• Һасан-һүсән
  • 04 Желтоқсан, 2019

Батур болуш үчүн билим керәкму?

Тарихимизға нәзәр салсақ, батурлиримиз интайин нурғун. Мәсилән, Садир палван – батур болуши билән биллә, һазирҗавап қошақчи, әл сөйгән сәрдар болған. Көрнәклик язғучи Зия Сәмәдиниң «Ғени батур» романини оқуғанда, Ғени батурниң һәрбир сөзидин һазирҗаваплиғини, зерәклигини, қорқумсизлиғини байқавелиш тәс әмәс. Әнди батур қизлиримиз Ипархан, Назугум, Майимхан вә Ризвангүл тоғрилиқму әйнә шундақ дейишкә болиду. Мошу қәһриманлиримиз тоғрилиқ мақалиларни оқуғандин кейин, батур болуш үчүн «қәлбимиздә муҗәссәмләнгән миллий һәм җәңгивар роһ вә әқил-парасәт муһим роль ойнайдекән», дегән ойға кәлдим. Ахирида ейтарим, миллий роһта тәрбийиләнгән бала җәзмән миллитиниң ғемини қилидиған болиду һәм чоқум сүпәтлик билим елишқа интилиду. Шуңлашқа, әзиз достлар, билим егиләшкә тиришайли. Әлишер РАШАТБЕКОВ, Бесағаш йезисидики 29-оттура мәктәпниң 9-синип оқуғучиси. Талғир наһийәси.

619 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы