• Жут адәмлири
  • 04 Желтоқсан, 2019

Аватниң қәйсәр аҗизлири

Уйғур жутлирида бирлик, иттипақлиқ, миллитиниң урпи-адәт, рәсим-қаидилирини, өз әйнидә сақлап қелиш, унтулуватқинини қайта тикләш, тәрәққий әткүзүш ғемидә жүргән, миллитим, хәлқим десә, ичкән ешини йәргә қойидиған есил инсанларни жутдашлири жигитбеши яки болмиса ханим-қизлар кеңишиниң рәиси қилип сайлавелиш адити бар. Көпчиликниң көзи өткүр, жут хизмитиниң һөддисидин толуқ чиқалайдиған мәрт-мәрданә җанларни таллашни билиду. Уларниң өз жути үчүн һардим-талдим демәстин, кечә-күндүз, қиш-яз дәп һесаплашмай, миннәтсиз әмгәк қилидиғанлиғини билиду. Жутумиз Аваттиму шундақ есил җанлар бар. Аватниң ханим-қизлири өзлиригә сәркә қилип сайлавалған Омайхан Мәңсүрова 30 жил мабайнида жутиға бебаһа әмгиги билән хизмәт қилип, чоң иззәт-абройға еришкән еди. Буниңдин үч жил илгири йешиниң йетип қелишиға мунасивәтлик бу ишниң еғир келиватқанлиғини ейтип, вәзипилирини өзиниң орунбасари Турсунай Абдуллаеваға жүкләйду. Шуниңдин бери Турсунай мошу еғир жүкни артип кәлмәктә. У өзи кәби милләтпәрвәр ханимлар Аминәм Садиқова, Нурбүви Һәвәйдуллаева вә Рабийәм Низировани ярдәмчи қилип сайлиди. Улар чоң жуттики той-төкүн, нәзир-чирақ, өлүм-житим, һейт-айәм вә мәйрәм күнлиридә өткүзүлидиған мәрасимларни рәсим-қаидә вә урпи-адәтләргә лайиқ қилип өтүшигә баш-көз болуп, йол-йоруқлирини көрситип кәлмәктә. Аялларни «аҗиз» дәймиз. Бирақ гайида әрләрниң қолидин кәлмәйдиған ишларниң һөддисидин чиқиватқан аялларни көрүп, уларни һәргиз «аҗиз» дәләлмәйсиз. Шуңлашқиму «аял бир қоли билән бөшүкни тәврәтсә, йәнә бир қоли билән аләмни тәвритиду» дегән сөзләр бекарға ейтилмиған болса керәк. Һәқиқәтәнму, һәрбир адәм балиси туғулушидин та әр йетип кәткичә аниниң ейтқан вә көрсәткән йоли билән маңиду. Сир әмәс, миллитимизниң әсирләр бойи давамлишип келиватқан рәсим-қаидә, урпи-адәтлири шалғутлишип кәтти, йоқаватқанлириму һәм бар. Нәтиҗидә той-төкүн, нәзир-чирақ, өлүм-житимларда үдәп кетип барған исрапчилиқларни көримиз. Тилимиз, мәдәнийитимиз, сәнъитимиз билән әзизанә тарихимизға сус көзқарашта жүргән қериндашларға бепәрва болалаймизму? Миллий ғурури, виждани бар адәмла өз миллитиниң җанкөйәри болалайду. Ундақ адәмгә «балаңни ана тилида оқут, ана тилиңдики гезит-журналларға йезил, өз театриңға тамашибин бол» дәп ейтишниңму һаҗити йоқ. У бу ишларни өзиниң “муқәддәс борчи“ дәп билиду. Мақаләмдә сөз қилмақчи болған қәһриманим – Турсунай Абдуллаева аримизда болуватқан исрапчилиқ, миллитимизниң урпи-адәтлиригә ят шалғутлуқ, диний ишларға зит бидъәтликкә охшаш сәлбий һаләтләрдин чәтнитишкә нурғун күч селишиниң нәтиҗисидә ейтарлиқ утуқларға еришти. Бурун той-төкүн бу яқта турсун, нәзир-чирақларда қолида бар яки йоқидин қәтъий нәзәр, «мән сениңдин қалимәнму?» дегәндәк қәризгә пул елип болсиму дәстиханни толтуруветиш адәтлири болидиған. Һазир улар қисқартилип, аддийлаштурулди. Аватта Турсунайниң рәһбәрлигидә өткән мәрасимлар сан-санақсиз. Турсунай йезимиздики Өмәр Муһәммәдий намидики оттура мәктәпниң муәллимлири биләнму қоюқ мунасивәт орнитип, бала туғулушидин өй-очақлиқ болғичә қилидиған урпи-адәтләрни яшларниң бойиға сиңдүрүшниң тәшәббускари болуп кәлмәктә. Турсунай Абдуллаева әмгәк паалийитини 1967-жили Ават қуш фабрикисидин башлиған. Кичигидин өз ишиға пухта, тәләпчан қиз тез-арида рәһбәрликниң мунасип баһасиға еришип, тухум қоймисиниң башлиғи болуп тайинланди. Қоймидики ишчилар тухумларни сүпитигә қарап ящикларға қачилатти. Бу интайин пәхәсликни тәләп қилидиған җапалиқ иш болуп һесаплинидиған. Мундақ қийин вәзипиниң һөддисидин көрүнгәнла адәм чиқалмайдиған. Турсунай болса, бу хизмәтни 10 жил бойи аброй билән атқурди. Бу җәриянда униң қолға кәлтүргән утуқлири мунасип баһалинип, көплигән пәхрий ярлиқларға егә болди. Һәр жили кеңәш елиниң әң илғар дәм елиш орунлириға йолланма билән тәғдирлинип турди. Йәрлик, наһийәлик вә вилайәтлик кеңәшләргә депутат болуп сайланди. «Һардим, талдим» дегәнни билмәйдиған Турсунай бүгүн өйму-өй кирип жутдашлирини ана тилида чиқидиған гезитларға муштири болушқа дәвәт қиливатиду. Миллити, жути, ели үчүн сәкпарә болуп жүргән Турсунайдин жутдашлири бәк рази. Шерипҗан һаҗим БУЗУРХАНҒОҖАОҒЛИ. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

418 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы