдин кейин өзи туғулуп өскән ана жутиға келип, жуқумлуқ ағриқлар бөлүмидә врач, бөлүм башлиғи болуп ишлиди. Бүгүн кәсипдишимиз, яшларниң устази Меликәм Мәхсүтқизи шанлиқ 70 яшлиқ тәвәллудини қарши еливатиду. Барлиқ кәсипдашлар намидин анимизға мустәһкәм саламәтлик, бәхитлик қерилиқ дәмлириниң көп болушини тиләймиз, – дәп һөрмәт билдүрүп, чапан йепип, гүлдәстиләр тутти. Шуниңдин кейин наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев, тәвәллуд егисиниң синипдиши Турған Қурбанов вә башқилар тәбрикләп, иллиқ тиләклирини изһар қилди. Сөзара медицина хадимлири билән сәнъәт һәвәскарлири миллий нахша-сазларға җор болуп, уссулға чүшти. Панфилов наһийәси.

401 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы